< Йәрәмия 9 >

1 Аһ, мениң бешим суниң беши, Көзүм яшниң булиқи болсииди! Ундақта хәлқимниң қизи арисидики өлтүрүлгәнләр үчүн кечә-күндүз жиғлайттим!
Ah, méning béshim suning béshi, Közüm yashning buliqi bolsiidi! Undaqta xelqimning qizi arisidiki öltürülgenler üchün kéche-kündüz yighlayttim!
2 Аһ, мән үчүн чөл-баяванда йолучилар чүшкидәк бир туралғу болсииди! Ундақта хәлқимни ташлап, улардин айрилған болаттим! Чүнки уларниң һәммиси зинахорлар, Мунапиқларниң бир җамаитидур!»
Ah, men üchün chöl-bayawanda yoluchilar chüshkidek bir turalghu bolsiidi! Undaqta xelqimni tashlap, ulardin ayrilghan bolattim! Chünki ularning hemmisi zinaxorlar, Munapiqlarning bir jamaitidur!»
3 — Улар оқячи ләшкәрләр оқяйини егилдүргәндәк тилини ялғанчилиққа егилдүрүшкә тәйярлиған; улар зиминда үстүнлүк қазанған, бирақ бу сәмимийлик билән болған әмәс; улар рәзиллик үстигә рәзиллик қилған, Мени һеч тонуп билмигән» — дәйду Пәрвәрдигар.
— Ular oqyachi leshkerler oqyayini égildürgendek tilini yalghanchiliqqa égildürüshke teyyarlighan; ular zéminda üstünlük qazan’ghan, biraq bu semimiylik bilen bolghan emes; ular rezillik üstige rezillik qilghan, Méni héch tonup bilmigen» — deydu Perwerdigar.
4 — Һәр бириңлар өз йеқиниңлардин һези болуңлар, қериндашлириңларға һеч таянмаңлар; чүнки һәр бир қериндаш пәқәтла алдиғучи, халас, һәр бир йеқинлириң болса төһмәтхорлуқта жүрмәктә.
— Herbiringlar öz yéqininglardin hézi bolunglar, qérindashliringlargha héch tayanmanglar; chünki herbir qérindash peqetla aldighuchi, xalas, herbir yéqinliring bolsa töhmetxorluqta yürmekte.
5 Улар һәр бири өз йеқинлириға алдамчилиқ қилмақта, һеч ким һәқиқәтни сөзлимәйду; улар өз тилини ялған сөзләшкә үгитиду, улар қәбиһликтә өзлирини упритиду.
Ular herbiri öz yéqinlirigha aldamchiliq qilmaqta, héchkim heqiqetni sözlimeydu; ular öz tilini yalghan sözleshke ögitidu, ular qebihlikte özlirini upritidu.
6 Улар җәбир-зулум үстигә җәбир-зулум қилмақта, алдамчилиқтин йәнә бир алдамчилиққа өтмәктә; улар Мени тонушни рәт қилиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
Ular jebir-zulum üstige jebir-zulum qilmaqta, aldamchiliqtin yene bir aldamchiliqqa ötmekte; ular Méni tonushni ret qilidu, — deydu Perwerdigar.
7 Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән уларни еритип тавлап синаймән; хәлқимниң қизиниң рәзиллигигә Маңа башқа йол қалмидиму?
Shunga samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar mundaq deydu: — Mana, Men ularni éritip tawlap sinaymen; xelqimning qizining rezillikige Manga bashqa yol qalmidimu?
8 Уларниң тили әҗәл оқидур; у алдамчилиқни сөзләйду; һәр бир еғиз сөзидә йеқини билән теч-аманлиқни сөзләйду, лекин көңлидә қилтақ тәйярлайду.
Ularning tili ejel oqidur; u aldamchiliqni sözleydu; herbir éghiz sözide yéqini bilen tinch-amanliqni sözleydu, lékin könglide qiltaq teyyarlaydu.
9 Бу ишлар түпәйлидин уларни җазалимай қоямдим? — дәйду Пәрвәрдигар, — Мениң җеним мошундақ бир әлдин қисас алмай қоямду?
