< Аюп 21 >
1 Аюп җававән мундақ деди: —
2 «Гәплиримгә қулақ селиңлар, Бу силәрниң маңа бәргән «тәсәллилириңлар»ниң орнида болсун!
3 Сөз қилишимға йол қойсаңлар; Сөз қилғинимдин кейин, йәнә мазақ қиливериңлар!
4 Мениң шикайитим болса, инсанға қаритиливатамду? Роһум қандақму бетақәт болмисун?
5 Маңа убдан қараңларчу? Силәр чоқум һәйран қалисиләр, Қолуңлар билән ағзиңларни етивалисиләр.
6 Мән бу ишлар үстидә ойлансамла, вәһимигә чөмимән, Пүтүн әтлиримни титрәк басиду.
7 Немишкә яманлар яшивериду, Узун өмүр көриду, Һәтта зор күч-һоқуқлуқ болиду?
8 Уларниң нәсли өз алдида, Пәрзәнтлири көз алдида мәзмут өсиду,
9 Уларниң өйлири вәһимидин аман туриду, Тәңриниң тайиғи уларниң үстигә тәгмәйду.
10 Уларниң калилири җүпләнсә уруқлимай қалмайду, Иники мозайлайду, Мозийиниму ташлимайду.
11 [Рәзилләр] кичик балилирини қой падисидәк талаға чиқиривериду, Уларниң пәрзәнтлири тақлап-сәкрәп уссул ойнап жүриду.
12 Улар дап һәм чилтарға тәңкәш қилиду, Улар нәйниң авазидин шатлиниду.
13 Улар күнлирини аватчилиқ ичидә өткүзиду, Андин көзни жумуп ачқучила тәһтисараға чүшүп кетиду. (Sheol )
14 Һәм улар Тәңригә: «Биздин нери бол, Бизниң йоллириң билән тонушқимиз йоқтур!» — дәйду,
15 — «Һәммигә Қадирниң хизмитидә болушниң әрзигидәк нәри барду? Униңға дуа қилсақ бизгә немә пайда болсун?!».
16 Қараңлар, уларниң бәхити өз қолида әмәсму? Бирақ яманларниң нәсиһити мәндин нери болсун!
17 Яманларниң чириғи қанчә қетим өчиду? Уларни өзлиригә лайиқ күлпәт басамду? [Худа] ғәзивидин уларға дәрдләрни бөлүп берәмду?
18 Улар шамал алдидики еңизға охшаш, Қара қуюн учуруп кетидиған пахалға охшашла йоқамду?
19 Тәңри униң қәбиһлигини балилириға чүшүрүшкә қалдурамду? [Худа] бу җазани униң өзигә бәрсун, униң өзи буни тетисун!
20 Өзиниң һалакитини өз көзи билән көрсун; Өзи Һәммигә Қадирниң қәһрини тетисун!
21 Чүнки униң бекитилгән жил-айлири түгигәндин кейин, У қандақму йәнә өз өйдикилиридин һозур-һалавәт алалисун?
22 Тәңри каттиларниң үстидинму һөкүм қилғандин кейин, Униңға билим үгитәләйдиған адәм бармидур?!
23 Бириси сақ-саламәт, пүтүнләй ғәм-әндишсиз, азатиликтә жиллири тошқанда өлиду;
24 Беқинлири сүт билән семиз болиду, Устиханлириниң илиги хелә нәм туриду.
25 Йәнә бириси болса аччиқ арманда түгәп кетиду; У һеч қандақ раһәт-парағәт көрмигән.
26 Улар билән биллә топа-чаңда тәң ятиду, Қурутлар уларға чаплишиду.
27 — Мана, силәрниң немини ойлаватқанлиғиңларни, Мени қарилаш нийәтлириңларни билимән.
28 Чүнки силәр мәндин: «Есилзадиниң өйи нәгә кәткән? Рәзилләрниң турған чедирлири нәдидур?» дәп сораватисиләр.
29 Силәр йолучилардин шуни соримидиңларму? Уларниң шу баянлириға көңүл қоймидиңларму?
30 [Демәк], «Яман адәм палакәт күнидин сақлинип қалиду, Улар ғәзәп күнидин қутулуп қалиду!» — [дәйду].
31 Ким [рәзилниң] тутқан йолини йүз туранә әйипләйду? Ким униңға өз қилмиши үчүн тегишлик җазасини йегүзиду?
32 Әксичә, у һәйвәт билән йәрлигигә көтирип меңилиду, Униң қәбри күзәт астида туриду.
33 Җилғиниң чалмилири униңға татлиқ билиниду; Униң алдидиму сансиз адәмләр кәткәндәк, Униң кәйнидинму барлиқ адәмләр әгишип бариду.
34 Силәр немишкә маңа қуруқ гәп билән тәсәлли бәрмәкчи? Силәрниң җаваплириңларда пәқәт сахтилиқла тепилиду!