< Йәрәмия 51 >

1 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән Бабилни соқидиған һәм «Ләб-камай»да туруватқанларни соқидиған битчит қилғучи шамални қозғап чиқиримән;
Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mana, Mǝn Babilni soⱪidiƣan ⱨǝm «Lǝb-kamay»da turuwatⱪanlarni soⱪidiƣan bitqit ⱪilƣuqi xamalni ⱪozƣap qiⱪirimǝn;
2 Мән Бабилға ят адәмләрни әвәтимән; улар уни соруветиду, зиминини йәр билән йәксан қиливетиду; униң бешиға күлпәт чүшкән күнидә улар униңға тәрәп-тәрәптин қаршилишишқа келиду.
Mǝn Babilƣa yat adǝmlǝrni ǝwǝtimǝn; ular uni soruwetidu, zeminini yǝr bilǝn yǝksan ⱪiliwetidu; uning bexiƣa külpǝt qüxkǝn künidǝ ular uningƣa tǝrǝp-tǝrǝptin ⱪarxilixixⱪa kelidu.
3 Униң оқячилириға кирични тартқидәк, орнидин турғучиларға дубулға-савут кийгидәк пурсәт бәрмәңлар; униң жигитлириниң һеч қайсисини аяп қоймаңлар; униң пүткүл қошунини битчит қилиңлар.
Uning oⱪyaqiliriƣa kiriqni tartⱪudǝk, ornidin turƣuqilarƣa dubulƣa-sawut kiygüdǝk pursǝt bǝrmǝnglar; uning yigitlirining ⱨeqⱪaysisini ayap ⱪoymanglar; uning pütkül ⱪoxunini bitqit ⱪilinglar.
4 Калдийләрниң зиминида санҗилғанлар, кочилирида қиличланғанлар жиқилсун!
Kaldiylǝrning zeminida sanjilƣanlar, koqilirida ⱪiliqlanƣanlar yiⱪilsun!
5 Чүнки Исраил яки Йәһудаму өз Худаси тәрипидин, йәни самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар тәрипидин ташливетилгән әмәс; чүнки [Бабилниң] зимини Исраилдики Муқәддәс Болғучи алдида садир қилған гуна билән толғандур.
Qünki Israil yaki Yǝⱨudamu ɵz Hudasi tǝripidin, yǝni samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar tǝripidin taxliwetilgǝn ǝmǝs; qünki [Babilning] zemini Israildiki Muⱪǝddǝs Bolƣuqi aldida sadir ⱪilƣan gunaⱨ bilǝn tolƣandur.
6 [Барлиқ әлләр], Бабил ичидин қечиңлар, өз җениңларни елип бәдәр қечиңлар! Униң қәбиһлигигә четилип қелип һалак болмаңлар; чүнки бу Пәрвәрдигарниң қисас алидиған вақтидур; У қилмишини өз бешиға қайтуриду.
[Barliⱪ ǝllǝr], Babil iqidin ⱪeqinglar, ɵz jeninglarni elip bǝdǝr ⱪeqinglar! Uning ⱪǝbiⱨlikigǝ qetilip ⱪelip ⱨalak bolmanglar; qünki bu Pǝrwǝrdigarning ⱪisas alidiƣan waⱪtidur; U ⱪilmixini ɵz bexiƣa ⱪayturidu.
7 Бабил Пәрвәрдигарниң қолидики пүткүл җаһанни мәс қилғучи алтун қәдәһ болған; әлләр униң шарибидин ичкән; әлләр шуниң билән сараң болуп кәткән.
Babil Pǝrwǝrdigarning ⱪolidiki pütkül jaⱨanni mǝst ⱪilƣuqi altun ⱪǝdǝⱨ bolƣan; ǝllǝr uning xaribidin iqkǝn; ǝllǝr xuning bilǝn sarang bolup kǝtkǝn.
8 Бабил туюқсиз жиқилип битчит болиду; униңға аһ-зар көтириңлар! Униң азаплири үчүн тутия елиңлар; у бәлким сақайтилармекин?
Babil tuyuⱪsiz yiⱪilip bitqit bolidu; uningƣa aⱨ-zar kɵtürünglar! Uning azabliri üqün tutiya elinglar; u bǝlkim saⱪaytilarmikin?
9 — «Биз Бабилни сақайтмақчидуқ, лекин у сақаймиди; униңдин ваз кечип һәммимиз өз жутимизға қайтайли; чүнки униң үстигә чиқирилидиған һөкүм җазаси асманға тақишип, көккә йетиду».
— «Biz Babilni saⱪaytmaⱪqiduⱪ, lekin u saⱪaymidi; uningdin waz keqip ⱨǝmmimiz ɵz yurtimizƣa ⱪaytayli; qünki uning üstigǝ qiⱪirilidiƣan ⱨɵküm jazasi asmanƣa taⱪixip, kɵkkǝ yetidu».