Bu ishlar tüpeylidin ularni jazalimay qoyamdim? — deydu Perwerdigar, — Méning jénim mushundaq bir eldin qisas almay qoyamdu?
10 «Тағлардики яйлақлар үчүн жиға вә налә-пәряд көтиримән, Даладики отлақлар үчүн мәрсийә оқуймән; Чүнки улар көйүп кәттики, һеч ким у йәрдин өтмәйду; Калиларниң һөкирәшлири аңланмайду; Һәм асмандики учар-қанатлар һәм һайванатларму қечип, Шу йәрдин кәтти!».
«Taghlardiki yaylaqlar üchün yigha we nale-peryad kötürimen, Daladiki otlaqlar üchün mersiye oquymen; Chünki ular köyüp kettiki, héchkim u yerdin ötmeydu; Kalilarning hörkireshliri anglanmaydu; Hem asmandiki uchar-qanatlar hem haywanatlarmu qéchip, Shu yerdin ketti!».
11 — Мән Йерусалимни хараплашқан топ-топ дога, чилбөриләрниң бир туралғуси қилимән; Йәһуда шәһәрлирини адәм турмайдиған дәриҗидә вайранә қилимән.
— Men Yérusalémni xarablashqan top-top döwe, chilbörilerning bir turalghusi qilimen; Yehuda sheherlirini adem turmaydighan derijide wayrane qilimen.
12 — Ким бу ишларни чүшинишкә данишмән болиду? Ким Пәрвәрдигарниң ағзидин сөз елип буларни чүшәндүрәләйду? Немишкә зимин вәйранә, һеч ким өтмигидәк, көйүп чөл-баявандәк болуп кәтти?
— Kim bu ishlarni chüshinishke danishmen bolidu? Kim Perwerdigarning aghzidin söz élip bularni chüshendüreleydu? Némishqa zémin weyrane, héchkim ötmigüdek, köyüp chöl-bayawandek bolup ketti?
13 Пәрвәрдигар дәйду, — Чүнки улар Мән улар алдиға қойған Тәврат-қанунни ташливәткән, Мениң авазимға қулақ салмиған вә униңда маңмиған,
Perwerdigar deydu, — Chünki ular Men ular aldigha qoyghan Tewrat-qanunni tashliwetken, Méning awazimgha qulaq salmighan we uningda mangmighan,
14 Бәлки өз қәлбидики җаһиллиққа әгәшкән, ата-бовилири уларға өгәткәндәк Баалларниң кәйнигә әгишип кәткән,
Belki öz qelbidiki jahilliqqa egeshken, ata-bowiliri ulargha ögetkendek Baallarning keynige egiship ketken,
15 Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән бу хәлиққә кәкрини йегүзимән, уларға өт сүйини ичкүзимән,
Shunga samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar, Israilning Xudasi mundaq deydu: — Mana, Men bu xelqqe kekrini yégüzimen, ulargha öt süyini ichküzimen,
16 уларни улар яки ата-бовилири илгири һеч тонумайдиған әлләр арисиға тарқитимән; Мән уларни йоқатқичә уларниң кәйнидин қоғлашқа қилични әвәтимән.
ularni ular yaki ata-bowiliri ilgiri héch tonumaydighan eller arisigha tarqitimen; Men ularni yoqatquche ularning keynidin qoghlashqa qilichni ewetimen.
17 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Көңүл қоюңлар, матәмчи аялларни келишкә чақириңлар, жиғлашқа әң уста болған қиз-аялларни чақирип келишкә адәм әвәтиңлар!
Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar mundaq deydu: — Köngül qoyunglar, matemchi ayallarni kélishke chaqiringlar, yighlashqa eng usta bolghan qiz-ayallarni chaqirip kélishke adem ewetinglar!
