< Аюп 14 >
1 Анидин туғулғанларниң күнлири аздур, Палакәт униңға ярдур.
2 У гүлдәк дунияға келип андин тозуйду, У [қуяш алдидин] сайигә охшаш қечип кетиду.
3 Бирақ Сән техи шундақ бир аҗиз болғучиға көзүңни тикип, Мени Өз алдиңға сораққа тартиватамсән?
4 Ким напак нәрсиләрдин пак нәрсини чиқиралайду? — һеч ким!
5 [Инсанниң] күнлири бекитилгәндикин, Униң айлириниң сани Сениң илкиңдә болғандикин, Сән униң өтсә болмайдиған чәклирини бекиткәндикин,
6 Униң бир аз дәм елиши үчүн униңдин көзүңни елип қачқин, Шуниң билән мәдикардәк униңға өз күнлиридин сөйүнүш несип болсун!
7 Чүнки дәрәқ кесиветилгәндин кейин, қайта өсүштин үмүт бар; Буниңлиқ билән униң юмран бихлири түгәп кәтмәйду;
8 Униң йилтизи йәрдә қуруп кәткән болсиму, Униң көтиги топида өлүп кәткән болсиму,
9 Бирақ суниң пуриғи биләнла у йәнә көкириду, Юмран от-чөптәк йеңи бихларни чиқириду.
10 Бирақ адәм болса өлиду, илаҗсиз оңда ятиду, бәрһәқ, Инсан нәпәстин қалиду, андин нәдә болиду?
11 Деңиздики сулар парға айлинип түгәп кәткәндәк, Дәриялар қағҗирап қуруп кәткәндәк,
12 Охшашла адәм йетип қалсила қайтидин турмайду; Асманлар йоқимиғичә, улар ойғанмайду, уйқидин турмайду.
13 Аһ, тәһтисараға мени йошуруп қойсаң еди, Ғәзивиң өтүп кәткичә мени мәхпий сақлап қойсаң еди, Мени есиңгә алидиған бир вақит-саатни маңа бекитип бәрсәң еди! (Sheol )
14 Адәм өлсә, қайта яшамду? Шундақ болса маңа шундақ өзгириш вақти кәлгичә, Мошу җапаға толған күнлирим өткичә, сәвир-тақәт билән күтәттим!
15 Шундақ болса Сән мени чақирсаң, җавап берәттим; Сән Өз қолуң билән яратқиниңға үмүт-арзуюң болатти.
16 Бирақ Сән һазир һәр бир дәссигән қәдәмлиримни санап, Гунайимни күзитиватисәнғу!
17 Итаәтсизлигим халтиға селинип печәтләнди, Гуналиримни дога-дога қилип сақлап қойдуң.
18 Дәрвәқә тағму йимирилип йоқалғандәк, Таш өз орнидин тәвринип кәткәндәк,
19 Сулар таш-шеғилларни упритип йоқатқандәк, Топанлар зиминдики топини сүпүрүп кәткәндәк, Сән адәмниң үмүтини йоқ қилисән.
20 Сән мәңгүгә униң үстидин ғалип келисән, Шуңа у дуниядин кетиду; униң чирайини тутулдурисән, Уни Өз йениңдин жирақ қилисән.
21 Униң оғуллири һөрмәткә еришиду, бирақ у буни билмәйду; Улар пәс қилинсиму, Бирақ униң булардинму хәвири болмайду.
22 У [пәқәт] өз тенидики ағриғидинла азаплиниду, У көңлидә өзи үчүнла һәсрәт-надамәт чекиду.