< Аюп 15 >

1 Теманлиқ Елифаз буниңға җававән мундақ деди: —
Temanliⱪ Elifaz buningƣa jawabǝn mundaⱪ dedi: —
2 Данишмән кишиниң қуруқ шамалдәк сәпсәтә билән җавап бериши тоғриму? [Данишмән] қосиғини иссиқ мәшриқ шамили билән тойғузса боламду?
Danixmǝn kixining ⱪuruⱪ xamaldǝk sǝpsǝtǝ bilǝn jawab berixi toƣrimu? [Danixmǝn] ⱪorsiⱪini issiⱪ mǝxriⱪ xamili bilǝn toyƣuzsa bolamdu?
3 Пайдисиз сөзләр билән, Тайини йоқ гәпләр билән муназирилишиши мувапиқму?
Paydisiz sɵzlǝr bilǝn, Tayini yoⱪ gǝplǝr bilǝn munazirilixixi muwapiⱪmu?
4 Бәрһәқ, сән иман-ихласни йоқ қиливәтмәкчисән, Худаниң алдида дуа-истиқамәткә тосалғу болисән.
Bǝrⱨǝⱪ, sǝn iman-ihlasni yoⱪ ⱪiliwǝtmǝkqisǝn, Hudaning aldida dua-istiⱪamǝtkǝ tosalƣu bolisǝn.
5 Чүнки қәбиһлигиң ағзиңға сөз салиду, Сән мәккарларниң тилини таллап қоллинисән.
Qünki ⱪǝbiⱨliking aƣzingƣa sɵz salidu, Sǝn mǝkkarlarning tilini tallap ⱪollinisǝn.
6 Мән әмәс, бәлки өз ағзиң өзүңниң гунайиңни бекитиду, Өз ләвлириң саңа қарши гувалиқ бериду.
Mǝn ǝmǝs, bǝlki ɵz aƣzing ɵzüngning gunaⱨingni bekitidu, Ɵz lǝwliring sanga ⱪarxi guwaⱨliⱪ beridu.
7 Сән инсанлар ичидә тунҗа болуп туғулғанму? Сән тағ-даванлардин авал апиридә болғанму?
Sǝn insanlar iqidǝ tunji bolup tuƣulƣanmu? Sǝn taƣ-dawanlardin awwal apiridǝ bolƣanmu?
8 Тәңриниң мәхпий кеңишини аңлап кәлгәнмусән? Даналиқ сән биләнла чәклинәмду?
Tǝngrining mǝhpiy kengixini anglap kǝlgǝnmusǝn? Danaliⱪ sǝn bilǝnla qǝklinǝmdu?
9 Сән билгәнләрни бизниң билмәйдиғанлиримиз барму? Сән чүшәнгәнни бизниң чүшәнмәйдиғинимиз барму?
Sǝn bilgǝnlǝrni bizning bilmǝydiƣanlirimiz barmu? Sǝn qüxǝngǝnni bizning qüxǝnmǝydiƣinimiz barmu?
10 Ақсақаллар һәм қерилар бизниң тәрипимиздә туриду, Улар сениң атаңдинму яшта чоңдур.
Aⱪsaⱪallar ⱨǝm ⱪerilar bizning tǝripimizdǝ turidu, Ular sening atangdinmu yaxta qongdur.
11 Тәңриниң тәсәллилири, Йәни саңа мулайимлиқ билән ейтқан мошу сөз сән үчүн азлиқ қиламду?
Tǝngrining tǝsǝlliliri, Yǝni sanga mulayimliⱪ bilǝn eytⱪan muxu sɵz sǝn üqün azliⱪ ⱪilamdu?
12 Немишкә көңүлниң кәйнигә кирип кетисән? Көзүңни немигә пақиритисән?
Nemixⱪa kɵngülning kǝynigǝ kirip ketisǝn? Kɵzüngni nemigǝ parⱪiritisǝn?
