< Аюп 38 >
1 Андин Пәрвәрдигар қара қуюн ичидин Аюпқа җавап берип мундақ деди: —
Andin Perwerdigar qara quyun ichidin Ayupqa jawab bérip mundaq dédi: —
2 «Несиһәтни тутуруқсиз сөзләр билән хирәләштүргән зади ким?
«Nesihetni tuturuqsiz sözler bilen xireleshtürgen zadi kim?
3 Әркәктәк белиңни чиң бағла; Шунда Мән сәндин сорай, Андин сән Мени хәвәрдар қил!
Erkektek bélingni ching baghla; Shunda Men sendin soray, Andin sen Méni xewerdar qil!
4 Мән йәр-зиминни апиридә қилғинимда, сән зади нәдә едиң? Буларни чүшәнгән болсаң, баян қиливәр.
Men yer-zéminni apiride qilghinimda, sen zadi nede iding? Bularni chüshen’gen bolsang, bayan qiliwer.
5 Ким йәр-зиминниң өлчимини бекиткән? — Сән буни билмәмсән? Ким униң үстигә тана тартип өлчигән?
Kim yer-zéminning ölchimini békitken? — Sen buni bilmemsen? Kim uning üstige tana tartip ölchigen?
6 Таң сәһәрдики юлтузлар биллә күй ейтишқан вақтида, Худаниң оғуллири хошаллиқтин тәнтәнә қилишқан вақтида, Йәр-зиминниң һуллири нәгә патурулған? Ким униң бүҗәк тешини салған?
Tang seherdiki yultuzlar bille küy éytishqan waqtida, Xudaning oghulliri xushalliqtin tentene qilishqan waqtida, Yer-zéminning ulliri nege paturulghan? Kim uning burjek téshini salghan?
8 Балиятқудин чиққандәк, деңиз сүйи бөсүп чиққанда, Ким уни дәрвазилар ичигә бәнд қилған?
Baliyatqudin chiqqandek, déngiz süyi bösüp chiqqanda, Kim uni derwazilar ichige bend qilghan?
9 Мән булутни деңизниң кийими қилғанда, Вә қап-қараңғуни униң закиси қилғанда,
Men bulutni déngizning kiyimi qilghanda, We qap-qarangghuni uning zakisi qilghanda,
10 Мән униң үчүн пасил кәскән вақитта, Уни чәкләп балдақларни һәм дәрвазиларни салғанда,
Men uning üchün pasil kesken waqitta, Uni cheklep baldaqlarni hem derwazilarni salghanda,
11 Йәни униңға: «Мошу йәргичә барисән, пасилдин өтмә, Сениң тәкәббур долқунлириң мошу йәрдә тохтисун» дегәндә, сән нәдә едиң?
Yeni uninggha: «Mushu yergiche barisen, pasildin ötme, Séning tekebbur dolqunliring mushu yerde toxtisun» dégende, sen nede iding?
12 Сән туғулғандин бери сәһәрни «Чиқ» дәп буйруп баққанмусән? Сән таң сәһәргә өзи чиқидиған җайини көрсәткәнмусән?
Sen tughulghandin béri seherni «Chiq» dep buyrup baqqanmusen? Sen tang seherge özi chiqidighan jayini körsetkenmusen?
13 Сән шундақ қилип сәһәргә йәр йүзиниң қәриниму йорутқузуп һөкүм сүргүзүп, Шундақла рәзилләрни титритип йәр-зиминдин қоғлатқузғанмусән?
Sen shundaq qilip seherge yer yüzining qerinimu yorutquzup höküm sürgüzüp, Shundaqla rezillerni titritip yer-zémindin qoghlatquzghanmusen?
14 Шуниң билән йәр-зимин сеғиз лайға бесилған мөһүр излиридәк өзгәртилиду; Кийгән кийимдәк һәммә ениқ болиду;
Shuning bilen yer-zémin séghiz laygha bésilghan möhür izliridek özgertilidu; Kiygen kiyimdek hemme éniq bolidu;
15 Һәм шуниң билән рәзилләрниң «нур»и улардин елип кетилиду; Көтирилгән биләкләр сундурулиду.
