< Аюп 12 >
1 Аюп җававән мундақ деди: —
2 Силәр бәрһәқ әл-әһлисиләр! Өлсәңлар һекмәтму силәр билән биллә кетиду!
3 Мениңму силәрдәк өз әқлим бар, Әқилдә силәрдин қалмаймән; Бунчилик ишларни ким билмәйду?!
4 Мән өз достлиримға мазақ объекти болдум; Мәндәк Тәңригә илтиҗа қилип, дуаси иҗабәт болған киши, Һәққаний, дурус бир адәм мазақ қилинди!
5 Раһәттә олтарған кишиләр көңлидә һәр қандақ күлпәтни нәзиригә алмайду; Улар: «Күлпәтләр путлири тейилиш алдида турған кишигила тәйяр туриду» дәп ойлайду.
6 Қарақчиларниң чедирлири аватлишиду; Тәңригә һақарәт кәлтүридиғанлар аман туриду; Улар өзиниң илаһини өз алқинида көтириду.
7 Әнди һайванлардинму сорап бақ, Улар саңа үгитиду, Асмандики учар-қанатларму саңа дәйду;
8 Вә яки йәр-зиминға гәп қилсаңчу, Уму саңа үгитиду; Деңиздики белиқлар саңа сөз қилиду.
9 Буларниң һәммисини Пәрвәрдигарниң қоли қилғанлиғини ким билмәйду?
10 Барлиқ җан егилири, барлиқ әт егилири, Җүмлидин барлиқ инсанниң нәпәси униң қолидидур.
11 Еғизда таамни тетиғандәк, Қулақму сөзиниң тоғрилиғини синап бақиду әмәсму?
12 Яшанғанларда даналиқ раст тепиламду? Күнлириниң көп болуши билән йорутулуш келәмду?
13 Униңдила даналиқ һәм қудрәт бар; Униңдила йолйоруқ һәм йорутуш бардур.
14 Мана, У харап қилса, һеч ким қайтидин қуруп чиқалмайду; У қамап қойған адәмни һеч ким қоюветәлмәйду.
15 Мана, У суларни тохтитивалса, сулар қуруп кетиду, У уларни қоюп бәрсә, улар йәр-зиминни бесип вәйран қилиду.
16 Униңда күч-қудрәт, чин һекмәтму бар; Алдиғучи, алданғучиму униңға тәвәдур.
17 У мәслиһәтчиләрни ялаңач қилдуруп, ялап елип кетиду, Сорақчиларни рәсва қилиду.
18 У падишалар [әл-әһлигә] салған кишәнләрни йешиду, Андин шу падишаларни ялаңачлап, чатрақлирини лата биләнла қалдуруп [шәрмәндә қилиду].
19 У каһинларни ялиңаяғ маңдуруп елип кетиду; У күч-һоқуқдарларни ағдуриду.
20 У ишәшлик қаралған затларниң ағзини етиду; Ақсақалларниң әқлини елип кетиду.
21 У ақсүнәкләрниң үстигә һақарәт төкиду, У палванларниң бәлвеғини йешип [уларни күчсиз қилиду].
22 У қараңғулуқтики чоңқур сирларни ашкарилайду; У өлүмниң сайисини йорутиду.
23 У әл-жутларни улуқлаштуриду һәм андин уларни гумран қилиду; Әл-жутларни кеңәйтиду, уларни тарқитиду.
24 У зиминдики әл-җамаәтниң каттивашлириниң әқлини елип кетиду; Уларни йолсиз дәшт-баяванда сәрсан қилип аздуриду.
25 Улар нурсизландурулуп қараңғулуқта йолни силаштуриду, У уларни мәс болуп қалған кишидәк галди-гулдуң маңдуриду.