< Аюп 22 >
1 Андин Теманлиқ Елифаз мундақ деди: —
Andin Témanliq Élifaz mundaq dédi: —
2 Адәм Худаға қандақму пайда кәлтүрәлисун? Дана адәмләрму Униңға немә пайда кәлтүрәлисун?
Adem Xudagha qandaqmu payda keltürelisun? Dana ademlermu Uninggha néme payda keltürelisun?
3 Сән һәққаний болсаңму, Һәммигә Қадирға немә бәһрә берәләйттиң? Йоллириң әйипсиз болған тәғдирдиму, сән Униңға немә ғәниймәтләрни елип келәләйсән?
Sen heqqaniy bolsangmu, Hemmige Qadirgha néme behre béreleytting? Yolliring eyibsiz bolghan teqdirdimu, sen Uninggha néme gheniymetlerni élip kéleleysen?
4 Униң сени әйипләйдиғанлиғи, Вә Униң саңа шикайәтләр йәткүзидиғини сениң ихласмән болғиниң үчүнму-я?
Uning séni eyibleydighanliqi, We Uning sanga shikayetler yetküzidighini séning ixlasmen bolghining üchünmu-ya?
5 Сениң рәзиллигиң зор әмәсму? Сениң гуналириң һесапсиз әмәсму?
Séning rezilliking zor emesmu? Séning gunahliring hésabsiz emesmu?
6 Сән қериндашлириңдин сәвәпсиз кепиллик алғансән; Сән ялаңтүшләрни кийим-кечәклиридин мәһрум қиливәткәнсән.
Sen qérindashliringdin sewebsiz képillik alghansen; Sen yalangtüshlerni kiyim-kéchekliridin mehrum qiliwetkensen.
7 Һалсизланғанларға су бәрмидиң, Ач қалғанларға ашниму аяп бәрмидиң,
Halsizlan’ghanlargha su bermiding, Ach qalghanlargha ashnimu ayap bermiding,
8 Гәрчә сән йәр-зиминлик болған қоли узун адәм болсаңму, Йәр-зимин тутуп һөрмәтлинип кәлгән адәм болсаңму,
Gerche sen yer-zéminlik bolghan qoli uzun adem bolsangmu, Yer-zémin tutup hörmetlinip kelgen adem bolsangmu,
9 Сән тул хотунларниму қуруқ қол яндурғансән, Житим-йесирларниң қолиниму янҗитивәткәнсән.
Sen tul xotunlarnimu quruq qol yandurghansen, Yétim-yésirlarning qolinimu yanjitiwetkensen.
10 Мана шу сәвәптин әтрапиңда қапқанлар ятиду, Уштумтут пәйда болған вәһимиму сени басиду.
Mana shu sewebtin etrapingda tuzaqlar yatidu, Ushtumtut peyda bolghan wehimimu séni basidu.
11 Шу сәвәптинму сени қараңғулуқ бесип көрәлмәс қилди, Бир кәлкүн келип сени ғәриқ қилди.
Shu sewebtinmu séni qarangghuluq bésip körelmes qildi, Bir kelkün kélip séni gherq qildi.
12 Тәңри әршаланиң чоққисида туриду әмәсму? Әң егиз юлтузларниң нәқәдәр алий екәнлигигә қарап бақ!
Tengri ershalaning choqqisida turidu emesmu? Eng égiz yultuzlarning neqeder aliy ikenlikige qarap baq!
13 Бирақ сән: «Тәңри немини билиду? У раст шунчә зулмәт қараңғулуқта бир немини пәриқ етәләмду?!» дәватисән.
Biraq sen: «Tengri némini bilidu? U rast shunche zulmet qarangghuluqta birnémini perq ételemdu?!» dewatisen.
14 Йәнә: «Қоюқ булутлар уни тосивалиду, Шуңа У пәләк үстидә айлинип маңғинида бизни көрмәйду!» — дәйсән.
Yene: «Qoyuq bulutlar uni tosiwalidu, Shunga U pelek üstide aylinip mangghinida bizni körmeydu!» — deysen.
15 Яман адәмләр маңған кона йолни сәнму тутиверәмсән?
Yaman ademler mangghan kona yolni senmu tutiwéremsen?
16 Улар вақти тошмай турупла елип кетилгән, Уларниң һуллири кәлкүн тәрипидин еқитилип кетилгән.
