< Йәрәмия 7 >
1 Пәрвәрдигардин Йәрәмияға мундақ бир сөз кәлди: —
Perwerdigardin Yeremiyagha mundaq bir söz keldi: —
2 Пәрвәрдигарниң өйидики дәрвазида туруп мошу сөзни җакалап: «Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и Пәрвәрдигарға ибадәт қилиш үчүн мошу дәрвазилардин кириватқан барлиқ Йәһудалар!» — дегин.
Perwerdigarning öyidiki derwazida turup mushu sözni jakarlap: «Perwerdigarning sözini anglanglar, i Perwerdigargha ibadet qilish üchün mushu derwazilardin kiriwatqan barliq Yehudalar!» — dégin.
3 — «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Йоллириңлар һәм қилмишлириңларни түзитиңлар; шундақ болғанда Мән силәрни мошу йәрдә муқим турғузимән.
— «Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar — Israilning Xudasi mundaq deydu: — Yolliringlar hem qilmishliringlarni tüzitinglar; shundaq bolghanda Men silerni mushu yerde muqim turghuzimen.
4 «Пәрвәрдигарниң ибадәтханиси, Пәрвәрдигарниң ибадәтханиси, Пәрвәрдигарниң ибадәтханиси дәл мошудур!» дәп алдамчи сөзләргә тайинип кәтмәңлар.
«Perwerdigarning ibadetxanisi, Perwerdigarning ibadetxanisi, Perwerdigarning ibadetxanisi del mushudur!» dep aldamchi sözlerge tayinip ketmenglar.
5 Әгәр силәр һәқиқәтән йоллириң һәм қилмишлириңларни түзәтсәңлар, — әгәр кишиләр вә хошнаңлар арисида адаләт жүргүзсәңлар,
Eger siler heqiqeten yolliring hem qilmishliringlarni tüzetsenglar, — eger kishiler we qoshnanglar arisida adalet yürgüzsenglar,
6 — әгәр силәр мусапир, житим-йесир һәм тул хотунларни бозәк қилиштин, мошу йәрдә гунасиз қанларни төкүштин, — шундақла өзүңларға зиян йәткүзүп, башқа илаһларға әгишип кетиштин қол үзсәңлар, —
— eger siler musapir, yétim-yésir hem tul xotunlarni bozek qilishtin, mushu yerde gunahsiz qanlarni töküshtin, — shundaqla özünglargha ziyan yetküzüp, bashqa ilahlargha egiship kétishtin qol üzsenglar, —
7 шундақ қилғиниңларда Мән силәрни мошу йәрдә, йәни Мән ата-бовилириңларға қедимдин тартип мәңгүгичә тәқдим қилған бу зиминда муқим туридиған қилимән.
shundaq qilghininglarda Men silerni mushu yerde, yeni Men ata-bowiliringlargha qedimdin tartip menggügiche teqdim qilghan bu zéminda muqim turidighan qilimen.
8 Лекин мана, силәр һеч қандақ пайда йәткүзмәйдиған алдамчи сөзләргә тайинип кәткәнсиләр.
Lékin mana, siler héchqandaq payda yetküzmeydighan aldamchi sözlerge tayinip ketkensiler.
9 Әнди немә дегүлүк?! Оғрилиқ, қатиллиқ, зинахорлуқ қилип, сахта қәсәм ичип, Баалға исриқ йеқип вә силәр һеч тонумиған ят илаһларға әгишип,
Emdi néme dégülük?! Oghriliq, qatilliq, zinaxorluq qilip, saxta qesem ichip, Baalgha isriq yéqip we siler héch tonumighan yat ilahlargha egiship,
10 андин Мениң намимда аталған мошу өйгә кирип Мениң алдимда туруп: «Биз қутқузулған!» дәмсиләр?! Мошу ләнәтлик ишларда турувериш үчүн қутқузулғанмусиләр?!
andin Méning namimda atalghan mushu öyge kirip Méning aldimda turup: «Biz qutquzulghan!» demsiler?! Mushu lenetlik ishlarda turuwérish üchün qutquzulghanmusiler?!
