< Аюп 3 >

1 [Йәттә күндин] кейин, Аюп еғиз ечип [әһвалиға қарита] өзиниң көрүватқан күнигә ләнәт оқуп мундақ деди: —
[Yǝttǝ kündin] keyin, Ayup eƣiz eqip [ǝⱨwaliƣa ⱪarita] ɵzining kɵrüwatⱪan künigǝ lǝnǝt oⱪup mundaⱪ dedi: —
2
3 «Мән туғулған әшу күн болмиған болса боптикән! «Оғул бала апиридә болди!» дейилгән шу кечә болмиған болса боптикән!
«Mǝn tuƣulƣan axu kün bolmiƣan bolsa boptikǝn! «Oƣul bala apiridǝ boldi!» deyilgǝn xu keqǝ bolmiƣan bolsa boptikǝn!
4 Шу күнни зулмәт қаплиған болса боптикән! Әрштә турған Тәңри көз алдидин шу күнни йоқитивәткән болса боптикән, Қуяш нури униң үстигә чүшүрүлмисә боптикән!
Xu künni zulmǝt ⱪapliƣan bolsa boptikǝn! Ərxtǝ turƣan Tǝngri kɵz aldidin xu künni yoⱪitiwǝtkǝn bolsa boptikǝn, Ⱪuyax nuri uning üstigǝ qüxürülmisǝ boptikǝn!
5 Шу күнни қараңғулуқ һәм өлүмниң көләңгиси өз қойниға алса боптикән! Булутлар уни жутуп кәтсә боптикән, Шу күнни күн қараңғулатқучилар қорқитип кәткүзивәткән болса боптикән!
Xu künni ⱪarangƣuluⱪ ⱨǝm ɵlümning kɵlǝnggisi ɵz ⱪoyniƣa alsa boptikǝn! Bulutlar uni yutup kǝtsǝ boptikǝn, Xu künni kün ⱪarangƣulatⱪuqilar ⱪorⱪitip kǝtküziwǝtkǝn bolsa boptikǝn!
6 Шу кәчни — Зулмәт тутуп кәтсә боптикән; Шу күн жил ичидики [башқа] күнләр билән биллә шатланмиса боптикән! Шу күн айниң бир күни болуп саналмиса боптикән!
Xu kǝqni — Zulmǝt tutup kǝtsǝ boptikǝn; Xu kün yil iqidiki [baxⱪa] künlǝr bilǝn billǝ xatlanmisa boptikǝn! Xu kün ayning bir küni bolup sanalmisa boptikǝn!
7 Мана, шу кечидә туғут болмиса боптикән! У кечидә һеч қандақ шат-хурамлиқ аваз яңримиса боптикән!
Mana, xu keqidǝ tuƣut bolmisa boptikǝn! U keqidǝ ⱨeqⱪandaⱪ xad-huramliⱪ awaz yangrimisa boptikǝn!
8 Күнләргә ләнәт қилғучилар шу күнгә ләнәт қилса боптикән! Левиатанни қозғашқа петиналайдиғанлар шу күнгә ләнәт қилса боптикән!
Künlǝrgǝ lǝnǝt ⱪilƣuqilar xu küngǝ lǝnǝt ⱪilsa boptikǝn! Lewiatanni ⱪozƣaxⱪa petinalaydiƣanlar xu küngǝ lǝnǝt ⱪilsa boptikǝn!
9 Шу күн таң сәһәрдики юлтузлар қараңғулашса боптикән! У күн қуяш нурини беһудә күтсә боптикән! Шу күн сүбһиниң қапақлириниң ечилишини беһудә күтсә боптикән!
Xu kün tang sǝⱨǝrdiki yultuzlar ⱪarangƣulaxsa boptikǝn! U kün ⱪuyax nurini biⱨudǝ kütsǝ boptikǝn! Xu kün sübⱨining ⱪapaⱪlirining eqilixini biⱨudǝ kütsǝ boptikǝn!
10 Чүнки шу күн мени көтәргән балиятқуниң ишиклирини әтмигән, Мениң көзлиримни дәрд-әләмни көрәлмәс қилмиған.
Qünki xu kün meni kɵtürgǝn baliyatⱪuning ixiklirini ǝtmigǝn, Mening kɵzlirimni dǝrd-ǝlǝmni kɵrǝlmǝs ⱪilmiƣan.
11 Аһ, немишкә анамниң қосиғидин чүшүпла өлүп кәтмигәндимән?! Немишкә қосақтин чиққандила нәпәстин қалмиғандимән?
Aⱨ, nemixⱪa anamning ⱪorsiⱪidin qüxüpla ɵlüp kǝtmigǝndimǝn?! Nemixⱪa ⱪorsaⱪtin qiⱪⱪandila nǝpǝstin ⱪalmiƣandimǝn?
12 Немишкә мени қобул қилидиған етәкләр болғанду? Немишкә мени емитидиған әмчәкләр болғанду?
Nemixⱪa meni ⱪobul ⱪilidiƣan etǝklǝr bolƣandu? Nemixⱪa meni emitidiƣan ǝmqǝklǝr bolƣandu?
