< Аюп 2 >

1 Йәнә бир күни, Худаниң оғуллири Пәрвәрдигарниң һозуриға һазир болушқа кәлди. Шәйтанму уларниң арисиға киривалди.
又有一天,天主的眾子都前來侍立在上主面前,撒殫也夾在他們當中,侍立在上主面前。
2 Пәрвәрдигар Шәйтандин: — Нәдин кәлдиң? — дәп сориди. Шәйтан Пәрвәрдигарға җававән: — Йәр йүзини кезип пайлап, уяқ-буяқларни айлинип чөргиләп кәлдим, — деди.
上主向撒殫說:「你從那裏來﹖」撒殫回答上主說:「我走遍了世界,周遊了各地回來。」
3 Пәрвәрдигар униңға: — Мениң қулум Аюпқа диққәт қилғансән? Йәр йүзидә униңдәк мукәммәл, дурус, Худадин қорқидиған һәм яманлиқтин жирақ туридиған адәм йоқ. Мәйли сән Мени уни бекардин-бекар жутуветишкә дәвәт қилған болсаңму, у йәнила садақәтлигидә чиң туруватиду, — деди.
上主對撒殫說:「你曾留心注意到我的僕人約伯嗎﹖世上沒有一個像他那樣十全十美,生性正直,敬畏天主,遠避邪惡的人。你雖然激動我加害他,無端叫他傾家蕩產,但他依然保持自己的完善。」
4 Шәйтан Пәрвәрдигарға җававән: — Һәр адәм өз җенини дәп терисини беришкиму рази болиду, һәтта һәммә немисиниму беришкә тәйярдур;
撒殫回答上主說:「那只不過是以皮換皮罷了! 人都肯捨棄所有,去保全自己的性命。
5 Бирақ Сән һазир қолуңни созуп униң сүйәк-әтлиригә тәгсәң, у Сәндин йүз өрүп тиллимиса [Шәйтан болмай кетәй]! — деди.
但是,你若伸手打擊他的骨和肉,他必定當面詛咒你。」
6 Пәрвәрдигар Шәйтанға: — Мана, у һазир сениң қолуңда туруватиду! Бирақ униң җениға тәгмә! — деди.
上主向撒殫說:「看,任你處置他,但要保留他的性命。」
7 Шундақ қилип Шәйтан Пәрвәрдигарниң һозуридин чиқип, Аюпниң бәдинини тапинидин бешиғичә интайин азаплиқ һүррәк-һүррәк ярилар билән тошқузивәтти.
撒殫從上主那裏出來,就使約伯從足踵到頭頂都長了毒瘡。
8 Аюп болса бәдинини татилаш-ғирдаш үчүн бир сапал парчисини қолиға елип, күллүккә кирип олтарди.
約伯坐在灰土堆中,用瓦片刮身。
9 Аяли униңға: — Әҗәба сән техичә өз садақәтлигиңдә чиң туруватамсән? Худани қарға, өлүпла түгәш! — деди.
他的妻子向他說:「你還保持你的完善嗎﹖你倒不如詛咒天主,死了算了! 」
10 Лекин Аюп униңға: — Сән һамақәт аяллардәк гәп қиливатисән. Биз Худаниң яхшилиғини қобул қилған екәнмиз, әҗәба униңдин кәлгән күлпәтниму қобул қилишимиз керәк әмәсму? — деди. Ишларда Аюп еғизда һеч қандақ гуна өткүзмиди.
約伯向她說:「你說話,真像一個糊塗女人! 難道我們只由天主那裏接受恩惠,而不接受災禍嗎﹖」就這一切事而論,約伯沒有犯失言的過錯。
11 Аюпниң достлиридин үчәйлән униңға чүшкән күлпәттин хәвәрдар болди. Улар, йәни Теманлиқ Елифаз, Шухалиқ Билдад вә Нааматлиқ Зофар дегән кишиләр болуп, өз жутлиридин чиқип, Аюпқа һесдашлиқ билдүрүш һәм тәсәлли бериш үчүн униң йениға беришқа биллә келишкән еди.
約伯的三位朋友,特曼人厄里法次、叔亞人彼耳達得、納阿瑪人左法爾,聽說他遭遇了災禍,就各從本地起程,來到一起,去慰問他、勸勉他,
12 Улар келип жирақтинла униңға қаривиди, уни тоналмай қалди-дә, авазлирини көтирип жиғлап ташлиди. Һәр бири өз тонлирини житиветип, топа-чаңларни асманға етип өз башлириға чечишти.
他們從遠處舉目一望,已認不得他,就放聲大哭,撕破了自己的外衣,把灰揚起,落在自己頭上。
13 Улар униң билән биллә дақ йәрдә йәттә кечә-күндүз олтарди, униңға һеч ким гәп қилмиди; чүнки улар униң дәрд-әлиминиң интайин азаплиқ екәнлигини көрүп йәткән еди.
他們於是同他在灰土中,坐了七天七夜,因見他受苦太大,沒有人敢向他說一句話。

< Аюп 2 >