< Йәрәмия 6 >
1 Җениңларни қутқузуш үчүн Йерусалим шәһиридин қечиңлар, и Бинямин җәмәтидикиләр! Тәкоа йезисида канай челиңлар! Бәйт-Һаккәрәмдә ис сигналини көтириңлар! Чүнки балаю-апәт, йәни дәһшәтлик һалакәт шимал тәрәптин пәйда болиду.
2 Зион қизи, йәни назинин саһибҗамални, мән набут қилимән.
3 Йерусалимға қарши чиқиватқан пада баққучиларму өз падилирини епкелиду; улар Йерусалимни қоршавға елип чедирлирини тикиду; уларниң һәммиси өзи егилигән җайда пада бақиду.
4 [Улар]: «Униңға қарши җәңгә тәйярлиниңлар! Туруңлар, чүш вақтидин пайдилинип һуҗум қилайли!», «Апла! Күн патай дәп қапту, кәчтики сайиләр узираватиду!» — [дәйду], [андин]:
5 «Шуңа, кечичә һуҗум қилип чиқайли, униң мустәһкәм ордилирини йоқитайли!» — дәйду.
6 — Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар уларға мундақ дәйду: — Дәрәқләрни кесип, улар билән Йерусалим әтрапида дөң-потәйләрни ясаңлар; чүнки у җазаланмиса болмайдиған шәһәрдур; униңда барлиқ ишлар зулум-зомигәрликтур.
7 Қудуқ өз сулирини урғутуп чиқарғандәк, уму рәзилликлирини урғутуп чиқармақта; униңдин зулмәт-зораванлиқ вә һалакәт садалири аңланмақта; мениң көз алдимда һемишә ағриқ-кесәлләр һәм яриланғанлар пәйда болмақта.
8 И Йерусалим, тәлим-тәрбийә қобул қил; болмиса җеним сәндин ваз кечиду, — болмиса, Мән сени харабилик, адәмзатсиз бир зимин қиливетимән.
9 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар маңа мундақ дәйду: — Улар үзүм телини пасаңдиғучилардәк Исраилниң қалдисини пасаңдайду; шуңа сән үзүм үзгүчидәк үзүм телидики шахлар үстидин йәнә бир қетим қолуңни өткүзгин!
10 [Мән]: — Мән һазир кимгә сөз қилип агаһландурай? Улардин аңлиғидәк зади ким бар? Мана, уларниң қулақлири сүннәт қилинмиған, улар һеч аңлалмайду. Мана, Пәрвәрдигарниң сөзи уларға еғир келиду; уларға һеч хушяқмайду, — [дедим].
11 — Қәлбим Пәрвәрдигарниң ғәзәп отлири билән толуп ташти; уни ичимгә сиғдуруштин һалсирап кәттим; уни кочидики балилар, жигитләрниң мәшрәп сорунлириға төккәйсән. Әр-аяллар, қерилар һәм яшанғанларму буниңдин мустәсна болмисун!
12 — Уларниң өйлири, етизлири аяллири билән биллә өзгиләргә тапшурулиду; чүнки Мән қолумни зиминдикиләргә созимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
13 — Чүнки әң кичигидин чоңиғичә уларниң һәммиси ачкөзлүккә берилгән; пәйғәмбәрдин каһинғичә һәммиси охшашла алдамчилиқ қилиду;
14 улар: «Аман-есәнлик! Аман-есәнлик!» дәп хәлқимниң қизиниң ярисини суслуқ билән қол учида чала теңип қойди. Лекин аман-есәнлик йоқтур!
15 Улар жиркиничлик ишларни садир қилғинидин хиҗил болдиму? — Яқ, улар һеч хиҗил болмиди, һәтта қизиришниму улар һеч билмәйду. Шуңа улар жиқилип өлгәнләр ичидә жиқилип өлиду; уларни җазалашқа кәлгинимдә улар путлишип кетиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
16 Шуңа Пәрвәрдигар [Өз хәлқигә] мундақ дәйду: — Силәр төрт һәдә йолда туруватисиләр; шуңа йолуңларни убдан көрүп қоюңлар, қедимки, яхшилиққа елип барған йолларни сорап, уларда меңиңлар; шундақ қилғанда җениңлар убдан арам тапиду. Лекин улар: «Биз шуларда маңмаймиз!» — дәйду.
17 Мән: Силәргә «Канайниң агаһ садасиға қулақ селиңлар!» дәйдиған агаһ бәргүчи күзәтчиләрни тиклидим; лекин силәр: «Қулақ салмаймиз» дедиңлар.
18 Шуңа и әлләр, аңлаңлар; гувачилар болуп улар арисида болидиған ишларни билип қоюңлар!
19 Аңла, и йәр-зимин! Қара, Мән бу хәлиқниң бешиға күлпәт, йәни уларниң ой-хияллириниң ақивитини чүшүримән; чүнки улар сөзлиримгә қулақ салмиған; Мениң Тәврат-қанунумни болса, улар чәткә қаққан.
20 — Әнди зади немә мәхсәттә Шебадин чиққан хушбуй, жирақ жуттин елип келингән егир Маңа сунулиду? Көйдүрмә қурбанлиқлириңлар қобул қиларлиқ әмәс, силәрниң «тәшәккүр қурнанлиқ»лириңлар Мени хурсән қилмайду.
21 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән бу хәлиқ алдиға путликашаңларни салимән; шуниң билән һәм атилар һәм оғуллар биллә путлишиду; хошнилар вә достлар охшашла набут болиду.
22 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Қара, шималий зиминдин бир хәлиқ келиду, йәр йүзиниң әң қәрилиридин улуқ бир әл қозғилиду;
23 улар оқя вә қилич билән қураллиниду; улар залим, һеч рәһим қилмайду; уларниң авази деңиз долқунидәк шавқунлайду; улар атларға миниду, җәңгивар адәмләрдәк сәп-сәп болуп туриду; улар саңа қарши җәң қилишқа келиду, и Зион қизи!
24 «Биз улар тоғрилиқ хәвәр аңлидуқ; қолимиз бошишип кәтти; ғәшлик, толғақта қалған аялдәк азап бизни тутти» — [дедим].
25 «Далаға чиқмаңлар, йоллар билән маңмаңлар, чүнки дүшмәнниң қиличи бар, тәрәп-тәрәпләрни вәһимә басиду.
26 И хәлқимниң қизи, сән өзүңгә бөз кийим кийивал, күлләр ичидә еғинап ят; өзүңниң бир тал оғлуңдин җуда болғандәк қаттиқ жиғлап матәм тут; чүнки булаң-талаң қилғучи бизгә қарап туюқсиз келиду».
27 [Пәрвәрдигар маңа]: — Мән сени рода синиғучи қилип тиклидим, хәлқим болса худди тәкшүрүлидиған родидәк болиду; сени уларниң йоллирини күзитип синашқа тиклидим, — [деди].
28 — Уларниң һәр бири асийниң асийси, улар төһмәт чаплап уян-буян қатрап жүрмәктә; улар мис вә төмүрниң өзидур, һәммиси чирип кәткәндур;
29 төмүрчиниң көрүкиму көйүп кәтти, қоғушун болса отта йәм болди; родини еритип тавлаш бекар болди; хәлқим яманлардин халий болмиди.
30 Улар «дашқал күмүч» дәп атилиду; чүнки Пәрвәрдигар уларни рәт қилди.