< Йәрәмия 52 >
1 Зәдәкия Йәһудаға падиша болғанда жигирмә бир йешида еди; у Йерусалимда он бир жил һөкүм сүрди. Униң аниси Либнаһлиқ Йәрәмияниң қизи болуп, исми Һамутал еди.
Zedekiah [was] one and twenty years old when he began to reign, and he reigned eleven years in Jerusalem. And his mother's name [was] Hamutal, the daughter of Jeremiah of Libnah.
2 У [падиша] Йәһоакимниң қилғинидәк, Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил ишларни қилди.
And he did [that which was] evil in the eyes of the LORD, according to all that Jehoiakim had done.
3 Пәрвәрдигарниң Йерусалимға һәм Йәһудаға қаратқан ғәзиви түпәйлидин, Пәрвәрдигар уларни Өз һозуридин һайдивәткичә болған арилиқта, төвәндики ишлар йүз бәрди. Биринчидин, Зәдәкия Бабил падишасиға исян көтәрди.
For through the anger of the LORD it came to pass in Jerusalem and Judah, till he had cast them out from his presence, that Zedekiah rebelled against the king of Babylon.
4 Шундақ болдики, униң сәлтәнитиниң тоққузинчи жили онинчи айниң онинчи күнидә Бабил падишаси Небоқәднәсар пүткүл қошуниға йетәкчилик қилип Йерусалимға һуҗум қилишқа кәлди; улар уни қоршивелип баргаһ қуруп, униң әтрапида қаша-потәйләрни қурушти.
And it came to pass in the ninth year of his reign, in the tenth month, in the tenth [day] of the month, [that] Nebuchadrezzar king of Babylon came, he and all his army, against Jerusalem, and encamped against it, and built forts against it on every side.
5 Шуниң билән шәһәр Зәдәкияниң он биринчи жилиғичә муһасиридә турди.
So the city was besieged to the eleventh year of king Zedekiah.
6 Шу жили төртинчи айниң тоққузинчи күни шәһәрдә еғир қәһәтчилик һәммини басқан вә зиминдикиләр үчүнму һеч аш-озуқ қалмиған еди.
And in the fourth month, in the ninth [day] of the month, the famine was severe in the city, so that there was no bread for the people of the land.
7 Шәһәр сепили бөсүлди; барлиқ җәңгивар ләшкәрләр қачмақчи болуп, түн кечидә шәһәрдин бәдәр тикиветишти. Улар падиша бағчисиға йеқин «икки сепил» арилиғидики дәрвазидин кетишти (Калдийләр болса шәһәрниң һәммә тәрипидә бар еди). Улар [Иордан җилғисидики] «Арабаһ түзләңлиги»ни бойлап қечишти.
Then the city was broken up, and all the men of war fled, and went forth from the city by night by the way of the gate between the two walls, which [was] by the king's garden; (now the Chaldeans [were] by the city on all sides: ) and they went by the way of the plain.
8 Лекин Калдийләрниң қошуни падишани қоғлап Йерихо түзләңлигидә Зәдәкияға йетишти; униң пүтүн қошуни униңдин тарқилип кәткән еди.
But the army of the Chaldeans pursued the king, and overtook Zedekiah in the plains of Jericho; and all his army was scattered from him.
9 Вә улар падишани тутуп, Хамат зиминидики Риблаһ шәһиригә, Бабил падишасиниң алдиға апарди; у [шу йәрдә] униң үстидин һөкүм чиқарди.
Then they took the king, and carried him to the king of Babylon to Riblah in the land of Hamath; where he gave judgment upon him.
10 Бабил падишаси Зәдәкияниң оғуллирини униң көз алдида қәтл қилди; у Йәһуданиң барлиқ әмирлириниму Риблаһ шәһиридә қәтл қилди;
And the king of Babylon slew the sons of Zedekiah before his eyes: he slew also all the princes of Judah in Riblah.
11 андин Зәдәкияниң көзлирини оювәтти; Бабил падишаси уни мис кишәнләр билән бағлап Бабилға елип келип, өлгичә зинданға қамап қойди.
Then he put out the eyes of Zedekiah; and the king of Babylon bound him in chains, and carried him to Babylon, and put him in prison till the day of his death.
12 Бәшинчи айниң онинчи күнидә (бу Бабил падишаси Небоқаднәсарниң он тоққузинчи жили еди) Бабил падишасиниң хизмитидә болған, пасибан беги Небузар-Адан Йерусалимға йетип кәлди.