18 — Бәрһәқ, улар тез кәлсун, биз үчүн зор жиға көтәрсунки, бизниң көзлиримиздинму яшлар тарамлап төкүлсун, чанақлиримиздинму яш тамчилири ақсун —
— Berheq, ular téz kelsun, biz üchün zor yigha kötürsunki, bizning közlirimizdinmu yashlar taramlap tökülsun, chanaqlirimizdinmu yash tamchiliri aqsun —
19 чүнки Зиондин жиға авази аңлинип: — «Биз қанчилик булаң-талаң қилиндуқ! Қанчилик шәрмәндә болдуқ! Улар туралғулиримизни өрүвәтти, биз зиминимизни ташлидуқ!» — дейилиду.
chünki Ziondin yigha awazi anglinip: — «Biz qanchilik bulang-talang qilinduq! Qanchilik shermende bolduq! Ular turalghulirimizni örüwetti, biz zéminimizni tashliduq!» — déyilidu.
20 Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и аяллар, Униң ағзидики сөзгә қулақ селиңлар; Қизиңларға жиғлашни үгитиңлар, Һәр бириңлар йеқиниңларға мәрсийә оқутуңлар;
Perwerdigarning sözini anglanglar, i ayallar, Uning aghzidiki sözge qulaq sélinglar; Qizinglargha yighlashni ögitinglar, Herbiringlar yéqininglargha mersiye oqutunglar;
21 Чүнки өлүм болса деризилиримиздин ямишип киргән, Орда-истиһкамлиримизғиму киргән; У балиларни кочилардин, Жигитләрни рәстә-мәйданлардин жулуп ташлиған.
Chünki ölüm bolsa dérizilirimizdin yamiship kirgen, Orda-istihkamlirimizghimu kirgen; U balilarni kochilardin, Yigitlerni reste-meydanlardin yulup tashlighan.
22 [Йеқинлириңларға] уқтуруп: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бәрһәқ, җәсәтләр далада тезәктәк жиқилиду; Улар ормичиниң орғиқиниң астиға жиқилған, Лекин һеч ким жиғмайдиған башақтәк йәргә чечилиду!» — дәңлар!
[Yéqinliringlargha] uqturup: «Perwerdigar mundaq deydu: — Berheq, jesetler dalada tézektek yiqilidu; Ular ormichining orghiqining astigha yiqilghan, Lékin héchkim yighmaydighan bashaqtek yerge chéchilidu!» — denglar!
23 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Дана киши даналиғи билән, күчлүк киши күчлүклиги билән, бай байлиқлири билән пәхирлинип махтанмисун;
Perwerdigar mundaq deydu: — Dana kishi danaliqi bilen, küchlük kishi küchlükliki bilen, bay bayliqliri bilen pexirlinip maxtanmisun;
24 пәхирлинип махтиғучи болса шуниңдин, йәни Мени, йәр йүзидә меһир-муһәббәт, адаләт вә һәққанийлиқни жүргүзгүчи Мән Пәрвәрдигарни тонуп йәткәнлигидин пәхирлинип махтансун; чүнки Мениң хурсәнлигим дәл мошу ишлардиндур, — дәйду Пәрвәрдигар.
pexirlinip maxtighuchi bolsa shuningdin, yeni Méni, yer yüzide méhir-muhebbet, adalet we heqqaniyliqni yürgüzgüchi Men Perwerdigarni tonup yetkenlikidin pexirlinip maxtansun; chünki Méning xursenlikim del mushu ishlardindur, — deydu Perwerdigar.
25 Мана, шундақ күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән хәтнә қилмиғанларни хәтнә қилинғанлар билән биллә җазалаймән;
Mana, shundaq künler kéliduki, — deydu Perwerdigar, — Men xetne qilmighanlarni xetne qilin’ghanlar bilen bille jazalaymen;
26 йәни Мисир, Йәһуда, Едом, Аммонийлар вә Моабийлар, җүмлидин чөл-баяванда туруватқан, чекә чачлирини чүшүрүвәткән әлләрни җазалаймән; чүнки бу әлләрниң һәммиси хәтнисиздур; Исраилниң барлиқ җәмәтиму көңлидә хәтнисиздур.
yeni Misir, Yehuda, Édom, Ammoniylar we Moabiylar, jümlidin chöl-bayawanda turuwatqan, chéke chachlirini chüshürüwetken ellerni jazalaymen; chünki bu ellerning hemmisi xetnisizdur; Israilning barliq jemetimu könglide xetnisizdur.

< Йәрәмия 9 >