10 — «Пәрвәрдигар һәққанийлиғимизни барлиққа кәлтүргәндур; келәйли, Зионда Пәрвәрдигар Худайимизниң қилған ишини җакалайли!»
— «Pǝrwǝrdigar ⱨǝⱪⱪaniyliⱪimizni barliⱪⱪa kǝltürgǝndur; kelǝyli, Zionda Pǝrwǝrdigar Hudayimizning ⱪilƣan ixini jakarlayli!»
11 — Оқларни учлаңлар! Қалқанларни тутуңлар! Пәрвәрдигар Медианиң падишалириниң роһини урғутти; чүнки Униң нийити Бабилға қаршидур, уни бәрбат қилиш үчүндур; бу Пәрвәрдигарниң қисасидур, йәни Униң ибадәтханиси үчүн алған қисасидур.
— Oⱪlarni uqlanglar! Ⱪalⱪanlarni tutunglar! Pǝrwǝrdigar Medianing padixaⱨlirining roⱨini urƣutti; qünki Uning niyiti Babilƣa ⱪarxidur, uni bǝrbat ⱪilix üqündur; bu Pǝrwǝrdigarning ⱪisasidur, yǝni Uning ibadǝthanisi üqün alƣan ⱪisasidur.
12 Бабилниң сепиллириға қаритип җәң туғини көтириңлар; күзәтни техиму чиңрақ қилиңлар, күзәтчиләрни [Бабилни чөридитип] сәптә турғузуңлар; бөктүрмә қоюңлар; чүнки Пәрвәрдигар Бабилдикиләрниң җазаси тоғрилиқ немиләрни дегән болса, У шуни көңлидә пәмләп, уни ада қилиду.
Babilning sepilliriƣa ⱪaritip jǝng tuƣini kɵtürünglar; kɵzǝtni tehimu qingraⱪ ⱪilinglar, kɵzǝtqilǝrni [Babilni qɵriditip] sǝptǝ turƣuzunglar; bɵktürmǝ ⱪoyunglar; qünki Pǝrwǝrdigar Babildikilǝrning jazasi toƣruluⱪ nemilǝrni degǝn bolsa, U xuni kɵnglidǝ pǝmlǝp, uni ada ⱪilidu.
13 — И әлвәк сулар үстидә турғучи, байлиқлири нурғун болғучи, әҗилиң йетип кәлди, җениң өлчинип үзүлүш вақти тошти.
— I ǝlwǝk sular üstidǝ turƣuqi, bayliⱪliri nurƣun bolƣuqi, ǝjiling yetip kǝldi, jening ɵlqinip üzülüx waⱪti toxti.
14 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Өзи билән қәсәм қилип: «Топ-топ чекәткиләрдәк Мән сени адәмләр билән толдуримән; улар сениң үстүңдин ғәлибә тәнтәнилирини көтириду» деди.
Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar Ɵzi bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilip: «Top-top qekǝtkilǝrdǝk Mǝn seni adǝmlǝr bilǝn toldurimǝn; ular sening üstüngdin ƣǝlibǝ tǝntǝnilirini kɵtüridu» dedi.
15 — У болса йәр-зиминни күч-қудрити билән ясап, Аләмни даналиғи билән бәрпа қилип, Асманларни әқил-парасити билән яйғучидур;
— U bolsa yǝr-zeminni küq-ⱪudriti bilǝn yasap, Alǝmni danaliⱪi bilǝn bǝrpa ⱪilip, Asmanlarni ǝⱪil-parasiti bilǝn yayƣuqidur;
16 У авазини қоювәтсә, асманларда сулар шавқунлайду; У йәр чәтлиридин булут-туманларни өрлитиду; У ямғурларға чақмақларни һәмраһ қилип бекитиду, Шамални Өз ғәзнилиридин чиқириду.
U awazini ⱪoyuwǝtsǝ, asmanlarda sular xawⱪunlaydu; U yǝr qǝtliridin bulut-tumanlarni ɵrlitidu; U yamƣurlarƣa qaⱪmaⱪlarni ⱨǝmraⱨ ⱪilip bekitidu, Xamalni Ɵz hǝziniliridin qiⱪiridu.
17 Бу [бутпәрәсләрниң] һәр бири әқилсиз, билимдин мәһрумлардур; Һәр бир зәргәр өзи ойған бут тәрипидин шәрмәндигә қалиду; Чүнки униң қуйма һәйкили ялғанчилиқ, Уларда һеч тиниқ йоқтур.
Bu [butpǝrǝslǝrning] ⱨǝrbiri ǝⱪilsiz, bilimdin mǝⱨrumlardur; Ⱨǝrbir zǝrgǝr ɵzi oyƣan but tǝripidin xǝrmǝndigǝ ⱪalidu; Qünki uning ⱪuyma ⱨǝykili yalƣanqiliⱪ, Ularda ⱨeq tiniⱪ yoⱪtur.