11 Мениң намимда аталған мошу өй силәрниң нәзириңларда булаңчиларниң угисиму?! Мана, Мән Өзүм бу ишларни көргәнмән, — дәйду Пәрвәрдигар.
Méning namimda atalghan mushu öy silerning neziringlarda bulangchilarning uwisimu?! Mana, Men Özüm bu ishlarni körgenmen, — deydu Perwerdigar.
12 Шуңа, Мән әслидә Өз намимда туралғу қилған Шилоһ дегән җайға берип, хәлқим Исраилниң рәзиллиги түпәйлидин уни немә қиливәткәнлигимни көрүп беқиңлар!
Shunga, Men eslide Öz namimda turalghu qilghan Shiloh dégen jaygha bérip, xelqim Israilning rezilliki tüpeylidin uni néme qiliwetkenlikimni körüp béqinglar!
13 Әнди һазир, силәр мошундақ қилмишларни садир қилғиниңлар түпәйлидин, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән силәргә таң сәһәрдә орнумдин туруп сөз қилип кәлдим, лекин силәр һеч қулақ салмидиңлар; Мән силәрни чақирдим, лекин силәр Маңа җавап бәрмидиңлар —
Emdi hazir, siler mushundaq qilmishlarni sadir qilghininglar tüpeylidin, — deydu Perwerdigar, — Men silerge tang seherde ornumdin turup söz qilip keldim, lékin siler héch qulaq salmidinglar; Men silerni chaqirdim, lékin siler Manga jawab bermidinglar —
14 әнди Мән Шилоһдики өйни қандақ қилған болсам, силәр таянған, шундақла намим қоюлған бу өйни вә Мән силәргә һәм ата-бовилириңларға тәқдим қилған бу зиминниму шундақ қилимән;
emdi Men Shilohdiki öyni qandaq qilghan bolsam, siler tayan’ghan, shundaqla namim qoyulghan bu öyni we Men silerge hem ata-bowiliringlargha teqdim qilghan bu zéminnimu shundaq qilimen;
15 Мән силәрниң барлиқ қериндашлириңлар, йәни Әфраимниң барлиқ нәслини һайдивәткинимдәк силәрниму көзүмдин жирақ һайдаймән.
Men silerning barliq qérindashliringlar, yeni Efraimning barliq neslini heydiwetkinimdek silernimu közümdin yiraq heydeymen.
16 Әнди сән, [Йәрәмия], бу хәлиқ үчүн дуа қилма, улар үчүн налә-пәряд көтәрмә яки тиләк тилимә, Мениң алдимда туруп уларниң [гуналирини] һеч тилимә, чүнки Мән саңа қулақ салмаймән.
Emdi sen, [Yeremiya], bu xelq üchün dua qilma, ular üchün nale-peryad kötürme yaki tilek tilime, Méning aldimda turup ularning [gunahlirini] héch tilime, chünki Men sanga qulaq salmaymen.
17 Уларниң Йәһуда шәһәрлиридә вә Йерусалим кочилирида немә қилғанлирини көрүватмамсән?
Ularning Yehuda sheherliride we Yérusalém kochilirida néme qilghanlirini körüwatmamsen?
18 Балилар отун териду, атилар от қалайду, аяллар қәстән Мени рәнҗитишкә «Асманниң Ханиши» үчүн пошкалларни селишқа хемирни жуғуриду, шуниңдәк ят илаһларға «шарап һәдийә»ләрни қуйиду.
Balilar otun téridu, atilar ot qalaydu, ayallar qesten Méni renjitishke «Asmanning Xanishi» üchün poshkallarni sélishqa xémirni yughuridu, shuningdek yat ilahlargha «sharab hediye»lerni quyidu.
