< Аюп 32 >

1 Шуниң билән бу үч киши Аюпқа җавап бериштин тохтиди; чүнки улар Аюпниң қаришида өзини һәққаний дәп тонуйдиғанлиғини билди.
Xuning bilǝn bu üq kixi Ayupⱪa jawab berixtin tohtidi; qünki ular Ayupning ⱪarixida ɵzini ⱨǝⱪⱪaniy dǝp tonuydiƣanliⱪini bildi.
2 Андин Бузилиқ Рамниң аилисидин болған Барахәлниң оғли Елиху исимлиқ жигитниң ғәзиви қозғалди; униң ғәзиви Аюпқа қарита қозғалди, чүнки у Худани әмәс, бәлки өзини тоғра һесаплиған еди;
Andin Buziliⱪ Ramning ailisidin bolƣan Barahǝlning oƣli Elihu isimlik yigitning ƣǝzipi ⱪozƣaldi; uning ƣǝzipi Ayupⱪa ⱪarita ⱪozƣaldi, qünki u Hudani ǝmǝs, bǝlki ɵzini toƣra ⱨesabliƣanidi;
3 Униң ғәзиви Аюпниң үч достлириғиму қаритилди, чүнки улар Аюпқа рәддийә бәргидәк сөз тапалмай туруп, йәнила уни гунакар дәп бекиткән еди.
Uning ƣǝzipi Ayupning üq dostliriƣimu ⱪaritildi, qünki ular Ayupⱪa rǝddiyǝ bǝrgüdǝk sɵz tapalmay turup, yǝnila uni gunaⱨkar dǝp bekitkǝnidi.
4 Бирақ Елиху болса Аюпқа җавап беришни күткән еди, чүнки бу төртәйләнниң көргән күнлири өзидин көп еди.
Biraⱪ Elihu bolsa Ayupⱪa jawab berixni kütkǝnidi, qünki bu tɵtǝylǝnning kɵrgǝn künliri ɵzidin kɵp idi.
5 Елиху бу үч достниң ағзида һеч қандақ җавави йоқлуғини көргәндин кейин, униң ғәзиви қозғалди.
Elihu bu üq dostning aƣzida ⱨeqⱪandaⱪ jawabi yoⱪluⱪini kɵrgǝndin keyin, uning ƣǝzipi ⱪozƣaldi.
6 Шуниң билән Бузилиқ Барахәлниң оғли Елиху еғиз ечип җававән мундақ деди: — «Мән болсам яш, силәр болсаңлар яшанғансиләр; Шундақ болғачқа мән тартинип, билгәнлиримни силәргә аян қилиштин қорқуп кәлдим.
Xuning bilǝn Buziliⱪ Barahǝlning oƣli Elihu eƣiz eqip jawabǝn mundaⱪ dedi: — «Mǝn bolsam yax, silǝr bolsanglar yaxanƣansilǝr; Xundaⱪ bolƣaqⱪa mǝn tartinip, bilgǝnlirimni silǝrgǝ ayan ⱪilixtin ⱪorⱪup kǝldim.
7 Мән: «Йеши чоң болғанлар [авал] сөзлиши керәк; Жиллар көпәйсә, адәмгә даналиқни үгитиду», дәп қарайттим;
Mǝn: «Yexi qong bolƣanlar [awwal] sɵzlixi kerǝk; Yillar kɵpǝysǝ, adǝmgǝ danaliⱪni ɵgitidu», dǝp ⱪarayttim;
8 Бирақ һәр бир инсанда роһ бар; Һәммигә Қадирниң нәпәси уни әқил-идраклиқ қилип йорутиду.
Biraⱪ ⱨǝrbir insanda roⱨ bar; Ⱨǝmmigǝ Ⱪadirning nǝpisi uni ǝⱪil-idrakliⱪ ⱪilip yorutidu.
9 Лекин чоңларниң дана болуши натайин; Қериларниң тоғра һөкүм чиқаралишиму натайин.
Lekin qonglarning dana boluxi natayin; Ⱪerilarning toƣra ⱨɵküm qiⱪaraliximu natayin.
10 Шуңа мән: «Маңа қулақ селиңлар» дәймән, Мәнму өз билгинимни баян әйләй.
Xunga mǝn: «Manga ⱪulaⱪ selinglar» dǝymǝn, Mǝnmu ɵz bilginimni bayan ǝylǝy.
