< Аюп 4 >
1 Теманлиқ Елифаз җававән мундақ деди: —
2 «Бириси сән билән сөзләшмәкчи болса, еғир аламсән? Бирақ ким ағзиға кәлгән гәпни жутуваталайду?
3 Қара, сән көп адәмләргә тәлим-тәрбийә бәргән адәмсән, Сән җансиз қолларға күч бәргәнсән,
4 Сөзлириң дәлдәңшип аран маңидиғанларни риғбәтләндүргән, Тизлири пүкүлгәнләрни йөлигәнсән.
5 Бирақ һазир нөвәт саңа кәлди, Шуниңлиқ билән һалиңдин кәттиң, Балаю-апәт саңа тегиши билән, Сән алақзадә болуп кәттиң.
6 Ихласмәнлигиң таянчиң болуп кәлмигәнму? Йоллириңдики дуруслуқ үмүтүңниң асаси әмәсмиди?
7 Есиңгә ал, ким бегуна туруп вәйран болуп баққан? Дурусларниң һаяти нәдә үзүлүп қалған?
8 Мән көргинимдәк, гуна билән йәр ағдуруп аваричилик териғанлар, Охшашла һосул алиду.
9 Тәңриниң бир нәпәси биләнла улар гумран болиду, Униң ғәзивиниң партлиши билән улар йоқилип кетиду.
10 Ширниң һөкирәшлири, Һәм әшәддий ширниң авази [бар болсиму], Шир асланлириниң чишлири сундурулиду;
11 Батур шир болса ов тапалмай йоқилишқа йүзлиниду, Чиши ширниң күчүклири чечилип кетиду.
12 — Мана, маңа бир сөз ғайипанә кәлди, Қулиқимға бир шивирлиған аваз кирди,
13 Түн кечидики ғайипанә көрүнүшләрдин чиққан ойларда, Адәмләрни чоңқур уйқа басқанда,
14 Қорқунуч вә титрәкму мени басти, Сүйәк-сүйәклиримни титритивәтти;
15 Көз алдимдин бир роһ өтүп кәтти; Бәдинимдики түклирим һүрпийип кәтти.
16 У роһ орнида мидирлимай турди, бирақ турқини көрәлмидим; Көз алдимда бир гәвдә турупту; Шивирлиған бир аваз аңланди: —
17 «Инсан балиси Тәңридин һәққаний болаламду? Адәм өз Яратқучисидин пак болаламду?
18 Мана, У Өз қуллириға ишәнмигән, Һәтта пәриштилириниму «Наданлиқ қилған!» дәп әйиплигән йәрдә,
19 Ули топилардин болған инсанлар, Лайдин ясалған өйләрдә турғучилар қандақ болар!? Улар пәрванидинму асанла янҗилиду!
20 Улар таң билән кәч арилиғида кукум-талқан болиду; Улар һеч ким нәзиригә алмиған һалда мәңгүгә йоқилиду.
21 Уларниң чедир таниси жулуп ташланғанғу? Улар һеч даналиққа техи еришмәйла өлүп кетиду!».