< Аюп 34 >
1 Елиху йәнә җававән мундақ деди: —
2 «И данишмәнләр, сөзлиримни аңлаңлар, И тәҗрибә-савақлиқ адәмләр, маңа қулақ селиңлар.
3 Еғиз таам тетип баққандәк, Қулақ сөзниң тәмини синап бақиду.
4 Өзимиз үчүн неминиң тоғра болидиғанлиғини байқап таллайли; Аримизда неминиң яхши болидиғанлиғини биләйли!
5 Чүнки Аюп: «Мән һәққанийдурмән», Вә: «Тәңри мениң һәққимни булап кәткән» — дәйду.
6 Йәнә у: «Һәққимгә зиян йәткүзидиған, ялған гәпни қилишим тоғриму? Һеч асийлиғим болмиғини билән, маңа санҗилған оқ зәхмигә дава йоқ» — дәйду,
7 Қени, Аюпқа охшайдиған ким бар?! Униңға нисбәтән башқиларни һақарәтләш су ичкәндәк аддий иштур.
8 У қәбиһлик қилғучиларға һәмраһ болуп жүриду, У рәзилләр билән биллә маңиду.
9 Чүнки у: «Адәм Худадин сөйүнсә, Бу униңға һеч қандақ пайдиси йоқ» деди.
10 Шуңа, и данишмәнләр, маңа қулақ селиңлар; Рәзиллик Тәңридин жирақта турсун! Яманлиқ Һәммигә Қадирдин нери болсун!
11 Чүнки У адәмниң қилғанлирини өзигә қайтуриду, Һәр бир адәмгә өз йоли бойичә тегишлик несивә тапқузиду.
12 Дәрһәқиқәт, Тәңри һеч әскилик қилмайду, Һәммигә Қадир һөкүмни һәргиз бурмилимайду.
13 Ким Униңға йәр-зиминни аманәт қилған? Ким Уни пүткүл җаһанни башқурушқа тайинлиди?
14 У пәқәт көңлидә шу нийәтни қилсила, Өзиниң Роһини һәм нәпәсини Өзигә қайтурувалсила,
15 Шуан барлиқ әт егилири биргә нәпәстин қалиду, Адәмләр топа-чаңға қайтиду.
16 Сән данишмән болсаң, буни аңла! Сөзлиримниң садасиға қулақ сал!
17 Адаләткә өч болғучи һөкүм сүрәләмду? Сән «Һәммидин Адил Болғучи»ни гунакар бекитәмсән?!
18 У болса падишани: «Яримас!», Мөтивәрләрни: «Рәзилләр» дегүчидур.
19 У нә әмирләргә һеч йүз-хатирә қилмайду, Нә байларни кәмбәғәлләрдин жуқури көрмәйду; Чүнки уларниң һәммисини У Өз қоли билән яратқандур.
20 Көзни жумуп ачқичә улар өтүп кетиду, Түн йеримида хәлиқләрму тәвринип дуниядин кетиду; Адәмниң қолисиз улуқлар елип кетилиду.
21 Чүнки Униң нәзәри адәмниң йоллириниң үстидә туриду; У инсанниң бар қәдәмлирини көрүп жүриду.
22 Шуңа қәбиһлик қилғучиларға йошурунғидәк һеч қараңғулуқ йоқтур, Һәтта өлүмниң сайисидиму улар йошуруналмайду.
23 Чүнки Тәңри адәмләрни алдиға һөкүм қилишқа кәлтүрүш үчүн, Уларни узунғичә күзитип жүрүшиниң һаҗити йоқтур.
24 У күчлүкләрни тәкшүрүп олтармайла парә-парә қиливетиду, Һәм башқиларни уларниң орниға қойиду;
25 Чүнки уларниң қилғанлири униңға ениқ туриду; У уларни кечидә өриветиду, шуниң билән улар янҗилиду.
26 У яманларни халайиқ алдида качатлиғандәк уларни уриду,
27 Чүнки улар униңға әгишиштин баш тартқан, Униң йоллиридин һеч бирини һеч әтиварлимиған.
28 Улар шундақ қилип мискинләрниң налә-пәрядини Униң алдиға киргүзиду, Шуниң билән У езилгүчиләрниң ялвурушини аңлайду.
29 У сүкүттә турса, ким ағринип қақшисун. Мәйли әлдин, мәйли шәхстин болсун, Әгәр У [шәпқитини көрсәтмәй] йүзини йошурувалса, ким Уни көрәлисун?
30 Униң мәхсити ипласлар һөкүмранлиқ қилмисун, Улар әл-әһлини дамиға чүшүрмисун дегәнликтур.
31 Чүнки буниң билән улардин бириси Тәңригә: «Мән тәкәббурлуқ қилғанмән; Мән тоғрини йәнә бурмилимаймән;
32 Өзүм билмигинимни маңа үгитип қойғайсән; Мән яманлиқ қилған болсам, мән қайта қилмаймән» — десә,
33 Сән Униң бекиткинини рәт қилғанлиғиң үчүн, У пәқәт сениң пикриң бойичила инсанниң қилғанлирини Өзигә қайтуруши керәкму. Мән әмәс, сән қарар қилишиң керәктур; Әнди билгәнлириңни баян қилсаңчу!
34 Әқли бар адәмләр болса, Гепимни аңлиған дана киши болса: —
35 «Аюп саватсиздәк гәп қилди; Униң сөзлиридә әқил-парасәттин әсәр йоқ» — дәйду.
36 Аюп рәзил адәмләрдәк җавап бәргәнлигидин, Ахирғичә синалсун!
37 Чүнки у өз гунайиниң үстигә йәнә асийлиқни қошиду; У аримизда [аһанәт билән] чавак челип, Тәңригә қарши сөзләрни көпәйтмәктә».