< Аюп 37 >
1 Шундақ, жүригимму буни аңлап тәвринип кетиватиду, Жүригим қепидин чиқип кетәй, деди.
2 Мана аңлиғина! Униң һөкиригән авазини, Униң ағзидин чиқиватқан гүлдүрмама авазини аңла!
3 У авазини асман астидики пүткүл йәргә, Чақмиқини йәрниң қәригичә йәткүзиду.
4 Чақмақтин кейин бир аваз һөкирәйду; Өз һәйвитиниң авази билән у гүлдүрләйду, Авази аңлиниши биләнла һеч аянмай чақмақлириниму қоюветиду.
5 Тәңри авази билән карамәт гүлдүрләйду, Биз чүшинәлмәйдиған нурғун қалтис ишларни қилиду.
6 Чүнки у қарға: «Йәргә яғ!», Һәм һөл-йеғинға: «Күчлүк ямғур бол!» дәйду.
7 У барлиқ инсанни өзиниң яратқанлиғини билсун дәп, Һәммә адәмниң қолини булар билән тосуп қойиду;
8 Явайи һайванлар өз угисиға кирип кетиду, Өз қоналғусида турғузулиду.
9 Боран-чапқун коһиқаптин келиду, Һәм соғ-зимистан таратқучи шамаллардин келиду.
10 Тәңриниң нәпәси билән муз һасил болиду; Бепаян сулар қетип қалиду.
11 У йәнә қоюқ булутларға мол нәмлик жүкләйду, У чақмақ көтиридиған булутни кәң йейип қойиду.
12 Улар пүткүл йәр-зимин йүзидә У буйруған ишни иҗра қилиш үчүн, Униң йолйоруқлири билән һәряққа бурулиду.
13 Яки тәрбийә тайиғи болуши үчүн, Яки Өз дунияси үчүн, Яки Өз рәһимдиллигини көрситиш үчүн У [булутлирини] кәлтүриду.
14 И Аюп, буни аңлап қой, Тәңриниң карамәт әмәллирини тонуп йетип шүк тур.
15 Тәңриниң булутларни қандақ сәптә турғузғанлиғини биләмсән? Униң булутиниң чақмиқини қандақ чақтуридиғанлиғиниму биләмсән?
16 Булутларниң қандақ қилип бошлуқта муәлләқ туридиғанлиғини, Билими мукәммәл Болғучиниң карамәтлирини биләмсән?
17 Һәй, Униң қандақ қилип йәр-зиминни җәнупдики шамал билән тиничландуруп, Сени кийим-кечигиңниң оттәк исситқинини биләмсән?
18 Сән Униңға һәмраһ болуп асманни худди қуюп чиқарған әйнәктәк, Мустәһкәм қилип яйғанмидиң?!
19 Униңға немини дейишимиз керәклигини бизгә үгитип қойғин! Қараңғулуғимиз түпәйлидин биз дәвайимизни җайида сәпкә қоялмаймиз.
20 Униңға «Мениң Саңа гепим бар» дейиш яхшиму? Ундақ дегүчи адәм жутулмай қалмайду!
21 Әнди шамаллар келип булутларни тарқитиветиду, Бирақ булутлар арисидики қуяш нуриға адәмләр беваситә қарап туралмайду. Қуяшниң алтун рәңги шимал тәрәптинму пәйда болиду; Тәңриниң һозурида дәһшәтлик һәйвәт бардур. Һәммигә Қадирни болса, биз Уни мөлчәрләлмәймиз; Қудрити қалтистур, Униң адалити улуқ, һәққанийлиғи чоңқур, Шуңа У адәмләргә зулум қилмайду.
22
23
24 Шуңа адәмләр Униңдин қорқиду; Көңлидә өзини дана чағлайдиғанларға У һеч етивар қилмайду».