< Аюп 26 >
1 Аюп [Билдадқа] җававән мундақ деди: —
2 «Мағдурсиз кишигә қалтис ярдәмләрни беривәттиң! Биләклири күчсиз адәмни карамәт қутқузувәттиң!
3 Әқли йоқ кишигә қалтис несиһәтләрни қиливәттиң! Вә униңға аламәт билимләрни намайән қиливәттиң!
4 Сән зади кимниң мәдити билән бу сөзләрни қилдиң? Сәндин чиқиватқини кимниң роһи?
5 — «Әрваһлар, йәни су астидикиләр, Шундақла у йәрдә барлиқ туруватқанлар толғинип кетиду;
6 Бәрһәқ, [Худаниң] алдида тәһтисараму йепинчисиз көрүниду, Һалакәтниңму япқучи йоқтур. (Sheol )
7 У [йәрниң] шималий [қутупини] аләм бошлуғиға созған, У йәр [шарини] бошлуқ ичидә муәлләқ қилған;
8 У суларни қоюқ булутлири ичигә жиғиду, Булут уларниң еғирлиғи биләнму житилип кәтмәйду.
9 У айниң йүзини япиду, У булутлири билән уни тосиду.
10 У суларниң үстигә чәмбәр сизип қойған, Буниң билән У йоруқлуқ һәм қараңғулуқниң чегарасини бекиткән.
11 Асманларниң түврүклири тәврәп кетиду, Униң әйивини аңлапла алақзадә болуп кетиду.
12 У деңизни қудрити билән тиничландуриду; Өз һекмити билән Раһабни парә-парә қилип янҗиветиду.
13 Униң Роһи билән асманлар безәлгән, Униң қоли тез қачқан әҗдиһани санҗийду.
14 Мана, бу ишлар пәқәт униң қилғанлириниң кичиккинә бир қисмидур, халас; Униң сөз-каламидин аңлаватқинимиз наһайити пәс бир шивирлаш, халас! Униң пүткүл зор қудритиниң гүлдүрмамисини болса кимму чүшинәлисун?!».