< Аюп 10 >
1 Мән өз җенимдин нәпрәтлинимән; Өз дәрдимни төкүвалай; Қәлбимдики аһ-заримни сөзливалай.
2 Мән Тәңригә: «Мениң гунайимни бекитмә; маңа көрсәткинки, Сән зади немә үчүн мән билән дәвалишисән?
3 Адәмни әзгиниң, Өз қолуң билән яратқиниңни чәткә қаққиниң Саңа пайдилиқму? Яманларниң сүйқәстигә нур чачқиниң яхшиму?
4 Сениң көзүң инсанниңкидәк аҗизму? Сән адәмләр көргәндәк хирә көрәмсән?
5 Сениң күнлириң өлидиған инсанниң күнлиридәк чәкликму? Сениң жиллириң инсанниң жиллиридәк қисқиму?
6 Сән мениң рәзил адәм әмәслигимни билип туруп, Сениң қолуңдин қутулдурғидәк һеч кимниң йоқлуғини билип туруп, Немишкә мениң хаталиғимни сорап жүрисән? Немишкә мениң гунайимни сүрүштүрисән?» — дәймән.
7
8 — Сән Өз қоллириң билән мени шәкилләндүрүп, бир гәвдә қилип яратқансән; Бирақ Сән мени йоқатмақчисән!
9 Сән лайни ясиғандәк мени ясиғиниңни есиңдә тутқайсән, дәп йелинимән; Сән мени йәнә тупраққа қайтурамсән?
10 Сән [устилиқ билән] мени сүттәк қуюп чайқап, Мени иримчиктәк уютқан әмәсму?
11 Сән терә һәм әт билән мени кийиндүргәнсән, Устихан һәм пәй билән бирләштүрүп мени тоқуғансән.
12 Сән маңа һаят һәм меһри-шәпқәт тәқдим қилғансән, Сән сөйгүң билән роһумдин хәвәр алдиң.
13 Бирақ бу ишлар Сениң қәлбиңдә йошуруқлуқ еди; Буларниң әслидә қәлбиңдә пүкүклигини билимән.
14 Гуна қилған болсам, Сән мени күзитип жүргән болаттиң; Сән мениң қәбиһлигимни җазалимай қоймайттиң.
15 Рәзил һесапланған болсам, маңа бала келәтти! Һәм яки һәққаний һесаплансамму, қаттиқ номусқа чөмүп, азапқа чөмгинимдә, Бешимни йәнила көтиришкә җүръәт қилалмайттим;
16 Һәтта [бешимни] көтиришкә җүръәт қилсамму, Сән әшәддий ширдәк мениң пейимгә чүшәттиң; Сән маңа карамәт күчүңни арқа-арқидин көрситәттиң.
17 Сән мени әйипләйдиған гувачилириңни қайтидин алдимға кәлтүрисән; Маңа қаритилған ғәзивиңни зор қилисән; Күчлириң маңа қарши долқунлап кәлмәктә.
18 Сән әслидә немишкә мени балиятқудин чиқарғансән? Кашки, мән чачрап кәткән болсам, һеч адәм мени көрмәс еди!
19 Мән һеч қачан болмиған болаттим! Балиятқудин беваситә гөргә апирилған болаттим!
20 Мениң азғинә күнлирим түгәй дегән әмәсму? Шуңа мән барса кәлмәс йәргә барғичә, — Қараңғулуқ, өлүм сайә болған зиминға, — Зулмәт бир зиминға, йәни қараңғулуқниң өзиниң зиминиға, Өлүм сайисиниң зиминиға, Тәртипсиз, һәтта өз нури қап қараңғу қилинған шу зиминға барғичә, Маңа азрақ җан кириш үчүн, Ишиңни бир дәқиқә тохтат, мәндин нери бол!».