< Аюп 36 >

1 Елиху сөзини давамлаштуруп мундақ деди: —
Elihu sɵzini dawamlaxturup mundaⱪ dedi: —
2 «Мени бирдәм сөзлигили қойсаң, Мән йәнә Тәңригә вакалитән қилидиған сөзүмниң барлиғини саңа аян қилимән.
«Meni birdǝm sɵzligili ⱪoysang, Mǝn yǝnǝ Tǝngrigǝ wakalitǝn ⱪilidiƣan sɵzümning barliⱪini sanga ayan ⱪilimǝn.
3 Билимни жирақлардин елип кәлтүримән, Адәмләрни Яратқучимни һәққаний дәп һесаплайдиған қилимән.
Bilimni yiraⱪlardin elip kǝltürimǝn, Adǝmlǝrni Yaratⱪuqimni ⱨǝⱪⱪaniy dǝp ⱨesablaydiƣan ⱪilimǝn.
4 Мениң гепим һәқиқәтән ялған әмәстур; Билими мукәммәл бириси сән билән биллә болиду.
Mening gepim ⱨǝⱪiⱪǝtǝn yalƣan ǝmǝstur; Bilimi mukǝmmǝl birsi sǝn bilǝn billǝ bolidu.
5 Мана, Тәңри дегән улуқдур, Бирақ У һеч кимни кәмситмәйду; Униң чүшиниши чоңқурдур, мәхситидә чиң туриду.
Mana, Tǝngri degǝn uluƣdur, Biraⱪ U ⱨeqkimni kǝmsitmǝydu; Uning qüxinixi qongⱪurdur, mǝⱪsitidǝ qing turidu.
6 У яманларни һаят сақлимайду; Бирақ езилгәнләр үчүн адаләт жүргүзиду.
U yamanlarni ⱨayat saⱪlimaydu; Biraⱪ ezilgǝnlǝr üqün adalǝt yürgüzidu.
7 У һәққанийлардин көзини елип кәтмәйду, Бәлки уларни мәңгүгә падишалар билән тәхттә олтарғузиду, Шундақ қилип уларниң мәртивиси үстүн болиду.
U ⱨǝⱪⱪaniylardin kɵzini elip kǝtmǝydu, Bǝlki ularni mǝnggügǝ padixaⱨlar bilǝn tǝhttǝ olturƣuzidu, Xundaⱪ ⱪilip ularning mǝrtiwisi üstün bolidu.
8 Вә әгәр улар кишәнләнгән болса, Җапаниң асаритигә тутулған болса,
Wǝ ǝgǝr ular kixǝnlǝngǝn bolsa, Japaning asaritigǝ tutulƣan bolsa,
9 Ундақта У уларға қилғанлирини, Уларниң итаәтсизликлирини, Йәни уларниң көрәңләп кәткәнлигини өзлиригә көрсәткән болиду.
Undaⱪta U ularƣa ⱪilƣanlirini, Ularning itaǝtsizliklirini, Yǝni ularning kɵrǝnglǝp kǝtkǝnlikini ɵzlirigǝ kɵrsǝtkǝn bolidu.
10 Шуниң билән У қулақлирини тәрбийигә ечип қойиду, Уларни яманлиқтин қайтишқа буйруйду.
Xuning bilǝn U ⱪulaⱪlirini tǝrbiyigǝ eqip ⱪoyidu, Ularni yamanliⱪtin ⱪaytixⱪa buyruydu.
11 Улар қулақ селип Униңға бойсунсила Улар [қалған] күнлирини аватчилиқта, Жиллирини хушлуқта өткүзиду.
Ular ⱪulaⱪ selip Uningƣa boysunsila Ular [ⱪalƣan] künlirini awatqiliⱪta, Yillirini huxluⱪta ɵtküzidu.
12 Бирақ улар қулақ салмиса, қиличлинип дуниядин кетиду, Билимсиз һалда нәпәстин тохтап қалиду.
Biraⱪ ular ⱪulaⱪ salmisa, ⱪiliqlinip dunyadin ketidu, Bilimsiz ⱨalda nǝpǝstin tohtap ⱪalidu.
13 Бирақ көңлигә ипласлиқни пүккәнләр йәнила адавәт сақлайду; У уларға асарәт чүшүргәндиму улар йәнила тилавәт қилмайду.
Biraⱪ kɵngligǝ iplasliⱪni pükkǝnlǝr yǝnila adawǝt saⱪlaydu; U ularƣa asarǝt qüxürgǝndimu ular yǝnila tilawǝt ⱪilmaydu.
14 Улар яш турупла җан үзиду, Уларниң һаяти бәччивазлар арисида түгәйду.
Ular yax turupla jan üzidu, Ularning ⱨayati bǝqqiwazlar arisida tügǝydu.
15 Бирақ У азап тартқучиларни азаплардин болған тәрбийә арқилиқ қутқузиду, У улар хар болған вақтида уларниң қулиқини ачиду.
Biraⱪ U azab tartⱪuqilarni azablardin bolƣan tǝrbiyǝ arⱪiliⱪ ⱪutⱪuzidu, U ular har bolƣan waⱪtida ularning ⱪuliⱪini aqidu.
16 У шундақ қилип сениму азарниң ағзидин қистаңчилиғи йоқ кәң бир йәргә җәлип қилған болатти; Ундақта дәстихиниң майға толдурулған болатти.
U xundaⱪ ⱪilip senimu azarning aƣzidin ⱪistangqiliⱪi yoⱪ kǝng bir yǝrgǝ jǝlp ⱪilƣan bolatti; Undaⱪta dastihining mayƣa toldurulƣan bolatti.
