< Аюп 16 >
1 Андин Аюп җававән мундақ деди: —
2 Мән мошундақ гәпләрни көп аңлиғанмән; Силәр һәммиңлар азап йәткүзидиған әҗайип тәсәлли бәргүчи екәнсиләр-һә!
3 Мундақ ватилдап қилған гәплириңларниң чеки барму? Силәргә мундақ җавап беришкә зади немә қутратқулуқ қилди?
4 Халисамла өзүм силәргә охшаш сөз қилалайттим; Силәр мениң орнумда болидиған болсаңлар, Мәнму сөзләрни бағлаштуруп ейтип, силәргә зәрбә қилалайтим, Бешимниму силәргә қаритип чайқалайттим!
5 Һалбуки, мән әксичә ағзим билән силәрни риғбәтләндүрәттим, Ләвлиримниң тәсәллиси силәргә дора-дәрман болатти.
6 Лекин мениң сөзлишим билән азавим азаймайду; Яки гепимни ичимгә жутувалисамму, маңа немә арамчилиқ болсун?
7 Бирақ У мени һалсизландүрүвәтти; Шундақ, Сән пүткүл аиләмни вәйран қиливәттиң!
8 Сән мени қамаллидиң! Шуниң билән [әһвалим маңа] гувалиқ қилмақта; Мениң оруқ-қақшал [бәдиним] орнидин туруп өзүмни әйипләп гувалиқ қилиду!
9 Униң ғәзиви мени титма қилип, Мени ов олҗиси қилиду; У маңа қарап чишини ғучурлитиду; Мениң дүшминимдәк көзини алайитип маңа тикиду.
10 [Адәмләр] маңа қарап [мазақ қилишип] ағзини ачиду; Улар нәпрәт билән мәңзимгә качатлайду; Маңа һуҗум қилай дәп сәп түзиду.
11 Худа мени әскиләргә тапшурған; Мени рәзилләрниң қолиға ташливәткән екән.
12 Әслидә мән теч-аманлиқта тураттим, бирақ у мени пачақлиди; У бойнумдин силкип битчит қиливәтти, Мени Өз нишани қилған екән.
13 Униң оқячилири мени қапсивалди; Һеч айимай У үчәй-бағримни житип, Өтүмни йәргә төкүвәтти.
14 У у йәр-бу йеримгә үсти-үстиләп зәхим қилип бөсүп кириду; У палвандәк маңа қарап етилиду.
15 Терәмниң үстигә бөз рәхт тикип қойдум; Өз иззәт-һөрмитимни топа-чаңға селип қойдум.
16 Гәрчә қолумда һеч қандақ зораванлиқ болмисиму, Дуайим чин дилимдин болған болсиму, Йүзүм жиға-зерәидин қизирип кәтти; Қапақлиримни өлүм сайиси басти.
17
18 Аһ, йәр-зимин, қенимни япмиғин! Налә-пәрядим тохтайдиғанға җай болмиғай!
19 Бирақ мана, асманларда һазирму маңа шаһит Болғучи бар! Әршләрдә маңа капаләт Болғучи бар!
20 Өз достлирим мени мазақ қилғини билән, Бирақ көзүм техичә Тәңригә яш төкмәктә.
21 Аһ, инсан балиси дости үчүн келиштүргүчи болғандәк, Тәңри билән адәм оттурисидиму келиштүргүчи болсиди!
22 Чүнки йәнә бир нәччә жил өтүши биләнла, Мән барса қайтмас йолда меңип қалимән.