13 Шундақ қилип сән роһуңни Тәңригә қарши турғуздуң, Еғизиңдин шундақ сөзләрниң чиқишиға йол қоюватисән!
Xundaⱪ ⱪilip sǝn roⱨingni Tǝngrigǝ ⱪarxi turƣuzdung, Eƣizingdin xundaⱪ sɵzlǝrning qiⱪixiƣa yol ⱪoyuwatisǝn!
14 Инсан немә еди? Өз-өзини паклалиғидәк? Анидин туғулған адәм балиси немә еди? Һәққаний болалиғидәк?
Insan nemǝ idi? Ɵz-ɵzini pakliyaliƣudǝk? Anidin tuƣulƣan adǝm balisi nemǝ idi? Ⱨǝⱪⱪaniy bolaliƣudǝk?
15 Қара, [Худа] Өз муқәддәслиригиму ишәнмигән йәрдә, Асманларму униң нәзиридә пак болмиған йәрдә,
Ⱪara, [Huda] Ɵz muⱪǝddǝslirigimu ixǝnmigǝn yǝrdǝ, Asmanlarmu uning nǝziridǝ pak bolmiƣan yǝrdǝ,
16 Жиркинчлик болған, сесип кәткән, Қәбиһликни су ичкәндәк ичидиған инсан балиси зади қандақ болар?
Yirginqlik bolƣan, sesip kǝtkǝn, Ⱪǝbiⱨlikni su iqkǝndǝk iqidiƣan insan balisi zadi ⱪandaⱪ bolar?
17 Мән саңа көрситәй, маңа қулақ сал; Көзүм көргәнни баян қилмақчимән.
Mǝn sanga kɵrsitǝy, manga ⱪulaⱪ sal; Kɵzüm kɵrgǝnni bayan ⱪilmaⱪqimǝn.
18 Данишмәнләр ата-бовилиридин буларни аңлиған, Йошурмай буларни баян қилған: —
Danixmǝnlǝr ata-bowiliridin bularni angliƣan, Yoxurmay bularni bayan ⱪilƣan: —
19 (Пәқәт шуларғила, [йәни ата-бовилириғила] йәр-зимин тапшурулған еди, Уларниң арисидин ят адәм өтүшкә петиналмайтти)
(Pǝⱪǝt xularƣila, [yǝni ata-bowiliriƣila] yǝr-zemin tapxurulƣanidi, Ularning arisidin yat adǝm ɵtüxkǝ petinalmaytti)
20 — Рәзил адәм барлиқ күнлиридә азаплиниду, Залим кишигә жиллар санақлиқла бекитилгәндур.
— Rǝzil adǝm barliⱪ künliridǝ azablinidu, Zalim kixigǝ yillar sanaⱪliⱪla bekitilgǝndur.
21 Униң қулиқиға вәһимиләрниң авази кириду, Баяшатлиғида булаңчи униң устигә бесип чүшиду.
Uning ⱪuliⱪiƣa wǝⱨimilǝrning awazi kiridu, Bayaxatliⱪida bulangqi uning ustigǝ besip qüxidu.
22 Қараңғулуқтин қутулушқа униң көзи йәтмәйду, У қилич билән чепилишқа сақланғандур.
Ⱪarangƣuluⱪtin ⱪutuluxⱪa uning kɵzi yǝtmǝydu, U ⱪiliq bilǝn qepilixⱪa saⱪlanƣandur.
23 У аш издәп: «Зади нәдин тепилар?» дәп йолда тенәп жүриду, У зулмәт күниниң униңға йеқинлашқанлиғини билиду.
U ax izdǝp: «Zadi nǝdin tepilar?» dǝp yolda tenǝp yüridu, U zulmǝt künining uningƣa yeⱪinlaxⱪanliⱪini bilidu.
24 Дәрд-әләм һәм азап униңға вәһимә қилиду, Һуҗумға тәйяр болған падишадәк униң үстидин ғәлибә қилиду.