17 Бирақ сән һазир яманларға қаритилған тегишлик җазаларға толдурулғансән; Шуңа [Худаниң] һөкүми һәм адалити сени тутувалди.
Biraⱪ sǝn ⱨazir yamanlarƣa ⱪaritilƣan tegixlik jazalarƣa toldurulƣansǝn; Xunga [Hudaning] ⱨɵkümi ⱨǝm adaliti seni tutuwaldi.
18 Ғәзивиңниң қайнап кетишиниң сени мазаққа башлап қоюшидин һушяр бол; Ундақта һәтта зор капаләтму сени қутқузалмайду.
Ƣǝzipingning ⱪaynap ketixining seni mazaⱪⱪa baxlap ⱪoyuxidin ⱨuxyar bol; Undaⱪta ⱨǝtta zor kapalǝtmu seni ⱪutⱪuzalmaydu.
19 Яки байлиқлириң, Яки күчүңниң зор тиришишлири, Өзүңни азап-оқубәттин нери қилаламду?
Yaki bayliⱪliring, Yaki küqüngning zor tirixixliri, Ɵzüngni azab-oⱪubǝttin neri ⱪilalamdu?
20 Кечигә үмүт бағлима, Чүнки у чағда хәлиқ өз орнидин йоқилип кетиду.
Keqigǝ ümid baƣlima, Qünki u qaƣda hǝlⱪ ɵz ornidin yoⱪilip ketidu.
21 Һушяр бол, әскиликкә бурулуп кәтмә; Чүнки сән [қәбиһликни] дәрдкә [сәвир болушниң] орнида таллиғансән.
Ⱨuxyar bol, ǝskilikkǝ burulup kǝtmǝ; Qünki sǝn [ⱪǝbiⱨlikni] dǝrdkǝ [sǝwr boluxning] ornida talliƣansǝn.
22 Мана, Тәңри күч-қудрити түпәйлидин үстүндур; Униңдәк үгәткүчи барму?
Mana, Tǝngri küq-ⱪudriti tüpǝylidin üstündur; Uningdǝk ɵgǝtküqi barmu?
23 Ким Униңға маңидиған йолни бекитип бәргән еди? Вә яки Униңға: «Яман қилдиң?» дейишкә петиналайду?
Kim Uningƣa mangidiƣan yolni bekitip bǝrgǝnidi? Wǝ yaki Uningƣa: «Yaman ⱪilding?» deyixkǝ petinalaydu?
24 Инсанлар тәбрикләйдиған Худаниң әмәллирини улуқлашни унтума!
Insanlar tǝbriklǝydiƣan Hudaning ǝmǝllirini uluƣlaxni untuma!
25 Һәммә адәм уларни көргәндур; Инсан балилири жирақтин уларға қарап туриду».
Ⱨǝmmǝ adǝm ularni kɵrgǝndur; Insan baliliri yiraⱪtin ularƣa ⱪarap turidu».
26 « — Бәрһәқ, Тәңри улуқдур, биз Уни чүшинәлмәймиз, Униң жиллириниң санини тәкшүрүп ениқлиғили болмайду.
« — Bǝrⱨǝⱪ, Tǝngri uluƣdur, biz Uni qüxinǝlmǝymiz, Uning yillirining sanini tǝkxürüp eniⱪliƣili bolmaydu.
27 Чүнки У суни тамчилардин шүмүрүп чиқириду; Улар парға айлинип андин ямғур болуп яғиду.
Qünki U suni tamqilardin xümürüp qiⱪiridu; Ular parƣa aylinip andin yamƣur bolup yaƣidu.
28 Шундақ қилип асманлар [ямғурларни] қуюп берип, Инсан балилири үстигә молчилиқ яғдуриду.
Xundaⱪ ⱪilip asmanlar [yamƣurlarni] ⱪuyup berip, Insan baliliri üstigǝ molqiliⱪ yaƣduridu.
29 Бирақ ким булутларниң тоқулушини, Униң [самави] чедириниң гүмбүр-гүмбүр қилидиғанлиғини чүшинәлисун?
Biraⱪ kim bulutlarning toⱪuluxini, Uning [samawi] qedirining gümbür-gümbür ⱪilidiƣanliⱪini qüxinǝlisun?
30 Мана, У чақмиқи билән әтрапини йоруқ қилиду, Һәтта деңиз тәктиниму йоруқ қилиду.
Mana, U qaⱪmiⱪi bilǝn ǝtrapini yoruⱪ ⱪilidu, Ⱨǝtta dengiz tǝktinimu yoruⱪ ⱪilidu.
31 У булар арқилиқ хәлиқләр үстидин һөкүм чиқириду; Һәм улар [арқилиқму] мол ашлиқ бериду.
U bular arⱪiliⱪ hǝlⱪlǝr üstidin ⱨɵküm qiⱪiridu; Ⱨǝm ular [arⱪiliⱪmu] mol axliⱪ beridu.
32 У қоллирини чақмақ билән толдуриду, Униңға уридиған нишанни буйруйду.
U ⱪollirini qaⱪmaⱪ bilǝn tolduridu, Uningƣa uridiƣan nixanni buyruydu.
33 [Худаниң] гүлдүрмамиси униң келидиғанлиғини елан қилиду; Һәтта калиларму сезип, уни елан қилиду.
[Hudaning] güldürmamisi uning kelidiƣanliⱪini elan ⱪilidu; Ⱨǝtta kalilarmu sezip, uni elan ⱪilidu.

< Аюп 36 >