< Аюп 13 >
1 Мана, мениң көзүм буларниң һәммисини көрүп чиққан; Мениң қулиқим буларни аңлап чүшәнгән.
2 Силәрниң билгәнлириңларни мәнму билимән; Мениң силәрдин қелишқичилигим йоқ.
3 Бирақ мениң арзуюм Һәммигә қадир билән сөзлишиштур, Мениң Худа билән муназирә қилғум келиду.
4 Силәр болсаңлар төһмәт чаплиғучилар, Һәммиңлар ярамсиз тевипсиләр.
5 Силәр пәқәтла сүкүттә турған болсаңлар еди! Бу силәр үчүн даналиқ болатти!
6 Мениң муназирәмгә қулақ селиңлар, Ләвлиримдики муһакимиләрни аңлап беқиңлар.
7 Силәр Худаниң вакаләтчиси сүпитидә болувелип адилсиз сөз қиламсиләр? Униң үчүн һейлә-микирлик гәп қилмақчимусиләр?
8 Униңға йүз-хатирә қилип [хушамәт] қилмақчимусиләр?! Униңға вакалитән дәва соримақчимусиләр?
9 У ич-бағриңларни ахтуруп чиқса, силәр үчүн яхши болаттиму? Инсан балисини алдиғандәк уни алдимақчимусиләр?
10 Силәр йүз-хатирә қилип йошурунчә хушамәт қилсаңлар, У чоқум силәрни әйипләйду.
11 Буниңдин көрә Униң һәйвисиниң силәрни қорқатқини, Униң вәһимисиниң силәргә чүшкини түзүк әмәсму?
12 Пәнд-несиһәтиңлар пәқәт күлгә охшаш сөзләр, халас; Силәр [ишәш бағлиған] истиһкамиңлар пәқәт лай истиһкамлар, халас.
13 Мени ихтияримға қоюветип зуван сүрмәңлар, мени гәп қилғили қоюңлар. Бешимға һәр немә кәлсә кәлсун!
14 Қандақла болмисун, җеним билән тәвәккул қилимән, Мән җенимни алқинимға елип қойимән!
15 У җенимни алсиму мән йәнила Уни күтимән, Униңға тайинимән; Бирақ қандақла болмисун мән тутқан йоллиримни Униң алдида ақлимақчимән;
16 Бундақ қилишим маңа ниҗатлиқ болиду; Чүнки иплас бир адәм униң алдиға баралмайду.
17 Сөзлиримни диққәт билән аңлаңлар, Баянлиримға убдан қулақ селиңлар.
18 Мана, мән өз дәвайимни тәртиплиқ қилип тәйяр қилдим; Мән өзүмниң һәқиқәтән ақлинидиғанлиғимни билимән.
19 Мән билән бәс-муназирә қилидиған қени ким баркин? Һазир сүкүт қилған болсам, тиниқтин тохтиған болаттим!
20 [Аһ Худа]! Маңа пәқәт икки ишнила қилип бәргин; Шундақ болғандила, мән өзүмни Сәндин қачурмаймән:
21 — Қолуңни мәндин жирақ қилғин; — Вәһимәң мени қорқатмисун.
22 Андин мени сот қилишқа чақир, мән саңа җавап беримән; Яки мән Саңа [дәвайимдин] сөз қилсам, Сәнму маңа җавап берисән.
23 Мениң қәбиһликлирим һәм гуналирим зади қанчилик? Итаәтсизлигим һәм гунайимни маңа көрситип бәр!
24 Немишкә дидариңни мәндин йошурисән? Немишкә мени Өз дүшминиң дәп билдиң?
25 Уяқ-буяққа учуруветилидиған анчики бир йопурмақни вәһимигә салмақчимусән? Қуруп кәткән пахални қоғлимақчимусән?
26 Чүнки Сән мениң үстүмдин зәһәрдәк әрзләрни язисән, Сән яшлиғимдики қәбиһликлиримни маңа қайтуруватисән.
27 Мән чирип кәткән бир нәрсә, Мән пәқәт күйә йегән бир кийимла болғиним билән, Лекин Сән мениң путлиримни кишәнләйсән, Һәммә йоллиримни күзитип жүрисән; Тапанлиримға маңмаслиқ үчүн чәк сизип қойғансән.