< Аюп 11 >
1 Андин Нааматлиқ Зофар җававән мундақ деди: —
2 «Гәп мундақ көп турса, уни җавапсиз қалдурғили болмас? Сөзмән киши өзини ақлиса боламду?
3 Сениң сәпсәтәлириң көпчиликниң ағзини тувақлиса боламду? Сән мазақ қилип сөзлигәндин кейин, һеч ким бу ишни йүзүңгә салмисунму?
4 Чүнки сән: «Мениң әқидилирим саптур, Мән сән [Худаниң] алдида пакмән» — дедиң.
5 Аһ, Тәңри гәп қилсиди! Ағзини ечип сени әйиплисиди!
6 Шундақ қилип У даналиқниң сирлирини саңа ечип бәрсиди! Чүнки даналиқ икки тәрәпликтур! Тәңриниң гунайиңниң хелә бир қисмини көтириветип, улардин өтидиғанлиғини убдан билип қой!
7 Сән Тәңрини издигән тәғдирдиму Уни түптин тонуяламсән?! Һәммигә Қадирниң чәксизлигини чүшинип йетәләмсән?
8 [Бундақ даналиқ] асмандин егиздур, [униңға еришишкә] немә амалиң бар? У тәһтисарадин чоңқурдур, сән немини биләләйсән? (Sheol )
9 Униң узунлуғи йәр-зиминдин узундур, Кәңлиги деңиз-океанлардин кәңдур.
10 У өтүп кетиветип, адәмни қамиса, уни сораққа чақирса, кимму Уни тосалисун?
11 Чүнки У сахта адәмләрни убдан билиду, У тәкшүрмәй турупла алдамчилиқни аллиқачан көрүп болған.
12 «Инсан туғулуп бир явайи ешәкниң тәхийигә айланғичә, Надан адәм дана болур!».
13 Бирақ сән болсаң, әгәр қәлбиңни тоғрилатсаң, Қолуңни Худаға қарап созсаң,
14 Қолуңдики қәбиһликни өзүңдин нери қилсаң, Чедирлириңда һеч яманлиқни турғузмисаңла,
15 Сән у чағда йүзүңни қусурсиз көтирип жүрисән, Тәврәнмәс, қорқунучсиз болисән;
16 Җапайиңни унтуйсән, Һәтта еқип өтүп кәткән суни ойлиғандәк уларни әсләйсән;
17 Күнлириң чүштики нурдин йоруқ болиду, Сени һазир қараңғулуқ басқини билән, таңдәк парлақ болисән.
18 Үмүтүң бар болғачқа, сән һимайигә егә болисән, Сән әтрапиңға хатирҗәм қарап арам елип олтирисән.
19 Раст, сән ятқиниңда, һеч кимниң вәсвәсиси болмайду, Әксичә нурғунлиған кишиләр сениң һиммитиңни издәп келиду.
20 Бирақ рәзилләрниң көзлири нуридин кетиду, Уларға қечишқа һеч йол қалмайду, Уларниң үмүти нәпәси тохташтин ибарәт болиду, халас».