< Аюп 35 >
1 Елиху йәнила җавап берип мундақ деди: —
2 «Сән мошу гепиңни, йәни «Һәққанийлиғим Тәңриниңкидин үстүндур» дегиниңни тоғра дәп қарамсән?
3 Шундақ болғанлиғи үчүн сән: «Һәққанийлиқниң маңа немә пайдиси болсун? Гуна қилмиғинимниң гуна қилғинимға қариғанда артуқчилиғи нәдә?» дәп соридиң.
4 Өзүм сөзләр билән саңа [җавап берәй], Саңа һәм сән билән биллә болған үлпәтлириңгә җавап берәй;
5 Асманларға қарап баққин; Пәләктики булутларға сәпсалғин; Улар сәндин жуқуридур.
6 Әгәр гуна қилған болсаң, ундақта Тәңригә қайси зиянкәшликни қилалайттиң? Җинайәтлириң көпәйсиму, ундақта униңға қандақ зиянларни салалар едиң?
7 Сән һәққаний болған тәғдирдиму, Униңға немә берәләйттиң? У сениң қолуңдин немиму алар-һә?
8 Сениң әскиликлириң пәқәт сәндәк бир инсанғила, Һәққанийлиғиң болса пәқәт инсан балилириғила тәсир қилиду, халас.
9 Адәмләр зулум көпийип кәткәнлигидин ялвуриду; Күчлүкләрниң бесими түпәйлидин улар налә-пәряд көтириду.
10 Бирақ һеч ким: «Кечиләрдә инсанларға нахша ата қилғучи яратқучум Тәңрини нәдин издишим керәк?» демәйду.
11 Униң бизгә үгитидиғини йәр-зиминдики һайванларға үгитидиғинидин көп, Һәм асмандики учар-қанатларға үгитидиғинидин артуқ әмәсму?
12 Улар налә-пәряд көтириду, бирақ рәзил адәмләрниң һакавурлуғиниң тәсири түпәйлидин, Уни Худа иҗабәт қилмайду.
13 Бәрһәқ, Тәңри қуруқ дуаға қулақ салмиған йәрдә, Һәммигә Қадир мошуларға әһмийәт бәрмигән йәрдә,
14 Сән: «Мән Уни көрәлмәймән» десәң, [У қандақ қулақ салсун]? Дәвайиң техи Униң алдида туриду, Шуңа Уни күтүп турғин.
15 Бирақ У һазир [товва қилиш пурсити берип], Өз ғәзивини техи төкмигән әһвалда, Аюп өзиниң тәкәббурлуғини билмәмдиғанду?
16 Чүнки Аюп қуруқ гәп үчүн ағзини ачқан, У тутуруқсиз сөзләрни көпәйткән».