< Аюп 40 >
1 Пәрвәрдигар Аюпқа йәнә җававән: —
2 «Һәммигә Қадир билән дәвалашидиған киши униңға тәрбийә қилмақчиму? Тәңрини әйиплигүчи киши җавап бәрсун!» — деди.
3 Аюп болса Пәрвәрдигарға җававән: —
4 «Мана, мән һеч немигә яримаймән; Саңа қандақ җавап берәләймән? Қолум билән ағзимни етип гәптин қалай;
5 Бир қетим дедим, мән йәнә җавап бәрмәймән; Шундақ, икки қетим десәм мән қайта сөзлимәймән» — деди.
6 Андин Пәрвәрдигар қара қуюн ичидин Аюпқа җавап берип мундақ деди: —
7 «Әркәктәк белиңни чиң бағла, Андин Мән сәндин сорай; Сән Мени хәвәрдар қилғин.
8 Сән дәрвәқә Мениң һөкүмимни пүтүнләй бекарға кәткүзмәкчимусән? Сән өзүңни һәққаний қилимән дәп, Мени натоғра дәп әйиплимәкчимусән?
9 Сениң Тәңриниң билигидәк [күчлүк] бир билигиң барму? Сән Униңдәк аваз билән гүлдүрләләмсән?
10 Қени, һазир өзүңни шан-шәрәп һәм салапәт билән безивал! Һәйвәт һәм көркәмлик билән өзүңни кийиндүрүп,
11 Ғәзивиңниң қәһрини чечип ташлиғин, Шуниң билән һәр бир тәкәббурниң көзигә тикилип қарап, Андин уни пәсләштүргин.
12 Раст, һәр бир тәкәббурниң көзигә тикилип қарап, Андин уни бойсундурғин, Рәзилләрни өз орнида дәссәп йәр билән йәксан қил!
13 Уларни биргә топиға көмүп қой, Йошурун җайда уларниң йүзлирини кепән билән етип қойғин;
14 Шундақ қилалисаң, Мән сени етирап қилип махтаймәнки, «Оң қолуң өзүңни қутқузиду!».
15 Мән сениң билән тәң яратқан бегемотни көрүп қой; У калидәк от-чөп йәйду.
16 Мана, униң белидики күчини, Қосақ мускуллиридики қудритини һазир көрүп қой!
17 У қуйруғини кедир дәриғидәк егиду, Униң йотилиридики сиңирлири бир-биригә чиң тоқуп қоюлған.
18 Униң сүйәклири мис турубидәктур, Пут-қоллири төмүр чоқмақларға охшайду.
19 У Тәңри яратқан җаниварларниң бешидур, Пәқәт униң Яратқучисила униңға Өз қиличини йеқинлаштуралайду.
20 Тағлар униңға йемәклик тәминләйду; У йәрдә униң йенида даладики һәр бир һайванлар ойнайду.
21 У сәдәпгүл дәрәқлигиниң астида ятиду, Қомушлуқ һәм сазлиқниң салқинида ятиду.
22 Сәдәпгүллүкләр өз сайиси билән уни япиду; Өстәңдики таллар уни орап туриду.
23 Қара, дәрия тешип кетиду, бирақ у һеч һодуқмайду; Һәтта Иордандәк бир дәрияму униң ағзиға өркәшләп урулсиму, йәнила хатирҗәм туривериду.
24 Униң алдиға берип уни тутқили боламду? Уни тутуп, андин бурнини тешип чүлүк өткүзгили боламду?