Now in the fifth month, in the tenth [day] of the month, which [was] the nineteenth year of Nebuchadrezzar king of Babylon, came Nebuzar-adan, captain of the guard, [who] served the king of Babylon, into Jerusalem,
13 У Пәрвәрдигарниң өйини, падишаниң ордисини вә шәһәрдики барлиқ өйләрни көйдүривәтти; барлиқ бәһәйвәт имарәтләргә у от қоюп көйдүривәтти.
And burned the house of the LORD, and the king's house; and all the houses of Jerusalem, and all the houses of the great [men] he burned with fire:
14 Вә пасибан беги йетәкчилигидики Калдийләрниң пүткүл қошуни Йерусалимниң әтрапидики пүткүл сепилини өрүвәтти.
And all the army of the Chaldeans, that [were] with the captain of the guard, broke down all the walls of Jerusalem on every side.
15 Пасибан беги Небузар-Адан зиминдики әң намрат кишиләрдин бир қисмини, шәһәрдә қалған башқа кишиләрни, Бабил падишаси тәрәпкә қечип тәслим болғанларни вә қалған һүнәрвәнләрни әсир қилип уларни елип кәтти.
Then Nebuzar-adan the captain of the guard carried away captive [certain] of the poor of the people, and the residue of the people that remained in the city, and those that fell away, that fell to the king of Babylon, and the rest of the multitude.
16 Лекин пасибан беги Небузар-Адан зиминдики әң намратларниң бир қисмини үзүмзарлиқларни пәрвиш қилишқа вә териқчилиқ қилишқа қалдурди.
But Nebuzar-adan the captain of the guard left [certain] of the poor of the land for vine-dressers and for husbandmen.
17 Калдийләр Пәрвәрдигарниң өйидики мистин ясалған икки түврүкни, дас тәгликлирини вә Пәрвәрдигарниң өйидики мистин ясалған «деңиз»ни чеқип, барлиқ мислирини Бабилға елип кәтти.
Also the pillars of brass that [were] in the house of the LORD, and the bases, and the brazen sea that [was] in the house of the LORD, the Chaldeans broke, and carried all the brass of them to Babylon.
18 Улар йәнә [ибадәттә ишлитилидиған] идишлар, гүҗәк-бәлгүҗәкләр, лахшигирлар, қачилар, пиялә-тәхсиләр һәм мистин ясалған барлиқ әсвапларни елип кәтти;
The caldrons also, and the shovels, and the snuffers, and the bowls, and the spoons, and all the vessels of brass with which they ministered, they took away.
19 даслар, хушбуйданлар, қачилар, күлданлар, чирақданлар, пиялиләр вә җам-қәдәһләрни болса, алтундин ясалған болсиму, күмүчтин ясалған болсиму, уларниң һәммисини пасибан беги елип кәтти.
And the basins, and the fire-pans, and the bowls, and the caldrons, and the candlesticks, and the spoons, and the cups; [that] which [was] of gold [in] gold, and [that] which [was] of silver [in] silver, the captain of the guard took away.
20 Сулайман падиша Пәрвәрдигарниң өйи үчүн мистин ясатқан икки түврүк вә «деңиз», шундақла униң тәгилиги болған он икки буқини у елип кәтти; чүнки бу мис сайманларниң еғирлиғини өлчәш мүмкин әмәс еди.
The two pillars, one sea, and twelve brazen bulls that [were] under the bases, which king Solomon had made in the house of the LORD: the brass of all these vessels was without weight.
21 Икки түврүк болса, һәр бириниң егизлиги он сәккиз гәз, айланмиси он икки гәз келәтти; һәр бириниң ичи кавак болуп, мисниң қелинлиғи төрт бармақ еди.
And [concerning] the pillars, the hight of one pillar [was] eighteen cubits; and a fillet of twelve cubits encompassed it; and the thickness of it [was] four fingers: [it was] hollow.
22 Түврүкниң үстидики беши болса мис болуп, егизлиги бәш гәз еди; униң пүтүн айланмиси тор шәклидә һәм анар нусхиси билән безәлгән еди, һәммиси мистин еди; иккинчи түврүкму униңға охшаш болуп, уму анар нусхиси билән безәлгән еди.
