< Аюп 19 >
1 Аюп җававән мундақ деди: —
2 «Силәр қачанғичә җенимни азаплимақчисиләр, Қачанғичә мени сөз билән әзмәкчисиләр?
3 Силәр мени он қетим харлидиңлар; Маңа увал қилишқа номус қилмайсиләр.
4 Әгәр мениң сәһвәнлигим болса, Мән әнди униң [дәрдини] тартимән.
5 Әгәр силәр мениңдин үстүнлүк талашмақчи болсаңлар, Йүзүм алдида шәрм-һаяни көрситип мени әйиплимәкчи болсаңлар,
6 Әнди билип қоюңларки, маңа увал қилған Тәңри екән, У тори билән мени чирмаштуруп тартти;
7 Қара, мән налә-пәряд көтирип «Зораванлиқ!» дәп вақираймән, Бирақ һеч ким аңлимайду; Мән вақираймән, бирақ маңа адаләт кәлмәйду.
8 У йолумни мени өтүвалмисун дәп чит билән тосуп қойди, Қәдәмлиримгә қараңғулуқ салди.
9 У мәндин шан-шәривимни мәһрум қилди, Бешимдин таҗни тартивалди.
10 У маңа һәр тәрәптин бузғунчилиқ қиливатиду, мән түгәштим; Үмүтүмни У дәрәқни юлғандәк жулувалди.
11 Ғәзивини маңа қаритип қозғиди, Мени Өз дүшмәнлиридин һесаплиди.
12 Униң қошунлири сәп түзүп атланди, Пәләмпәйлирини ясап маңа һуҗум қилди, Улар чедиримни қоршавға елип баргаһ тикивалди.
13 У қериндашлиримни мәндин нери қилди, Тонушлиримниң меһрини мәндин үзди.
14 Туққанлирим мәндин ятлишип кәтти, Дост-бурадәрлирим мени унутти.
15 Өйүмдә турған мусапирлар, һәтта дедәклиримму мени ят адәм дәп һесаплайду; Уларниң нәзиридә мән мусапир болуп қалдим.
16 Мән чакиримни чақирсам, у маңа җавап бәрмәйду; Шуңа мән униңға ағзим билән йелинишим керәк.
17 Тиниқимдин аялимниң қусқуси келиду, Ака-укилирим сесиқлиғимдин бизар.
18 Һәтта кичик балилар мени кәмситиду; Орнумдин турмақчи болсам, улар мени һақарәтләйду.
19 Мениң сирдаш достлиримниң һәммиси мәндин нәпрәтлиниду, Мән сөйгәнләр мәндин йүз өриди.
20 Әт-терилирим устиханлиримға чаплишип туриду, Җеним қил үстидә қалди.
21 Аһ, достлирим, маңа ичиңлар ағрисун, ичиңлар ағрисун! Чүнки Тәңриниң қоли маңа келип тәгди.
22 Силәр немишкә Тәңридәк маңа зиянкәшлик қилисиләр? Силәр немишкә әтлиримгә шунчә тоймайсиләр!
23 Аһ, мениң сөзлирим йезилсиди! Улар бир язмиға пүтүклүк болған болатти!
24 Улар төмүр қәләм билән қоғушун ичигә йезилсиди! Әбәдил-әбәт таш үстигә оюп пүтүлгән болатти!
25 Бирақ мән шуни билимәнки, өзүмниң Һәмҗәмәт-Қутқузғучим һаяттур, У ахирәт күнидә йәр йүзидә туруп туриду!
26 Һәм мениң бу терә-әтлирим бузулғандин кейин, Мән йәнила тенимдә туруп Тәңрини көримән!
27 Уни өзүмла әйни һалда көримән, Башқа адәмниң әмәс, бәлки өзүмниң көзи билән қараймән; Аһ, қәлбим буниңға шунчә интизардур!
28 Әгәр силәр: «Ишниң йилтизи униңдидур, Уни қандақ қилип қистап қоғливетәләймиз?!» — десәңлар,
29 Әнди өзүңлар қиличтин қорққиниңлар түзүк! Чүнки [Худаниң] ғәзиви қилич җазасини елип келиду, Шуниң билән силәр [Худаниң] сотиниң қуруқ гәп әмәслигини билисиләр».