< Аюп 27 >
1 Аюп баянини давамлаштуруп мундақ деди: —
2 «Мениң һәққимни тартивалған Тәңриниң һаяти билән, Җенимни ағритқан Һәммигә Қадирниң һәққи билән қәсәм қилимәнки,
3 Тенимдә нәпәс болсила, Тәңриниң бәргән Роһи димиғимда турсила,
4 Ләвлиримдин һәққанийсиз сөзләр чиқмайду, Тилим алдамчилиқ билән һеч шивирлимайду!
5 Силәрниңкини тоғра дейиш мәндин жирақ турсун! Җеним чиққанға қәдәр дуруслуғумни өзүмдин айримаймән!
6 Адиллиғимни чиң тутуверимән, уни қоюп бәрмәймән, Виҗданим яшиған һеч бир күнүмдә мени әйиплимисун!
7 Мениң дүшминим рәзилләргә охшаш болсун, Маңа қарши чиққанлар һәққанийсиз дәп қаралсун.
8 Чүнки Тәңри иплас адәмни үзүп ташлиғанда, Униң җенини алғанда, Униң йәнә немә үмүти қалар?
9 Балаю-апәт уни бесип чүшкәндә, Тәңри униң налә-пәрядини аңламду?
10 У Һәммигә Қадирдин сөйүнәмду? У һәрдайим Тәңригә илтиҗа қилаламду?
11 Мән Тәңриниң қолиниң қилғанлири тоғрисида силәргә мәлумат берәй; Һәммигә Қадирда немә барлиғини йошуруп жүрмәймән.
12 Мана силәр аллибурун буларни көрүп чиқтиңлар; Силәр немишкә ашундақ пүтүнләй қуруқ хияллиқ болуп қалдиңлар?
13 Рәзил адәмләрниң Тәңри бекиткән ақивити шундақки, Зораванларниң Һәммигә Қадирдин алидиған несивиси шундақки: —
14 Униң балилири көпәйсә, қиличлиниш үчүнла көпийиду; Униң пәрзәнтлириниң нени йетишмәйду.
15 Униң өзидин кейин қалған адәмлири өлүм билән беваситә дәпнә қилиниду, Буниң билән қалған тул хотунлири матәм тутмайду.
16 У күмүчләрни топа-чаңдәк жиғип догилисиму, Кийим-кечәкләрни лайдәк көп жиғсиму,
17 Буларниң һәммисини тәйярлисиму, Бирақ кийимләрни һәққанийлар кийиду; Бигуналарму күмүчләрни бөлүшиду.
18 Униң ясиған өйи пәрваниниң ғозисидәк, Үзүмзарниң күзәтчиси өзигә салған кәпидәк бош болиду.
19 У бай болуп йетип дәм алғини билән, Бирақ әң ахирқи қетим келидуки, Көзини ачқанда, әнди түгәштим дәйду.
20 Вәһимиләр кәлкүндәк бешиға келиду; Кәчтә қара қуюн уни чаңгилиға алиду.
21 Шәриқ шамили уни учуруп кетиду; Шиддәт билән уни орнидин елип жираққа етип ташлайду.
22 Боран уни һеч айимай, бешиға урулиду; У униң чаңгилидин қутулуш үчүн һә дәп уруниду;
23 Бирақ [шамал] униңға қарап чавак чалиду, Уни орнидин «уш-уш» қилип қоғливетиду».