< Аюп 30 >
1 — «Бирақ һазир болса, яшлар мени мазақ қилиду, Уларниң дадилирини һәтта падамни бақидиған иштлар билән биллә ишләшкә йол қоюшниму яман көрәттим.
2 Уларниң мағдури кәткәндин кейин, Қолидики күч маңа немә пайда йәткүзәлисун?
3 Йоқсузлуқ һәм ачлиқтин йигләп кәткән, Улар узундин буян чөлдәрәп кәткән дәшт-баяванда қуруқ йәрни ғаҗайду.
4 Улар әмән-шивақни чатқаллар арисидин юлиду, Шумбуйиниң йилтизлириниму терип өзлиригә нан қилиду.
5 Улар әл-жутлардин һайдиветилгән болиду, Кишиләр уларни көрүпла оғрини көргәндәк вақирап тиллайду.
6 Шуниң билән улар сүрлүк җилғиларда қонуп, Ташлар арисида, ғарлар ичидә яшашқа мәҗбур болиду.
7 Чатқаллиқ арисида улар һаңрап кетиду, Тикәнләр астида улар дүгдийип олтиришиду;
8 Наданларниң, нам-абройисизларниң балилири, Улар зиминдин сүртоқай һайдиветилгән.
9 Мән һазир болсам буларниң һәҗвий нахшиси, Һәтта сөз-чөчикиниң дәстики болуп қалдим!
10 Улар мәндин нәпрәтлинип, Мәндин жирақ туруп, Йүзүмгә түкүрүштинму янмайду.
11 Чүнки [Худа] мениң һаят риштимни үзүп, мени җапаға чөмдүргән, Шуниң билән шу адәмләр алдимда тизгинлирини еливәткән.
12 Оң йенимда бир топ чүпрәндә яшлар орнидин туруп, Улар путумни турған йеридин иштиривәтмәкчи, Улар сепилимға һуҗум пәләмпәйлирини көтирип туриду;
13 Улар йолумни бузуветиду, Уларниң һеч йөләнчүки болмисиму, Һалакитимни илгири сүрмәктә.
14 Улар сепилниң кәң бөсүк җайидин бөсүп киргәндәк киришиду; Вәйранилигимдин пайдилинип чоң ташлардәк домилап киришиду.
15 Вәһимиләр бурулуп мени өз нишани қилған; Шуниң билән һөрмитим шамал өтүп йоқ болғандәк һайдиветилди, Аватчилиғимму булут өтүп кәткәндәк өтүп кәтти.
16 Һазир болса җеним қачидин төкүлүп кәткәндәк; Азаплиқ күнләр мени тутувалди.
17 Кечиләр болса, маңа сүйәклиримгичә санҗимақта; Ағриқлирим мени чишләп дәм алмайду.
18 [Ағриқлар] зор күчи билән маңа кийим-кечигимдәк болди; Улар көйнигимниң яқисидәк маңа чаплишивалди.
19 Худа мени сазлиққа ташливәткән, Мән топа-чаңға вә күлгә охшаш болуп қалдим.
20 Мән Саңа налә-пәряд көтәрмәктимән, Бирақ Сән маңа җавап бәрмәйсән; Мән орнумдин турсам, Сән пәқәтла маңа қарапла қойисән.
21 Сән өзгирип маңа бир залим болдуң; Қолуңниң күчи билән маңа зәрбә қиливатисән;
22 Сән мени көтирип Шамалға миндүргәнсән; Боран-чапқунда тәәллуқатимни йоқ қиливәткәнсән.
23 Чүнки Сән мени ахирида өлүмгә, Йәни барлиқ һаят егилириниң «жиғилиш өйи»гә кәлтүрүватисән.
24 У һалак қилған вақтида кишиләр налә-пәряд көтәрсиму, У қолини узатқанда, дуаниң дәрвәқә һеч қандақ нәтиҗиси йоқ;
25 Мән күнлири тәс киши үчүн жиғлап [дуа қилған] әмәсму? Намратлар үчүн җеним азапланмидиму?
26 Мән өзүм яхшилиқ күтүп жүргиним билән, яманлиқ келип қалди; Нур күткиним билән, қараңғулуқ кәлди.
27 Ичим қазандәк қайнап, арамлиқ тапмайватиду; Азаплиқ күнләр маңа йүзләнди.
28 Мән қуяш нурини көрмәйму қаридап жүрмәктимән; Халайиқ арисида мән орнумдин туруп, налә-пәряд көтиримән.
29 Мән чилбөриләргә қериндаш болуп қалдим, Һувқушларниң һәмраһи болдум.
30 Терәм қарийип мәндин аҗрап кетиватиду, Сүйәклирим қизиқтин көйүп кетиватиду.
31 Чилтаримдин матәм мәрсийәси чиқиду, Нейимниң авази һаза тутқучиларниң жиғисиға айлинип қалди».