And a capital of brass [was] upon it; and the hight of one capital [was] five cubits, with net-work and pomegranates upon the capitals around, all [of] brass. The second pillar also and the pomegranates [were] like to these.
23 Һәр бир түврүкниң бешиниң янлирида тохсән алтә анар нусхиси бар еди; торда җәмий болуп йүз анар нусхиси бар еди.
And there were ninety and six pomegranates on a side; [and] all the pomegranates upon the net-work [were] a hundred on all sides.
24 Пасибан беги Небузар-Адан болса баш каһин Серая, орунбасар каһин Зәфания вә ибадәтханидики үч нәпәр ишикбақарниму әсиргә алди.
And the captain of the guard took Seraiah the chief priest, and Zephaniah the second priest, and the three keepers of the door:
25 У шәһәрдин ләшкәрләрни башқуридиған бир ағват әмәлдарни, шәһәрдин тапқан орда мәслиһәтчилиридин йәттини, йәрлик хәлиқни ләшкәрликкә тизимлиғучи, йәни қошунниң сәрдариниң кативини вә шәһәрдин атмиш нәпәр йәрлик кишини тутти.
He took also out of the city a eunuch, who had the charge of the men of war; and seven men of them that were near the king's person, who were found in the city; and the principal scribe of the host, who mustered the people of the land; and sixty men of the people of the land, that were found in the midst of the city.
26 Пасибан беги Небузар-Адан буларни Бабил падишасиниң алдиға, Риблаһға елип барди.
So Nebuzar-adan the captain of the guard took them, and brought them to the king of Babylon to Riblah.
27 Бабил падишаси Хамат зиминидики Риблаһда бу кишиләрни қиличлап өлтүрүвәтти. Шу йол билән Йәһуда өз зиминидин сүргүн қилинди.
And the king of Babylon smote them, and put them to death in Riblah, in the land of Hamath. Thus Judah was carried away captive out of his own land.
28 Небоқаднәсар сүргүн қилған кишиләрниң сани мундақ еди: — йәттинчи жили үч миң жигирмә үч Йәһудий;
This [is] the people whom Nebuchadrezzar carried away captive: in the seventh year three thousand Jews and three and twenty:
29 Небоқаднәсарниң он сәккизинчи жили у Йерусалимдин сәккиз йүз оттуз икки кишини сүргүн қилди;
In the eighteenth year of Nebuchadrezzar he carried away captive from Jerusalem eight hundred thirty and two persons:
30 Небоқаднәсарниң жигирмә үчинчи жили пасибан беги Небузар-Адан Йәһудийлардин йәттә йүз қириқ бәш кишини сүргүн қилди; җәмий болуп сүргүн қилинғанларниң сани төрт миң алтә йүз киши еди.
In the three and twentieth year of Nebuchadrezzar, Nebuzar-adan the captain of the guard carried away captive of the Jews seven hundred forty and five persons: all the persons [were] four thousand and six hundred.
31 Шундақ болдики, Йәһуда падишаси Йәһоакин сүргүн болған оттуз йәттинчи жили он иккинчи айниң жигирмә бәшинчи күни шу иш йүз бәрди: Әвил-Меродақ Бабилға падиша болған биринчи жили, у Йәһуда падишаси Йәһоакинниң қәддини көтирип, уни зиндандин чиқарди;
And it came to pass in the seven and thirtieth year of the captivity of Jehoiachin king of Judah, in the twelfth month, in the five and twentieth [day] of the month, [that] Evil-merodach king of Babylon in the [first] year of his reign lifted up the head of Jehoiachin king of Judah, and brought him out of prison,
32 у униңға мулайим сөз қилип, униң орнини Бабилда униң билән биргә турған башқа падишаларниң орнидин жуқури қилди;
And spoke kindly to him, and set his throne above the throne of the kings that [were] with him in Babylon,
33 шуниң билән Йәһоакин зиндандики кийимлирини селиветип, өмриниң қалған һәр бир күнидә һәрдайим падиша билән биллә һәмдәстихан болушқа муйәссәр болди.
And changed his prison garments: and he continually ate bread before him all the days of his life.
34 Униң несивиси болса, Бабил падишасиниң униңға беғишлиған дайимлиқ илтипати еди; бу илтипат күндилик еди, йәни у униңға таки аләмдин өткичә өмриниң һәр бир күни муйәссәр қилинған.
And [for] his food there was a continual diet given him of the king of Babylon, every day a portion until the day of his death, all the days of his life.