< Аюп 39 >
1 Сән тағдики явайи өшкиләрниң қачан туғидиғанлиғини биләмсән? Җәрәнләрниң балилиғанлиғини күзитип баққанмусән?
2 Уларниң боғаз болғили нәччә ай болғанлиғини саналамсән? Уларниң балилайдиған вақтидин хәвириң барму?
3 Улар қәддини пүкүп, йетип балилирини туғиду, Улар өзидики толғақни чиқирип ташлайду;
4 Уларниң балилири күчлинип йетилиду, Улар далада өсүп, [анисиниң] йенидин чиқип қайтип кәлмәйду.
5 Явайи ешәкни далаға қоюветип әркинликкә чиқарған ким? Шаш ешәкниң нохтилирини йешивәткән ким?
6 Чөл-баяванни униң өйи қилғанмән, Шорлуқниму униң туралғуси қилғанмән.
7 У шәһәрниң қийқас-сүрәнлиридин жирақ туруп уни мазақ қилиду; У ешәкчиниң вақиришиниму аңлимайду.
8 У тағларни өз яйлиғим дәп кезиду, Шу йәрдики һәммә гүл-гияни издәп жүриду.
9 Явайи кала болса хизмитиңгә киришкә рази боламду? Сениң оқуруңниң йенида турушқа унамду?
10 Явайи калини тана билән бағлап, тапқа чүшүрәләмсән?! У саңа әгишип җилғиларда меңип тирна тартамду?
11 Униң күчи зор болғанлиғи үчүн униңға тайинамсән? Әмгигиңни униңға аманәт қиламсән?
12 Данлириңни өйгә көтирип әкилишни униңға тапшурамсән? «[Данлиримни] хаминимға жиғиштуриду» дәп униңға ишәнәмсән?
13 Төгиқуш қанатлирини шатлиқ билән қақиду, Бирақ булар ләйләкниң қанат учлири һәм пәйлиригә йетәмду?
14 У тухумлирини йәргә ташлап қойиду, Тухумлирим топида исситилсун, дәйду.
15 Уларниң тәсадипий дәссилип янҗилидиғанлиғини, Далидики бирәр һайванниң асанла уларни дәссәп-чәйләйдиғанлиғини унтуйду.
16 Балилирини өзиниң әмәстәк бағрини қаттиқ қилиду; Униң туғутиниң әҗри бекарға кетиду, Бирақ у писәнт қилмиғандәк туриду.
17 Чүнки Тәңри уни кам әқил қилған, Униңға даналиқни бәрмигән.
18 Һалбуки, у жүгүрүш алдида мәйдисини жуқуриға көтәргинидә, Ат һәм атлиқларни кәмситип мазақ қилиду.
19 Сән атқа күч беғишлиғанмидиң? Сән униң бойниға йәлпүнүп туридиған яйлини кийгүзгәнмидиң?
20 Сән уни һәйвәтлик пурқушлири билән адәмни қорқутидиған, Чекәткидәк сәкрәйдиған қилаламсән?
21 У әшәддийлик билән йәр татилап-зохчуп, Өз күчидин шатлинип кетиду, Қураллиқ қошун билән җәң қилишқа атлиниду.
22 У қорқунучқа нисбәтән күлүпла қойиду, Һеч немидин қорқмайду; Қиличниң бисидин у янмайду.
23 Оқдан, җулалиқ нәйзә, Гөрзиму униң йенида шарақшийду,
24 У йәрни аччиқ һәм ғәзәп билән жутуветиду, [Җәң] канайини бир аңлапла һаяҗанлинип қин-қиниға патмай кетиду.
25 Канайларниң авази биләнла у: «Айһай!» дәйду, У җәңни жирақтин пурап болиду. У сәркәрдиләрниң товлашлирини, җәңчиләрниң вақирашлирини хошаллиқ билән аңлайду.
26 Сар сениң әқлиң билән учамду, Қанатлирини җәнупқа қарап керәмду?
27 Бүркүт буйруғуң билән жуқуриға пәрваз қилип көтириләмду, Угисини жуқуриға саламду?
28 У қорам ташниң үстидә маканлишиду, У тағниң чоққисиға қониду, Тик қияниму туралғуси қилиду.
29 Шу йәрдин у овни пайлап байқивалиду, Көзлири жирақ-жирақларни күзитиду.
30 Униң балилири қан шорайду; Өлтүрүлгәнләр нәдә болса, у шу йәрдә болиду».