Hem shuning bilen rezillerning «nur»i ulardin élip kétilidu; Kötürülgen bilekler sundurulidu.
16 Деңиздики булақларға сәпәр қилип йәткәнмусән? Океанларниң қәридә меңип баққанмусән?
Déngizdiki bulaqlargha seper qilip yetkenmusen? Okyanlarning qeride méngip baqqanmusen?
17 Өлүмниң дәрвазилири саңа ашкариланғанму? Өлүм сайисиниң дәрвазилирини көргәнмусән?
Ölümning derwaziliri sanga ashkarilan’ghanmu? Ölüm sayisining derwazilirini körgenmusen?
18 Әқлиң йәр-зиминниң чоңлуғиға йәткәнму? Һәммисини билгән болсаң ениқ баян қил!
Eqling yer-zéminning chongluqigha yetkenmu? Hemmisini bilgen bolsang éniq bayan qil!
19 Нур турушлуқ җайға баридиған йол нәдә? Қараңғулуқниң болса, әслий орни нәдә?
Nur turushluq jaygha baridighan yol nede? Qarangghuluqning bolsa, esliy orni nede?
20 Сән [буни билип] уларни өз чегарасиға апираламсән? Уларниң өйигә маңидиған йолларни билип йетәләмсән?
Sen [buni bilip] ularni öz chégrasigha apiralamsen? Ularning öyige mangidighan yollarni bilip yételemsen?
21 Һәә, раст, сән билисән, чүнки сән уларниң чағлиридин илгири туғулғансән, Күнлириңниң сани дәрһәқиқәт көптин көптур!
Hee, rast, sen bilisen, chünki sen ularning chaghliridin ilgiri tughulghansen, Künliringning sani derheqiqet köptin köptur!
22 Қар қачиланған ғәзниләргә кирип көрдүңму. Мөлдүр амбирлириниму көрүп бақтиңму?
Qar qachilan’ghan xezinilerge kirip kördüngmu. Möldür ambirlirinimu körüp baqtingmu?
23 Буларни азап-оқубәтлик заманға қалдурдум, Җәң вә уруш күни үчүн тәйярлап қойдум.
Bularni azab-oqubetlik zaman’gha qaldurdum, Jeng we urush küni üchün teyyarlap qoydum.
24 Чақмақ дегән қандақ йол билән йерилиду? Шәриқ шамили йәр йүзидә қандақ йол билән тарқитилиду?
Chaqmaq dégen qandaq yol bilen yérilidu? Sherq shamili yer yüzide qandaq yol bilen tarqitilidu?
25 Ямғур кәлкүниниң чүшидиған қанилини чепип тәйярлиған кимду? Гүлдүрмаминиң чақмиқи үчүн йол тәйярлиған кимду?
Yamghur kelkünining chüshidighan qanilini chépip teyyarlighan kimdu? Güldürmamining chaqmiqi üchün yol teyyarlighan kimdu?
26 Шундақ қилип ямғур һеч адәм йоқ болған йәр йүзигә, Һеч адәмзатсиз дәшт-баяванға яғдурулмамду?
Shundaq qilip yamghur héch adem yoq bolghan yer yüzige, Héch ademzatsiz desht-bayawan’gha yaghdurulmamdu?
27 Шуниң билән чөлләшкән, қурғақ тупрақлар қандурулиду, От-чөп бих уруп көкләп чиқмамду?
Shuning bilen chölleshken, qurghaq tupraqlar qandurulidu, Ot-chöp bix urup köklep chiqmamdu?
28 Ямғурниң атиси барму? Шәбнәмни ким туққанду?
Yamghurning atisi barmu? Shebnemni kim tughqandu?
