< Йәрәмия 8 >

1 Шу чағда, — дәйду Пәрвәрдигар, — улар Йәһуданиң падишалириниң устиханлирини, уларниң әмирлириниң устиханлирини, каһинларниң устиханлирини, пәйғәмбәрләрниң устиханлирини вә Йерусалимда турғанларниң устиханлирини гөрлиридин елип чиқириду;
耶和华说:“到那时,人必将犹大王的骸骨和他首领的骸骨、祭司的骸骨、先知的骸骨,并耶路撒冷居民的骸骨,都从坟墓中取出来,
2 шундақ қилип улар буларни қуяш, ай вә асманлардики барлиқ җисимлар астида яйиду; чүнки улар буларни сөйгән, буларниң қуллуғида болған, буларға әгәшкән, буларни издигән, буларға чоқунған; уларниң җәсәтлири бир йәргә һеч жиғилмайду, һеч көмүлмәйду; улар зимин йүзидә оғут болуп ятиду.
抛散在日头、月亮,和天上众星之下,就是他们从前所喜爱、所事奉、所随从、所求问、所敬拜的。这些骸骨不再收殓,不再葬埋,必在地面上成为粪土;
3 Мән булардин қалғанлирини һайдиған җайларда, бу рәзил җәмәттин барлиқ тирик қалғанлар һаятниң орниға маматни таллайду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
并且这恶族所剩下的民在我所赶他们到的各处,宁可拣死不拣生。这是万军之耶和华说的。”
4 Әнди сән уларға мундақ дегин: Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Адәмләр жиқилса қайтидин турмамду? Бириси йолдин чиқип кәтсә қайтип кәлмәмду?
你要对他们说,耶和华如此说: 人跌倒,不再起来吗? 人转去,不再转来吗?
5 Немишкә Йерусалимдики бу хәлиқ һемишә йолдин чиқиш биләнла йенимдин жирақлап кетиду? Улар алдамчилиқни чиң тутиду, йенимға қайтип келишни рәт қилиду.
这耶路撒冷的民,为何恒久背道呢? 他们守定诡诈,不肯回头。
6 Мән көңүл қоюп аңлидим; лекин улар дуруслуқни сөзлимәйду; уларниң рәзилликлиридин: «Мән зади немиләрни қилип қойдум?!» дәп товва қилидиған һеч ким йоқ; ат җәңгә бурулуп етилғандәк һәр бирси өз йолиға бурулуп етилиду.
我留心听,听见他们说不正直的话。 无人悔改恶行,说: 我做的是什么呢? 他们各人转奔己路, 如马直闯战场。
7 Һәтта асмандики ләйләкму өзигә бекитилгән вақтилирини билиду; пахтәк, қарлиғач вә турниларму көчүп келидиған вақтилирини есидә тутиду; леким Мениң хәлқим Мән Пәрвәрдигарниң уларға бекиткәнлиримни һеч билмәйду.
空中的鹳鸟知道来去的定期; 斑鸠燕子与白鹤也守候当来的时令; 我的百姓却不知道耶和华的法则。
8 Силәр қандақму: «Биз данадурмиз, Пәрвәрдигарниң Тәврат-қануни биздә бардур!» дәйсиләр? Мана, бәрһәқ, өлима-көчүргүчиләрниң ялғанчи қәлими уни бурмилиған.
你们怎么说:我们有智慧, 耶和华的律法在我们这里? 看哪,文士的假笔舞弄虚假。
9 Данишмәнләр хиҗил болиду, улар йәргә қарап қалди; мана, улар Пәрвәрдигарниң сөзини чәткә қаққандин кейин, уларда зади немә даналиқ қалиду?
智慧人惭愧,惊惶,被擒拿; 他们弃掉耶和华的话, 心里还有什么智慧呢?
10 Шуңа Мән уларниң аяллирини башқиларға, уларниң етизлирини йеңи егилиригә тапшуруп беримән; чүнки әң кичигидин чоңиғичә уларниң һәммиси ачкөзлүккә берилгән; пәйғәмбәрдин каһинғичә һәммиси сахта иш көриду.
所以我必将他们的妻子给别人, 将他们的田地给别人为业; 因为他们从最小的到至大的都一味地贪婪, 从先知到祭司都行事虚谎。
11 Улар: «Аман-есәнлик! Аман-есәнлик!» дәп хәлқимниң қизиниң ярисини суслуқ билән қол учида чала теңип қойди. Лекин аман-есәнлик йоқтур!
