< Аюп 20 >
1 Андин Нааматлиқ Зофар җававән мундақ деди: —
2 «Мени беарам қилған хияллар җавап беришкә үндәватиду, Чүнки қәлбим беарамлиқта өртәнмәктә.
3 Мән маңа һақарәт кәлтүрүп, мени әйипләйдиған сөзләрни аңлидим, Шуңа мениң роһ-зеһним мени җавап беришкә қистиди.
4 Сән шуни билмәмсәнки, Йәр йүзидә Адәм атимиз апиридә болғандин бери,
5 Рәзилләрниң ғалипә тәнтәниси қисқидур, Ипласларниң хошаллиғи бирдәмликтур.
6 Ундақ кишиниң шан-шәриви асманға йәткән болсиму, Беши булутларға тақашсиму,
7 Йәнила өзиниң поқидәк йоқап кетиду; Уни көргәнләр: «У нәдидур?» дәйду.
8 У чүштәк учуп кетиду, Қайта тапқили болмайду; Кечидики ғайипанә аламәттәк у һайдиветилиду.
9 Уни көргән көз иккинчи уни көрмәйду, Униң турған җайи уни қайта учратмайду.
10 Униң оғуллири мискинләргә шәпқәт қилишқа мәҗбурлиниду; Шуниңдәк у һәтта өз қоли билән байлиқлирини қайтуруп бериду.
11 Униң устиханлири яшлиқ мағдуриға толған болсиму, Бирақ [униң мағдури] униң билән биллә топа-чаңда йетип қалиду.
12 Гәрчә рәзиллик униң ағзида татлиқ тетиған болсиму, У уни тил астиға йошурған болсиму,
13 У уни жутқуси кәлмәй меһрини үзәлмисиму, У уни ағзида қалдурсиму,
14 Бирақ униң қарнидики тамиғи өзгирип, Кобра иланниң зәһәригә айлиниду.
15 У байлиқларни жутуветиду, бирақ уларни яндуриду; Худа уларни ашқазинидин чиқириветиду.
16 У кобра иланниң зәһәрини шорайду, Чар иланниң нәштири уни өлтүриду.
17 У қайтидин ериқ-өстәңләргә һәвәс билән қаралмайду, Бал вә сериқ май билән ақидиған дәриялардин һозурлиналмайду.
18 У еришкәнни жуталмай қайтуриду, Тиҗарәт қилған пайдисидин у һеч һозурлиналмайду.
19 Чүнки у мискинләрни езип, уларни ташливәткән; У өзи салмиған өйни егиливалған.
20 У ачкөзлүктин әсла зерикмәйду, У арзулиған нәрсилиридин һеч қайсисини сақлап қалалмайду.
21 Униңға жутувалғидәк һеч нәрсә қалмайду, Шуңа униң баяшатлиғи мәңгүлүк болмайду.
22 Униң тоққузи тәл болғанда, туюқсиз қисилчилиққа учрайду; Һәр бир езилгүчиниң қоли униңға қарши чиқиду.
23 У қосиғини тойғузиватқинида, Худа дәһшәтлик ғәзивини униңға чүшүриду; У ғизалиниватқанда [ғәзивини] униң үстигә яғдуриду.
24 У төмүр қуралдин қечип қутулсиму, Бирақ мис оқя уни санҗийду.
25 Тәккән оқ кәйнидин тартип чиқиривелгинидә, Ялтирақ оқ учи өттин чиқиривелгинидә, Вәһимиләр уни басиду.
26 Зулмәт қараңғулуқ униң байлиқлирини жутуветишкә тәйяр туриду, Инсан пүвлимигән от уни жутувалиду, Униң чедирида қелип қалғанлириниму жутуветиду.
27 Асманлар униң қәбиһлигини ашкарилайду; Йәр-зиминму униңға қарши қозғилиду.
28 Униң мал-дунияси елип кетилиду, [Худаниң] ғәзәплик күнидә кәлкүн улғийип өй-бисатини ғулитиду.
29 Худаниң рәзил адәмгә бәлгүлигән несивиси мана шундақтур, Бу Худа униңға бекиткән мирастур».