29 Муз болса кимниң балиятқусидин чиқиду? Асмандики ақ қиравни болса ким дунияға кәлтүриду?
Muz bolsa kimning baliyatqusidin chiqidu? Asmandiki aq qirawni bolsa kim dunyagha keltüridu?
30 Шу чағда су қетип таштәк болиду, Чоңқур деңизларниң йүзи қетип туташтурулиду.
Shu chaghda su qétip tashtek bolidu, Chongqur déngizlarning yüzi qétip tutashturulidu.
31 «Қәлб юлтузлар топи»ниң бағлимини бағлаламсән? Орионниң риштилирини бошиталамсән?
«Qelb yultuzlar topi»ning baghlimini baghliyalamsen? Orionning rishtilirini boshitalamsen?
32 «Он икки Зодиак юлтуз түркүмлири»ни өз пәслидә елип чиқираламсән? «Чоң Ейиқ түркүми»ни Күчүклири билән йетәкләләмсән?
«On ikki Zodiak yultuz türkümliri»ni öz peslide élip chiqiralamsen? «Chong Éyiq türkümi»ni Küchükliri bilen yétekliyelemsen?
33 Асманниң қанунийәтлирини билип йәткәнмусән? Асманниң йәр үстигә сүридиған һөкүмлирини сән бәлгүләп қойғанму?
Asmanning qanuniyetlirini bilip yetkenmusen? Asmanning yer üstige süridighan hökümlirini sen belgilep qoyghanmu?
34 Сән авазиңни көтирип булутларғичә йәткүзүп, Ямғур яғдуруп өзүңни қиян-ташқинларға бастураламсән?
Sen awazingni kötürüp bulutlarghiche yetküzüp, Yamghur yaghdurup özüngni qiyan-tashqinlargha basturalamsen?
35 Сән чақмақларни буйруп өз йолиға маңдураламсән? Униң билән улар: «Мана биз!» дәп саңа җавап берәмду?
Sen chaqmaqlarni buyrup öz yoligha mangduralamsen? Uning bilen ular: «Mana biz!» dep sanga jawab béremdu?
36 Адәмниң ич-бағриға даналиқ беғишлап киргүзгән кимду? Әқилгә чүшиниш қабилийитини бәргән кимду?
Ademning ich-baghrigha danaliq béghishlap kirgüzgen kimdu? Eqilge chüshinish qabiliyitini bergen kimdu?
37 Булутларни даналиқ билән саниған ким? Асманлардики су тулумлирини төкидиған ким?
Bulutlarni danaliq bilen sanighan kim? Asmanlardiki su tulumlirini tökidighan kim?
38 Буниң билән топа-чаңларни қатуруп уюл қилдурған, Чалмиларни бир-биригә чаплаштурғузған зади ким?
Buning bilen topa-changlarni qaturup uyul qildurghan, Chalmilarni bir-birige chaplashturghuzghan zadi kim?
39 «Чиши шир үчүн ов овлап жүрәмсән, Шир күчүклириниң иштиһасини қандурамсән?
«Chishi shir üchün ow owlap yüremsen, Shir küchüklirining ishtihasini qanduramsen?
40 Улар угилирида зоңзийип жүргән вақтида, Чатқаллиқ ичидә туруп қапқан қоюп, [сән уларға олҗа берәләмсән]?
Ular uwilirida zongziyip yürgen waqtida, Chatqalliq ichide turup tuzaq qoyup, [sen ulargha olja bérelemsen]?
41 Йеми кәмчил болуп, езип кетип жираққа кетип қалғанда, Балилири Тәңригә илтиҗа қилип налә-пәряд көтәргәндә, Тағ қарғилири һәм балилири үчүн йәмни тәминлигән кимду?
Yémi kemchil bolup, ézip kétip yiraqqa kétip qalghanda, Baliliri Tengrige iltija qilip nale-peryad kötürgende, Tagh qaghiliri hem baliliri üchün yemni teminligen kimdu?