Dǝrd-ǝlǝm ⱨǝm azab uningƣa wǝⱨimǝ ⱪilidu, Ⱨujumƣa tǝyyar bolƣan padixaⱨtǝk uning üstidin ƣǝlibǝ ⱪilidu.
25 Чүнки у Тәңригә қарши қолини көтәргән, Һәммигә қадирға күч көрсәтмәкчи болған,
Qünki u Tǝngrigǝ ⱪarxi ⱪolini kɵtürgǝn, Ⱨǝmmigǝ ⱪadirƣa küq kɵrsǝtmǝkqi bolƣan,
26 Шуңа у бойнини қаттиқ қилип, Көп қәвәтлик қалқанни көтирип униңға қарап етилиду.
Xunga u boynini ⱪattiⱪ ⱪilip, Kɵp ⱪǝwǝtlik ⱪalⱪanni kɵtürüp uningƣa ⱪarap etilidu.
27 Йүзини яғ басқан болсиму, Беқинлири сәмрәп кәткән болсиму,
Yüzini yaƣ basⱪan bolsimu, Beⱪinliri sǝmrǝp kǝtkǝn bolsimu,
28 У харабә шәһәрләрдә, Адәм қонғуси кәлмәйдиған, Кесәк дүвилири болушқа бекитилгән өйләрдә яшайду;
U harabǝ xǝⱨǝrlǝrdǝ, Adǝm ⱪonƣusi kǝlmǝydiƣan, Kesǝk düwiliri boluxⱪa bekitilgǝn ɵylǝrdǝ yaxaydu;
29 У һеч бейимайду, Униң мал-мүлки болса үзүлүп қалиду, Униң тәәллуқатлири зимин үстидә кеңәймәйду.
U ⱨeq beyimaydu, Uning mal-mülki bolsa üzülüp ⱪalidu, Uning tǝǝlluⱪatliri zemin üstidǝ kengǝymǝydu.
30 У қараңғулуқтин қечип қутулалмайду, Ялқун униң шахлирини көйдүрүп қурутиду, [Худаниң] бир нәпәси билән у [дуниядин] кетиду.
U ⱪarangƣuluⱪtin ⱪeqip ⱪutulalmaydu, Yalⱪun uning xahlirini kɵydürüp ⱪurutidu, [Hudaning] bir nǝpisi bilǝn u [dunyadin] ketidu.
31 У сахтилиққа таянмисун! У алдинип кәткән, шуңа сахтилиқниң өзи униң инъами болиду;
U sahtiliⱪⱪa tayanmisun! U aldinip kǝtkǝn, xunga sahtiliⱪning ɵzi uning in’ami bolidu;
32 Униң күни техи тошмай турупла, Униң шехи техи көкирип болмайла, бу ишлар әмәлгә ашурулиду.
Uning küni tehi toxmay turupla, Uning xehi tehi kɵkirip bolmayla, bu ixlar ǝmǝlgǝ axurulidu.
33 Үзүм тели силкинип, тоң үзүмләр чүшүрүветилгәндәк, Зәйтун дәриғиниң чечиги ечилипла төкүлүп кәткәндәк болиду.
Üzüm teli silkinip, tong üzümlǝr qüxürüwetilgǝndǝk, Zǝytun dǝrihining qeqiki eqilipla tɵkülüp kǝtkǝndǝk bolidu.
34 Чүнки ипласларниң җәмәти туғмас болиду, От пара йегәнләрниң чедирлирини көйдүриветиду.
Qünki iplaslarning jǝmǝti tuƣmas bolidu, Ot para yegǝnlǝrning qedirlirini kɵydüriwetidu.
35 [Бирақ] улар [һәрдайим] яманлиқни ойлап, қәбиһлик туғдуриду, Көңлидә һаман һейлә-микир тәйярлайду.
[Biraⱪ] ular [ⱨǝrdaim] yamanliⱪni oylap, ⱪǝbiⱨlik tuƣduridu, Kɵnglidǝ ⱨaman ⱨiylǝ-mikir tǝyyarlaydu.

< Аюп 15 >