< Аюп 18 >

1 Шухалиқ Билдад җававән мундақ деди: —
Xuhaliⱪ Bildad jawabǝn mundaⱪ dedi: —
2 Сәндәк адәмләр қачанғичә мундақ сөзләрни тохтатмайсиләр? Силәр убдан ойлап беқиңлар, андин биз сөз қилимиз.
Sǝndǝk adǝmlǝr ⱪaqanƣiqǝ mundaⱪ sɵzlǝrni tohtatmaysilǝr? Silǝr obdan oylap beⱪinglar, andin biz sɵz ⱪilimiz.
3 Биз немишкә силәрниң алдиңларда һайванлар һесаплинимиз? Немишкә алдиңларда ахмақ тонулимиз?
Biz nemixⱪa silǝrning aldinglarda ⱨaywanlar ⱨesablinimiz? Nemixⱪa aldinglarda ǝhmǝⱪ tonulimiz?
4 Һәй өзүңниң ғәзивидә өзүңни житқучи, сени дәпла йәр-зимин ташливетиләмду?! Тағ-ташлар өз орнидин көтирилип кетәмду?!
Ⱨǝy ɵzüngning ƣǝzipidǝ ɵzüngni yirtⱪuqi, seni dǝpla yǝr-zemin taxliwetilǝmdu?! Taƣ-taxlar ɵz ornidin kɵtürülüp ketǝmdu?!
5 Қандақла болмисун, яман адәмниң чириғи өчүрүлиду, Униң от-учқунлири ялқунлимайду.
Ⱪandaⱪla bolmisun, yaman adǝmning qiriƣi ɵqürülidu, Uning ot-uqⱪunliri yalⱪunlimaydu.
6 Чедиридики нур қараңғулуққа айлиниду, Униң үстигә асқан чириғи өчүрүлиду.
Qediridiki nur ⱪarangƣuluⱪⱪa aylinidu, Uning üstigǝ asⱪan qiriƣi ɵqürülidu.
7 Униң мәзмут қәдәмлири қисилиду, Өзиниң несиһәтлири өзини моллақ атқузиду.
Uning mǝzmut ⱪǝdǝmliri ⱪisilidu, Ɵzining nǝsiⱨǝtliri ɵzini mollaⱪ atⱪuzidu.
8 Чүнки өз путлири өзини торға әвәтиду, У дәл торниң үстигә дәссәйдиған болиду.
Qünki ɵz putliri ɵzini torƣa ǝwǝtidu, U dǝl torning üstigǝ dǝssǝydiƣan bolidu.
9 Қилтақ уни тапинидин иливалиду, Қапқан уни тутувалиду.
Ⱪiltaⱪ uni tapinidin iliwalidu, Tuzaⱪ uni tutuwalidu.
10 Йәрдә уни күтидиған йошурун арғамча бар, Йолида уни тутмақчи болған бир қапқан бар.
Yǝrdǝ uni kütidiƣan yoxurun arƣamqa bar, Yolida uni tutmaⱪqi bolƣan bir ⱪapⱪan bar.
11 Уни һәр тәрәптин вәһимиләр бесип қорқитиватиду, Һәм улар уни из қоғлап қоғлаватиду.
Uni ⱨǝr tǝrǝptin wǝⱨimilǝr besip ⱪorⱪitiwatidu, Ⱨǝm ular uni iz ⱪoƣlap ⱪoƣlawatidu.
12 Мағдурини ачарчилиқ йәп түгәтти; Палакәт униң йенида пайлап жүриду.
Maƣdurini aqarqiliⱪ yǝp tügǝtti; Palakǝt uning yenida paylap yüridu.
13 Өлүмниң чоң балиси униң терисини йәватиду; Униң әзалирини шорайду.
Ɵlümning qong balisi uning terisini yǝwatidu; Uning ǝzalirini xoraydu.
14 У өз чедиридики аманлиқтин жулуп ташлиниду, [Өлүмниң тунҗиси] уни «вәһимиләрниң падишаси»ниң алдиға ялап апириду.
U ɵz qediridiki amanliⱪtin yulup taxlinidu, [Ɵlümning tunjisi] uni «wǝⱨimilǝrning padixaⱨi»ning aldiƣa yalap apiridu.
15 Өйидикиләр әмәс, бәлки башқилар униң чедирида туриду; Туралғусиниң үстигә гуңгут яғдурулиду.
Ɵyidikilǝr ǝmǝs, bǝlki baxⱪilar uning qedirida turidu; Turalƣusining üstigǝ günggürt yaƣdurulidu.
16 Униң йилтизи тегидин қурутулиду; Үстидики шахлири кесилиду.
Uning yiltizi tegidin ⱪurutulidu; Üstidiki xahliri kesilidu.
17 Униң әслимисиму йәр йүзидикиләрниң есидин көтирилип кетиду, Сиртларда униң нам-абройи қалмайду.
Uning ǝslimisimu yǝr yüzidikilǝrning esidin kɵtürülüp ketidu, Sirtlarda uning nam-abruyi ⱪalmaydu.
18 У йоруқлуқтин қараңғулуққа қоғливетилгән болуп, Бу дуниядин һайдиветилиду.
U yoruⱪluⱪtin ⱪarangƣuluⱪⱪa ⱪoƣliwetilgǝn bolup, Bu dunyadin ⱨǝydiwetilidu.
19 Әл-жутта һеч қандақ пәрзәнтлири яки әвлатлири қалмайду, У мусапир болуп турған йәрләрдиму нәсли қалмайду.
Əl-yurtta ⱨeqⱪandaⱪ pǝrzǝntliri yaki ǝwladliri ⱪalmaydu, U musapir bolup turƣan yǝrlǝrdimu nǝsli ⱪalmaydu.
20 Униңдин кейинкиләр униң күнигә қарап алақзадә болиду, Худди алдинқиларму чөчүп кәткәндәк.
Uningdin keyinkilǝr uning künigǝ ⱪarap alaⱪzadǝ bolidu, Huddi aldinⱪilarmu qɵqüp kǝtkǝndǝk.
21 Мана, қәбиһ адәмниң маканлири шүбһисиз шундақ, Тәңрини тонумайдиған кишиниңму орни чоқум шундақтур.
Mana, ⱪǝbiⱨ adǝmning makanliri xübⱨisiz xundaⱪ, Tǝngrini tonumaydiƣan kixiningmu orni qoⱪum xundaⱪtur.

< Аюп 18 >