他们轻轻忽忽地医治我百姓的损伤,说: 平安了!平安了! 其实没有平安。
12 Улар жиркиничлик ишларни садир қилғинидин хиҗил болдиму? — Яқ, улар һеч хиҗил болмиди, һәтта қизиришниму улар һеч билмәйду. Шуңа улар жиқилип өлгәнләр ичидә жиқилип өлиду; уларни җазалашқа кәлгинимдә улар путлишип кетиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
他们行可憎的事知道惭愧吗? 不然,他们毫不惭愧, 也不知羞耻。 因此他们必在仆倒的人中仆倒; 我向他们讨罪的时候, 他们必致跌倒。 这是耶和华说的。
13 Мән уларниң һосулини елип ташлаймән, — дәйду Пәрвәрдигар; үзүм телида үзүмләр, әнҗир дәриғидә әнҗирләр һеч қалмиди; йопурмақлири солишип кәтти; Мән уларға немә беғишлиған болсам, әнди шулар улардин өткүзүвелиниду.
耶和华说:我必使他们全然灭绝; 葡萄树上必没有葡萄, 无花果树上必没有果子, 叶子也必枯干。 我所赐给他们的, 必离开他们过去。
14 «Биз немишкә мошу йәрдә бекар олтириверимиз? Жиғилайли, мустәһкәм шәһәрләргә кирип шу йәрләрдә [күрәш қилип] түгишәйли! Чүнки Пәрвәрдигар Худайимиз бизни түгәштүрүп, бизгә өт сүйини бәрди; чүнки биз Пәрвәрдигар алдида гуна садир қилдуқ.
我们为何静坐不动呢? 我们当聚集,进入坚固城, 在那里静默不言; 因为耶和华—我们的 神使我们静默不言, 又将苦胆水给我们喝, 都因我们得罪了耶和华。
15 Аман-течлиқни үмүт қилип күтүп кәлдуқ, лекин һеч яхшилиқ болмиди; шипа вақтини күттуқ, лекин мана, вәһимә басти!
我们指望平安, 却得不着好处; 指望痊愈的时候, 不料,受了惊惶。
16 Дүшмән атлириниң хартилдашлири Дан зиминидин тартип аңланмақта; айғирлириниң кишнәшлири пүткүл зиминни қорқитип тәврәтмәктә. Улар зимин вә униңда туруватқан һәммини, шәһәрни вә униңда туруватқанларниң һәммисини йоқитишқа келиду!».
听见从但那里敌人的马喷鼻气, 他的壮马发嘶声, 全地就都震动; 因为他们来吞灭这地和其上所有的, 吞灭这城与其中的居民。
17 — Мана, Мән араңларға иланларни, йәни һеч ким сеһирләлмәйдиған зәһәрлик иланларни әвәтимән, улар силәрни чақиду» — дәйду Пәрвәрдигар.
看哪,我必使毒蛇到你们中间, 是不服法术的, 必咬你们。 这是耶和华说的。
18 [Мән]: «Мениң дәрд-әлимим давалиғусиз! Жүригим зәйиплишип кәтти!» — [дедим].
我有忧愁,愿能自慰; 我心在我里面发昏。
19 «Мана, хәлқимниң қизиниң интайин жирақ жуттин көтирилгән пәрядиниң садаси! [Улар] — «Пәрвәрдигар Зионда әмәсму? Зионниң падишаси у йәрдә турмамду?!» — [дәйду]». «Немишкә әнди улар Мени ойма мәбудлири билән, әрзимәс ят нәрсиләр билән ғәзәпләндүриду?!»
听啊,是我百姓的哀声从极远之地而来, 说:耶和华不在锡安吗? 锡安的王不在其中吗? 耶和华说:他们为什么以雕刻的偶像 和外邦虚无的神惹我发怒呢?
20 — «Орма вақти өтүп кәтти, яз түгиди, лекин биз болсақ йәнила қутқузулмидуқ!»
麦秋已过,夏令已完, 我们还未得救!
21 «Хәлқимниң қизиниң сунуқ яриси түпәйлидин өзүм сунуқмән; матәм тутимән; Дәккә-дүккә мени бесивалди, —
先知说:因我百姓的损伤, 我也受了损伤。 我哀痛,惊惶将我抓住。
22 Гилеадта тутия тепилмамдикән? У йәрдә тевип йоқмикән? Немишкә әнди мениң хәлқимниң қизиға дава тепилмайду?!».
在基列岂没有乳香呢? 在那里岂没有医生呢? 我百姓为何不得痊愈呢?

< Йәрәмия 8 >