19 Азаплинип ғәзәплинидиғини Мәнму? — дәйду Пәрвәрдигар; — Өз йүзлиригә шәрм чаплап, азаплинидиғини өзлири әмәсму?
Azablinip ghezeplinidighini Menmu? — deydu Perwerdigar; — Öz yüzlirige sherm chaplap, azablinidighini özliri emesmu?
20 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мениң ғәзивим вә қәһрим мошу җайға төкүлиду; инсан үстигә, һайван үстигә, даладики дәрәқләр үстигә, тупрақтики мевиләр үстигә төкүлиду; у һәммини көйдүриду, уни һеч өчүрәлмәйду.
Shunga Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Mana, Méning ghezipim we qehrim mushu jaygha tökülidu; insan üstige, haywan üstige, daladiki derexler üstige, tupraqtiki méwiler üstige tökülidu; u hemmini köydüridu, uni héch öchürelmeydu.
21 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Беривериңлар, көйдүрмә қурбанлиқлириңларни башқа қурбанлиқларға қошуп қоюңлар, барлиқ гөшлирини йәвелиңлар!
Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar — Israilning Xudasi mundaq deydu: — Bériwéringlar, köydürme qurbanliqliringlarni bashqa qurbanliqlargha qoshup qoyunglar, barliq göshlirini yewélinglar!
22 Чүнки Мән уларни Мисир зиминидин қутқузуп чиқарған күнидә ата-бовилириңларға «көйдүрмә қурбанлиқ»лар яки башқа қурбанлиқлар тоғрисида гәп қилмиған вә яки әмир бәрмигән едим;
Chünki Men ularni Misir zéminidin qutquzup chiqarghan künide ata-bowiliringlargha «köydürme qurbanliq»lar yaki bashqa qurbanliqlar toghrisida gep qilmighan we yaki emr bermigenidim;
23 бәлки Мән уларға мундақ әмир қилип: «Авазимға қулақ селиңлар, шундақ қилип Мән силәрниң Худайиңлар болимән, силәр Мениң хәлқим болисиләр; Мән өзүңларға яхшилиқ болсун дәп буйруған барлиқ йолда меңиңлар» — дәп буйруған едим.
belki Men ulargha mundaq emr qilip: «Awazimgha qulaq sélinglar, shundaq qilip Men silerning Xudayinglar bolimen, siler Méning xelqim bolisiler; Men özünglargha yaxshiliq bolsun dep buyrughan barliq yolda ménginglar» — dep buyrughanidim.
24 Лекин улар һеч аңлимиған, Маңа һеч қулақ салмиған, бәлки өз рәзил көңлидики җаһиллиғи билән өз хиял-хаһишлириға әгишип меңивәргән; улар алдиға әмәс, бәлки кәйнигә маңған.
Lékin ular héch anglimighan, Manga héch qulaq salmighan, belki öz rezil könglidiki jahilliqi bilen öz xiyal-xahishlirigha egiship méngiwergen; ular aldigha emes, belki keynige mangghan.
25 Ата-бовилириңлар Мисир зиминидин чиққандин тартип бүгүнки күнгә қәдәр Мән қуллирим болған пәйғәмбәрләрни йениңларға әвәтип кәлдим; Мән һәр күни таң сәһәрдә орнумдин туруп уларни әвәтип кәлдим.
Ata-bowiliringlar Misir zéminidin chiqqandin tartip bügünki kün’ge qeder Men qullirim bolghan peyghemberlerni yéninglargha ewetip keldim; Men herküni tang seherde ornumdin turup ularni ewetip keldim.
26 Лекин хәлқим аңлимиған, һеч қулақ салмиған; улар бойнини қаттиқ қилған; рәзилликтә ата-бовилиридин ешип кәткән.
Lékin xelqim anglimighan, héch qulaq salmighan; ular boynini qattiq qilghan; rezillikte ata-bowiliridin éship ketken.
27 Сән бу сөзләрни уларға ейтисән; лекин улар саңа қулақ салмайду; сән уларни [товва қилишқа] чақирисән, лекин улар җавап бәрмәйду.