13 Мошулар болмиған болса, ундақта мән мәңгү тинич йетип қалаттим, Мәңгүлүк уйқиға кәткән болаттим, шу чағда арам тапқан болаттим.
Muxular bolmiƣan bolsa, undaⱪta mǝn mǝnggü tinq yetip ⱪalattim, Mǝnggülük uyⱪuƣa kǝtkǝn bolattim, xu qaƣda aram tapⱪan bolattim.
14 Шу чағда өзлири үчүнла хилвәт җайларға мазар салған йәр йүзидики падишалар һәм мәслиһәтчиләр билән,
Xu qaƣda ɵzliri üqünla hilwǝt jaylarƣa mazar salƣan yǝr yüzidiki padixaⱨlar ⱨǝm mǝsliⱨǝtqilǝr bilǝn,
15 Яки алтун жиққан, Өйлири күмүчкә толған бәг-шаһзадиләр билән болаттим;
Yaki altun yiƣⱪan, Ɵyliri kümüxkǝ tolƣan bǝg-xaⱨzadilǝr bilǝn bolattim;
16 Қосақтин мәзгилсиз чүшүп кәткән йошурун балидәк, Нурни көрмәй чачрап кәткән балидәк һаят кәчүрмигән болаттим.
Ⱪorsaⱪtin mǝzgilsiz qüxüp kǝtkǝn yoxurun balidǝk, Nurni kɵrmǝy qaqrap kǝtkǝn balidǝk ⱨayat kǝqürmigǝn bolattim.
17 Әшу йәрдә рәзилләр аваричиликтин халий болиду, Әшу йәрдә һалидин кәткәнләр арам тапиду;
Axu yǝrdǝ rǝzillǝr awariqiliktin haliy bolidu, Axu yǝrdǝ ⱨalidin kǝtkǝnlǝr aram tapidu;
18 Әшу йәрдә әсирләр раһәттә җәм болиду, Улар әзгүчиләрниң авазини аңлимайду;
Axu yǝrdǝ ǝsirlǝr raⱨǝttǝ jǝm bolidu, Ular ǝzgüqilǝrning awazini anglimaydu;
19 Ғерибларму һәм улуқларму әшу йәрдә туриду, Қул болса ғоҗайинидин азат болиду.
Ƣeriblarmu ⱨǝm uluƣlarmu axu yǝrdǝ turidu, Ⱪul bolsa hojayinidin azad bolidu.
20 Җапа тартқучиға немә дәп нур берилиду? Немишкә дәрд-әләмгә чөмгәнләргә һаят берилиду?
Japa tartⱪuqiƣa nemǝ dǝp nur berilidu? Nemixⱪa dǝrd-ǝlǝmgǝ qɵmgǝnlǝrgǝ ⱨayat berilidu?
21 Улар тәшналиқ билән өлүмни күтиду, Бирақ у кәлмәйду; Улар өлүмни йошурун гөһәрни кезип издигәндинму әвзәл билиду,
Ular tǝxnaliⱪ bilǝn ɵlümni kütidu, Biraⱪ u kǝlmǝydu; Ular ɵlümni yoxurun gɵⱨǝrni kezip izdigǝndinmu ǝwzǝl bilidu,
22 Улар гөрни тапқанда зор хошал болуп, Шат-хурамлиққа чөмиду.
Ular gɵrni tapⱪanda zor huxal bolup, Xad-huramliⱪⱪa qɵmidu.
23 Өз йоли ениқсиз адәмгә, Йәни Тәңриниң тосиқи селинған адәмгә немишкә [нур вә һаят] берилиду?
Ɵz yoli eniⱪsiz adǝmgǝ, Yǝni Tǝngrining tosiⱪi selinƣan adǝmgǝ nemixⱪa [nur wǝ ⱨayat] berilidu?
24 Шуңа тамиғимниң орниға налилирим келиду; Мениң қаттиқ пәрядлирим шарқиратмидәк шарқирайду.
Xunga tamiⱪimning orniƣa nalilirim kelidu; Mening ⱪattiⱪ pǝryadlirim xarⱪiratmidǝk xarⱪiraydu.
25 Чүнки мән дәл қорққан вәһшәт өз бешимға чүшти; Мән дәл қорқидиған иш маңа кәлди.
Qünki mǝn dǝl ⱪorⱪⱪan wǝⱨxǝt ɵz beximƣa qüxti; Mǝn dǝl ⱪorⱪidiƣan ix manga kǝldi.
26 Мәндә һеч арамлиқ йоқтур! Һәм һеч хатирҗәм әмәсмән! Һеч теч-аманлиғим йоқтур! Бирақ паракәндичилик һаман үстүмгә чүшмәктә!».
Mǝndǝ ⱨeq aramliⱪ yoⱪtur! Ⱨǝm ⱨeq hatirjǝm ǝmǝsmǝn! Ⱨeq tinq-amanliⱪim yoⱪtur! Biraⱪ parakǝndiqilik ⱨaman üstümgǝ qüxmǝktǝ!».

< Аюп 3 >