Ular waqti toshmay turupla élip kétilgen, Ularning ulliri kelkün teripidin éqitilip kétilgen.
17 Улар Тәңригә: «Биздин нери бол!» Һәммигә Қадир бизни немә қилалисун?» — дәйтти.
Ular Tengrige: «Bizdin néri bol!» Hemmige Qadir bizni néme qilalisun?» — deytti.
18 Бирақ уларниң өйлирини есил нәрсиләр билән толдурған дәл Униң Өзидур, Мән болсам яманларниң нәсиһитидин жирақлашқанмән!
Biraq ularning öylirini ésil nersiler bilen toldurghan del Uning Özidur, Men bolsam yamanlarning nesihitidin yiraqlashqanmen!
19 Һәққанийлар уларниң бәрбат болғанлиғини көрүп шатлиниду; Бигуналар уларни мазақ қилип: —
Heqqaniylar ularning berbat bolghanliqini körüp shadlinidu; Bigunahlar ularni mazaq qilip: —
20 «Бизгә қарши чиққучилар шүбһисиз вәйран болиду, От уларниң байлиқлирини жутувәтмәмду?» — дәйду.
«Bizge qarshi chiqquchilar shübhisiz weyran bolidu, Ot ularning bayliqlirini yutuwetmemdu?» — deydu.
21 [Шуңа] Худаға бойсунуп Уни тонусаң, Шу чағдила сән аман болисән; Шуниң билән саңа амәт келиду.
[Shunga] Xudagha boysunup Uni tonusang, Shu chaghdila sen aman bolisen; Shuning bilen sanga amet kélidu.
22 Униң ағзидин кәлгән несиһәтниму қобул қил, Униң сөзлирини көңлүңгә пүкүп қой.
Uning aghzidin kelgen nesihetnimu qobul qil, Uning sözlirini könglüngge püküp qoy.
23 Сән Һәммигә Қадирниң йениға қайтип кәлсәң, муқәррәрки, Қайтидин қурулуп чиқалайсән; Әгәр сән қәбиһликни чедирлириңдин жирақлаштурсаң,
Sen Hemmige Qadirning yénigha qaytip kelseng, muqerrerki, Qaytidin qurulup chiqalaysen; Eger sen qebihlikni chédirliringdin yiraqlashtursang,
24 Әгәр сән алтунуңни топа-чаң үстигә ташлалисаң, Офирдики алтунуңни шиддәтлик еқинниң ташлириға қошувәтсәң,
Eger sen altunungni topa-chang üstige tashliyalisang, Ofirdiki altunungni shiddetlik éqinning tashlirigha qoshuwetseng,
25 Ундақта Һәммигә Қадирниң Өзи саңа алтун болиду. Сениң үчүн сәрхил күмүчму болиду.
Undaqta Hemmige Qadirning Özi sanga altun bolidu. Séning üchün serxil kümüshmu bolidu.
26 У чағда сән Һәммигә Қадирдин сөйүнисән, Йүзүңни Тәңригә қарап көтирәләйсән.
U chaghda sen Hemmige Qadirdin söyünisen, Yüzüngni Tengrige qarap kötüreleysen.
27 Сән Униңға дуа қилсаң, У қулақ салиду, Шундақла сәнму ичкән қәсәмлириңгә әмәл қилисән.
Sen Uninggha dua qilsang, U qulaq salidu, Shundaqla senmu ichken qesemliringge emel qilisen.
28 Сән қарар қилған иш әмәлгә ашиду, Йоллириң үстигә нур чүшиду.
Sen qarar qilghan ish emelge ashidu, Yolliring üstige nur chüshidu.
29 Адәмләр пәс қилинғанда, сән уларға: «Орнуңлардин туруңлар!» дәйсән, Шуниң билән [Худа] чирайи сунғанларни қутқузиду.
Ademler pes qilin’ghanda, sen ulargha: «Ornunglardin turunglar!» deysen, Shuning bilen [Xuda] chirayi sun’ghanlarni qutquzidu.
30 У һәтта гунайи бар адәмниму қутқузиду, У қолуңдики һалаллиқтин қутқузулиду.
U hetta gunahi bar ademnimu qutquzidu, U qolungdiki halalliqtin qutquzulidu.