11 Мана, силәр тоғра сөзләрни издәп жүргиниңларда, Мән сөзлириңларни күткәнмән; Силәрниң муназирәңларға қулақ салаттим;
Mana, silǝr toƣra sɵzlǝrni izdǝp yürgininglarda, Mǝn sɵzliringlarni kütkǝnmǝn; Silǝrning munazirǝnglarƣa ⱪulaⱪ salattim;
12 Шундақ, силәргә чин көңлүмдин қулақ салдим; Бирақ силәрдин һеч қайсиңлар Аюпқа рәддийә бәрмидиңлар, Һеч қайсиңлар униң сөзлиригә җавап берәлмидиңларки,
Xundaⱪ, silǝrgǝ qin kɵnglümdin ⱪulaⱪ saldim; Biraⱪ silǝrdin ⱨeqⱪaysinglar Ayupⱪa rǝddiyǝ bǝrmidinglar, Ⱨeqⱪaysinglar uning sɵzlirigǝ jawab berǝlmidinglarki,
13 Силәр: «Һәқиқәтән даналиқ таптуқ!» дейәлмәйсиләр; Инсан әмәс, бәлки Тәңри униңға рәддийә қилиду.
Silǝr: «Ⱨǝⱪiⱪǝtǝn danaliⱪ taptuⱪ!» deyǝlmǝysilǝr; Insan ǝmǝs, bǝlki Tǝngri uningƣa rǝddiyǝ ⱪilidu.
14 Униң җәңгә тизилған һуҗум сөзлири маңа қаритилған әмәс; Һәм мән болсам силәрниң гәплириңлар бойичә униңға җавап бәрмәймән
Uning jǝnggǝ tizilƣan ⱨujum sɵzliri manga ⱪaritilƣan ǝmǝs; Ⱨǝm mǝn bolsam silǝrning gǝpliringlar boyiqǝ uningƣa jawab bǝrmǝymǝn
15 (Бу үчәйлән һәйрануһәс болуп, қайта җавап беришмиди; Һәммә сөз улардин учуп кәтти.
(Bu üqǝylǝn ⱨǝyranuⱨǝs bolup, ⱪayta jawab berixmidi; Ⱨǝmmǝ sɵz ulardin uqup kǝtti.
16 Мән күтүп тураттим, чүнки улар гәп қилмиди, бәлки җим-җит өрә туруп қайта җавап бәрмиди);
Mǝn kütüp turattim, qünki ular gǝp ⱪilmidi, bǝlki jimjit ɵrǝ turup ⱪayta jawab bǝrmidi);
17 Әнди өзүмниң нөвитидә мән җавап берәй, Мәнму билгинимни көрситип берәй.
Əmdi ɵzümning nɵwitidǝ mǝn jawab berǝy, Mǝnmu bilginimni kɵrsitip berǝy.
18 Чүнки дәйдиған сөзлирим лиқ толди; Ичимдики Роһ маңа түрткә болди;
Qünki dǝydiƣan sɵzlirim liⱪ toldi; Iqimdiki Roⱨ manga türtkǝ boldi;
19 Мана, қосиғим ечилмиған шарап тулумиға охшайду; Йеңи шарап тулумлири партлап кетидиғандәк партлайдиған болди.
Mana, ⱪorsiⱪim eqilmiƣan xarab tulumiƣa ohxaydu; Yengi xarab tulumliri partlap ketidiƣandǝk partlaydiƣan boldi.
20 Шуңа мән сөз қилип ичимни бошитай; Мән ләвлиримни ечип җавап берәй.
Xunga mǝn sɵz ⱪilip iqimni boxitay; Mǝn lǝwlirimni eqip jawab berǝy.
21 Мән һеч кимгә йүз-хатирә қилмаймән; Вә яки һеч адәмгә хушамәт қилмаймән.
Mǝn ⱨeqkimgǝ yüz-hatirǝ ⱪilmaymǝn; Wǝ yaki ⱨeq adǝmgǝ huxamǝt ⱪilmaymǝn.
22 Мән хушамәт қилишни үгәнмигәнмән; ундақ болидиған болса, Яратқучум чоқум тезла мени елип кетиду».
Mǝn huxamǝt ⱪilixni ɵgǝnmigǝnmǝn; undaⱪ bolidiƣan bolsa, Yaratⱪuqum qoⱪum tezla meni elip ketidu».

< Аюп 32 >