< Аюп 25 >
1 Шухалиқ Билдад җававән мундақ деди: —
2 «Униңда һөкүмранлиқ һәм һәйвәт бардур; У асманларниң қәридики ишларниму тәртипкә салиду.
3 Униң қошунлирини санап түгәткили боламду? Униң нури кимниң үстигә чүшмәй қалар?
4 Әнди инсан балиси қандақму Тәңриниң алдида һәққаний болалисун? Аял затидин туғулғанлар қандақму пак болалисун?
5 Мана, Униң нәзиридә һәтта айму йоруқ болмиған йәрдә, Юлтузларму пак болмиған йәрдә,
6 Қурут болған инсан, Сазаң болған адәм балиси [униң алдида] қандақ болар?».