< Аюп 24 >
1 — Немишкә Һәммигә Қадир [сорақ] күнлирини бекитмәйду? Немишкә Уни тонуғанлар Униң шу күнлирини бекардин-бекар күтиду?
2 Мана, адәмләр пасил қилинған ташларни йөткиветиду; Улар зораванлиқ билән башқиларниң падилирини булап-талап өзлири [очуқ-ашкарә] бақиду;
3 Улар житим-йесирларниң ешигини булап һайдап кетиду; Улар тул хотунниң калисини кепиллик үчүн еливалиду.
4 Улар мискинләрни йолдин нери иштириветиду; Шуниң билән зиминдики езилгәнләрниң һәммиси мөкүшүвалиду.
5 Мана, улар дәшт-баяванлардики явайи ешәкләрдәк, Таң сәһәрдә олҗа издәш «хизмити»гә чиқиду; Җаңгал улар вә уларниң балилири үчүн йемәклик тәминләйду.
6 Улар яманниң [калилири] үчүн далада от-чөп ориду, Униң үчүн ашқан-ташқан үзүмлирини терийду;
7 Улар кечини кийимсиз ялаң өткүзиду, Соғта болса йепинғидәк кийими йоқтур.
8 Улар таққа яққан ямғурлар билән сүзмә болуп кетиду, Панаһсизлиғидин ташни қучағлишиду.
9 Адәмләр атисиз балиларни әмчәктин булап кетиду, Улар мискинләрдин [бовақларни] кепилликкә алиду.
10 [Мискинләр болса] кийимсиз, йелиң өтиду, Башқилар үчүн буғдай бағлирини көтәрсиму, йәнила ач қалиду;
11 Улар башқиларниң өйидә зәйтунларни чәйләп яғ чиқарған болсиму, Һойлилирида шарап көлчигини чәйлигән болсиму, Йәнила уссузлуқта қалиду.
12 Шәһәрдин адәмләрниң аһ-зарлири чиқип туриду, Қилич йегәнләрниң җанлири налә-пәряд көтириду; Бирақ Тәңри һеч кимниң ипласлиғини әйиплимәйду.
13 — Нурға қарши исян көтиридиғанларму бар; Улар нурниң йоллирини билмәйду, Униң тәриқилиридә турмайду.
14 Қатил таң нури келиши билән орнидин туруп, Кәмбәғәлләр вә мискинләрни өлтүриду; Кечидә у оғридәк жүриду.
15 Зинахорму «Мени һеч көз көрмәйду» дәп завал вақтини күтиду, Башқилар мени тонумисун дәп аялниң чүмбилини йүзигә тартивалиду.
16 Қараңғулуқта [оғрилар] өйниң тамлирини колап тешиду; Күндүздә улар өзлирини өз өйигә қамап қойиду; Улар нурни тонумайду.
17 Улар үчүн таң сәһәр өлүм сайисидәк туюлиду; Улар қап-қараңғулуқниң вәһимилирини дост тутиду.
18 Улар суларниң йүзидики көпүкләрдәк йоқап кәтсун! Уларниң йәр-зиминдики несивиси ләнәт қилинғанки, Шуңа улардин һеч ким үзүмзарлиққа йәнә маңмисун!
19 Қурғақчилиқ һәм томуз иссиқ қар сулириниму йәп түгитиду; Тәһтисараму охшашла гуна қилғанларни йәп түгәтсун! (Sheol )
20 Уни, туққан анисиму унтусун! Қурут шөлгәйлирини еқитип уни йесун! Әскә һеч елинмисун! Шуниң билән һәққанийсизлиқ дәрәқтәк кесилсун!
21 У балиси йоқ туғмаслардин олҗа алиду, У тул хотунларғиму һеч шәпқәт көрсәтмәйду.
22 Бирақ [Худа] Өз қудрити билән мундақ күч-һоқуқи барларниң [күнини] узартиду; Улар һәтта һаятидин үмүтсизләнсиму қайтидин орнидин туриду.
23 [Худа] йәнила уларни аманлиқта муқимлаштуриду, Шуңа улар хатирҗәм болиду; У уларниң йоллирини көздә тутқан әмәсму?
24 Уларниң мәртивиси бирдәмлик өстүрүлиду, Андин улар йоқ болиду; Улар оңда қалдурулиду, андин башқа адәмләргә охшашла жиғип елип кетилиду; Улар пәқәтла пишқан сәрхил буғдай башақлиридәк кесилип кетиду.
25 Бу ишлар мундақ болмиса, қени ким мени ялғанчи дәп испатлалайду. Мениң гәплиримни ким қуруқ гәп дейәләйду?».