< Аюп 28 >
1 — «Шүбһисизки, күмүч тепилидиған канлар бар, Алтунниң тавлинидиған өз орни бардур;
2 Төмүр болса йәр астидин қезивелиниду, Мис болса таштин еритилип елиниду.
3 Инсанлар [йәр астидики] қараңғулуққа чәк қойиду; У йәр қәригичә чарлап жүрүп, Қараңғулуққа тәвә, өлүмниң сайисидә турған ташларни издәйду.
4 У йәр йүзидикиләрдин жирақ җайда тик болған қудуқни колайду; Мана шундақ адәм аяқ басмайдиған, унтулған йәрләрдә улар арғамчини тутуп бошлуқта пулаңлап жүриду, Кишиләрдин жирақта есилип туриду.
5 Ашлиқ чиқидиған йәр, Тәкти коланғанда болсаялқундәк көрүниду;
6 Йәрдики ташлар арисидин көк яқутлар чиқиду, Униңда алтун рудисиму бардур.
7 У йолни һеч қандақ алғур қуш билмәйду, Һәтта сарниң көзиму униңға йәтмигән.
8 Һакавур житқучларму у йәрни һеч дәссәп бақмиған, Әшәддий ширму у җайдин һеч қачан өтүп бақмиған.
9 Инсан балиси қолини чақмақ тешиниң үстигә тәккүзиду, У тағларни йилтизидин қомуриветиду.
10 Ташлар арисидин у қаналларни чапиду; Шундақ қилип униң көзи һәр хил қиммәтлик нәрсиләрни көриду;
11 Йәр астидики еқинларни тешип кәтмисун дәп уларни тосувалиду; Йошурун нәрсиләрни у ашкарилайду.
12 Бирақ даналиқ нәдин тепилар? Йорутулушниң макани нәдиду?
13 Инсан балилири униң қиммәтликлигини һеч билмәс, У тирикләрниң зиминидин тепилмас.
14 [Йәр] теги: «Мәндә әмәс» дәйду, Деңиз болса: «Мән биләнму биллә әмәстур» дәйду.
15 Даналиқни сап алтун билән сетивалғили болмайду, Күмүчниму униң билән бир таразида тартқили болмас.
16 Һәтта Офирда чиқидиған алтун, ақ һеқиқ яки көк яқут биләнму бир таразида тартқили болмайду.
17 Алтун вә хрусталъниму униң билән селиштурғили болмайду, Есил алтун қача-қучилар униң билән һеч алмаштурулмас.
18 У үнчә-марҗан, хрусталъни адәмниң есидин чиқириду; Даналиқни елиш қизил яқутларни елиштин әвзәлдур.
19 Ефиопийәдики сериқ яқут униңға йәтмәс, Сериқ алтунму униң билән бәслишәлмәйду.
20 Ундақта, даналиқ нәдин тепилиду? Йорутулушниң макани нәдиду?
21 Чүнки у барлиқ һаят егилириниң көзидин йошурулған, Асмандики учар-қанатлардинму йошурун туриду.
22 Һалакәт вә өлүм пәқәтла: «Униң шөһритидин хәвәр алдуқ» дәйду.
23 Униң маңған йолини чүшинидиған, Туридиған йерини билидиған пәқәтла бир Худадур.
24 Чүнки Униң көзи йәрниң қәригичә йетиду, У асманниң астидики барлиқ нәрсиләрни көриду.
25 У шамалларниң күчини таразиға салғанда, [Дунияниң] сулирини өлчигәндә,
26 Ямғурларға қанунийәт чүшүргинидә, Гүлдүрмаминиң чақмиқиға йолини бекиткинидә,
27 У чағда У даналиққа қарап уни баян қилған; Уни нәмунә қилип бәлгүлигән; Шундақ, У униң баш-айиғиға қарап чиқип,
28 Инсанға: «Мана, Рәбдин қорқуш даналиқтур; Яманлиқтин жирақлишиш йорутулуштур» — дегән».