< Аюп 33 >
1 «Әндиликтә, и Аюп, баянлиримға қулақ салғайсән, Сөзлиримниң һәммисини аңлап чиққайсән.
2 Мана һазир ләвлиримни ачтим, Ағзимда тилим гәп қилиду.
3 Сөзлирим көңлүмдәк дурус болиду, Ләвлирим сап болған тәлимни баян қилиду.
4 Тәңриниң Роһи мени яратқан; Һәммигә Қадирниң нәпәси мени җанландуриду.
5 Җававиң болса, маңа рәддийә бәргин; Сөзлириңни алдимға сәпкә қоюп җәңгә тәйяр турғин!
6 Мана, Тәңри алдида мән саңа охшаш бәндимән; Мәнму лайдин шәкилләндүрүлүп ясалғанмән.
7 Бәрһәқ, мән саңа һеч вәһимә салмақчи әмәсмән, Вә яки мән салған жүк саңа бесим болмайду.
8 Сән дәрвәқә қулиқимға гәп қилдиңки, Өз авазиң билән: —
9 «Мән һеч итаәтсиз болмай пак болимән; Мән сап, мәндә һеч гуна йоқ...
10 Мана, Худа мәндин сәвәп тепип һуҗум қилиду, У мени Өз дүшмини дәп қарайду;
11 У путлиримни кишәнләргә салиду, Һәммә йоллиримни күзитип жүриду» — дегәнлигиңни аңлидим.
12 Мана, мән саңа җавап берәйки, Бу ишта гепиң тоғра әмәс; Чүнки Тәңри инсандин улуқдур.
13 Сән немишкә униң билән дәвалишип: — У Өзи қилған ишлири тоғрилиқ һеч чүшәнчә бәрмәйду» дәп жүрисән?
14 Чүнки Тәңри һәқиқәтән гәп қилиду; Бир қетим, икки қетим, Лекин инсан буни сәзмәйду;
15 Чүш көргәндә, кечидики ғайипанә аламәттә, — (Қаттиқ уйқа инсанларни басқанда, Яки орун-көрпилиридә үгдәк басқанда) —
16 — Шу чағларда У инсанларниң қулиқини ачиду, У уларға бәргән несиһәтни [уларниң жүригигә] мөһүрләйду.
17 Униң мәхсити адәмләрни [яман] йолидин яндуруштур, Инсанни тәкәббурлуқтин сақлаштур;
18 Буниң билән [Худа] адәмниң җенини көз йәтмәс һаңдин яндуруп, сақлайду, униң һаятини қиличлиништин қоғдайду.
19 Яки болмиса, у орун тутуп йетип қалғинида ағриқ билән, Сүйәклирини өз-ара соқуштуруп беарам қилиш билән, Тәрбийә қилиниду.
20 Шуниң билән униң пүтүн вуҗуди таамдин нәпрәтлиниду, Униң җени һәр хил назу-немәтләрдин қачиду.
21 Униң ети көздин йоқилип кетиду, Әслидә көрүнмәйдиған сүйәклири бөртүп чиқиду.
22 Буниң билән җени көз йәтмәс һаңға йеқин келиду, Һаяти һалак қилғучи пәриштиләргә йеқинлишиду;
23 Бирақ, әгәр униң билән бир тәрәптә туридиған келиштүргүчи бир пәриштә болса, Йәни миңиниң ичидә бириси болса, — Инсан балисиға тоғра йолни көрситип беридиған келиштүргүчи болса,
24 Ундақта [Худа] униңға шәпқәт көрситип: «Уни һаңдин чүшүп кетиштин қутқузуп қойғин, Чүнки Мән ниҗат-қутулушқа капаләт алдим» — дәйду.
25 Буниң билән униң әтлири балилиқ вақтидикидин юмран болиду; У яшлиғиға қайтиду.
26 У Тәңригә дуа қилиду, У шәпқәт қилип уни қобул қилиду, У хошал-хурам тәнтәнә қилип Униң дидарини көриду, Һәмдә [Худа] униң һәққанийлиғини өзигә қайтуриду.
27 У адәмләр алдида күй ейтип: — «Мән гуна қилдим, Тоғра йолни бурмилиғанмән, Бирақ тегишлик җаза маңа берилмиди!
28 У роһумни һаңға чүшүштин қутқузди, Җеним нурни һозурлинип көриду» — дәйду.
29 Мана, бу әмәлләрниң һәммисини Тәңри адәмни дәп, Икки һәтта үч мәртәм аян қилиду,
30 Мәхсити униң җенини һаңдин яндуруп қутқузуштур, Уни һаятлиқ нури билән йорутуш үчүндур.
31 И Аюп, маңа қулақ салғайсән; Үнүңни чиқарма, мән йәнә сөз қилай.
32 Әгәр сөзлириң болса, маңа җавап қиливәргин; Сөзлигин! Чүнки имканийәт болсила мениң сени ақлиғум бар.
33 Болмиса, мениңкини аңлап олтар; Сүкүт қилғин, мән саңа даналиқни үгитип қояй».