Sen bu sözlerni ulargha éytisen; lékin ular sanga qulaq salmaydu; sen ularni [towa qilishqa] chaqirisen, lékin ular jawab bermeydu.
28 — Сән уларға: — «Пәрвәрдигар Худасиниң авазини аңлимиған вә һеч түзитишни қобул қилмиған хәлиқ дәл мошу!» — дәйсән. Улардин һәқиқәт-вапалиқ йоқап кәтти; бу уларниң еғизидинму үзүлүп кәтти.
— Sen ulargha: — «Perwerdigar Xudasining awazini anglimighan we héch tüzitishni qobul qilmighan xelq del mushu!» — deysen. Ulardin heqiqet-wapaliq yoqap ketti; bu ularning éghizidinmu üzülüp ketti.
29 Чечиңни чүшүрүп уни ташливәт; жуқури җайларда бир мәрсийә оқуғин; чүнки Пәрвәрдигар Өз ғәзивини чүшүрмәкчи болған бу дәвирни рәт қилип, униңдин ваз кәчти.
Chéchingni chüshürüp uni tashliwet; yuqiri jaylarda bir mersiye oqughin; chünki Perwerdigar Öz ghezipini chüshürmekchi bolghan bu dewrni ret qilip, uningdin waz kechti.
30 Чүнки Йәһудадикиләр көз алдимда рәзиллик қилған, — дәйду Пәрвәрдигар, — улар Мениң намимда аталған өйгә жиркиничлик нәрсиләрни әкирип уни булғиған;
Chünki Yehudadikiler köz aldimda rezillik qilghan, — deydu Perwerdigar, — ular Méning namimda atalghan öyge yirginchlik nersilerni ekirip uni bulghighan;
31 вә өз оғул-қизлирини отта қурбанлиқ қилип көйдүрүш үчүн «Һинномниң оғли»ниң җилғисидики Тофәтниң жуқуридики җайларни қурған; бундақ ишни Мән һеч буйрумиғанмән, у оюмға һеч кирип бақмиғандур.
we öz oghul-qizlirini otta qurbanliq qilip köydürüsh üchün «Hinnomning oghli»ning jilghisidiki Tofetning yuqiridiki jaylarni qurghan; bundaq ishni Men héch buyrumighanmen, u oyumgha héch kirip baqmighandur.
32 Шуңа, мана, шундақ күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — «Тофәт» яки «Ибн-Һинномниң җилғиси» әнди һеч тилға елинмайду, бәлки «Қәтл җилғиси» дейилиду; чүнки улар Тофәттә җәсәтләрни йәр қалмиғичә көмиду.
Shunga, mana, shundaq künler kéliduki, — deydu Perwerdigar, — «Tofet» yaki «Ibn-Hinnomning jilghisi» emdi héch tilgha élinmaydu, belki «Qetl jilghisi» déyilidu; chünki ular Tofette jesetlerni yer qalmighuche kömidu.
33 Бу хәлиқниң җәсәтлири асмандики учар-қанатларниң вә зиминдики җаниварларниң таами болиду; уларни өлүкләрдин қорқутуп һайдайдиған һеч ким болмайду.
Bu xelqning jesetliri asmandiki uchar-qanatlarning we zémindiki janiwarlarning taami bolidu; ularni ölüklerdin qorqutup heydeydighan héchkim bolmaydu.
34 Мән Йәһуда шәһәрлиридин һәм Йерусалим шәһәрлиридин оюн-тамашиниң садасини, шат-хурамлиқ садасини вә тойи болуватқан жигит-қизиниң авазини мәһрум қилимән; чүнки зимин вәйранә болиду.
Men Yehuda sheherliridin hem Yérusalém sheherliridin oyun-tamashining sadasini, shad-xuramliq sadasini we toyi boluwatqan yigit-qizining awazini mehrum qilimen; chünki zémin weyrane bolidu.