18 Улар бимәниләрдур, мазақ объектидур; Уларниң үстигә җазалиниш вақти кәлгәндә, улар йоқитилиду.
Ular bimǝnilǝrdur, mazaⱪ obyektidur; Ularning üstigǝ jazalinix waⱪti kǝlgǝndǝ, ular yoⱪitilidu.
19 Яқупниң несивиси Болғучи булардәк әмәстур; Чүнки һәммини ясиғучи Шудур; Исраил болса Униң Өз мираси болған қәбилисидур; Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Униң намидур.
Yaⱪupning nesiwisi Bolƣuqi bulardǝk ǝmǝstur; Qünki ⱨǝmmini yasiƣuqi Xudur; Israil bolsa Uning Ɵz mirasi bolƣan ⱪǝbilisidur; Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar Uning namidur.
20 Сән [Исраил] Мениң гөрзәм, Мениң җәң қуралимдурсән; Сениң билән Мән әлләрни битчит қилимән, Сениң билән падишалиқларни тар мар қилимән;
Sǝn [Israil] Mening gɵrzǝm, Mening jǝng ⱪoralimdursǝn; Sening bilǝn Mǝn ǝllǝrni bitqit ⱪilimǝn, Sening bilǝn padixaⱨliⱪlarni tarmar ⱪilimǝn;
21 Сениң билән һәм ат һәм ат мингүчини битчит қилимән; Сениң билән һәм җәң һарвуси һәм һайдиғучисини битчит қилимән;
Sening bilǝn ⱨǝm at ⱨǝm at mingüqini bitqit ⱪilimǝn; Sening bilǝn ⱨǝm jǝng ⱨarwisi ⱨǝm ⱨǝydigüqisini bitqit ⱪilimǝn;
22 Сениң билән һәм әр һәм аялни битчит қилимән; Сениң билән һәм қери һәм яшларни битчит қилимән; Сениң билән һәм жигит һәм қизни битчит қилимән;
Sening bilǝn ⱨǝm ǝr ⱨǝm ayalni bitqit ⱪilimǝn; Sening bilǝn ⱨǝm ⱪeri ⱨǝm yaxlarni bitqit ⱪilimǝn; Sening bilǝn ⱨǝm yigit ⱨǝm ⱪizni bitqit ⱪilimǝn;
23 Сениң билән һәм падичи һәм қой падисини битчит қилимән; Сениң билән һәм дехан һәм боюнтуруққа қетилған калилирини битчит қилимән; Сениң билән һәм валийлар һәм һөкүмранларни битчит қилимән.
Sening bilǝn ⱨǝm padiqi ⱨǝm ⱪoy padisini bitqit ⱪilimǝn; Sening bilǝn ⱨǝm deⱨⱪan ⱨǝm boyunturuⱪⱪa ⱪetilƣan kalilirini bitqit ⱪilimǝn; Sening bilǝn ⱨǝm waliylar ⱨǝm ⱨɵkümranlarni bitqit ⱪilimǝn.
24 — Мән көз алдиңларда Бабилниң һәм барлиқ калдийләрниң Зионда қилған барлиқ рәзиллигини өз бешиға чүшүрүп яндуримән, — дәйду Пәрвәрдигар.
— Mǝn kɵz aldinglarda Babilning ⱨǝm barliⱪ kaldiylǝrning Zionda ⱪilƣan barliⱪ rǝzillikini ɵz bexiƣa qüxürüp yandurimǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
25 — Мана, Мән сән [Бабилға] қаршимән, и пүткүл йәр йүзини һалак қилғучи тағ; Мән қолумни үстүңгә созуп, Сени тик ярлардин ғулитип, Домилитип чүшүрүп, сени көйүп түгигән бир янар тағ қилимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
— Mana, Mǝn sǝn [Babilƣa] ⱪarximǝn, i pütkül yǝr yüzini ⱨalak ⱪilƣuqi taƣ; Mǝn ⱪolumni üstünggǝ sozup, Seni tik yarlardin ƣulitip, Domilitip qüxürüp, seni kɵyüp tügigǝn bir yanar taƣ ⱪilimǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
26 Шуниң билән улар сәндин бүрҗәк чиқириш үчүнму таш тапалмайду, Яки һул үчүнму һечйәрдин таш тапалмайду; Чүнки сән мәңгүгә бир вәйранә болисән, — дәйду Пәрвәрдигар.
Xuning bilǝn ular sǝndin bürjǝk qiⱪirix üqünmu tax tapalmaydu, Yaki ul üqünmu ⱨeqyǝrdin tax tapalmaydu; Qünki sǝn mǝnggügǝ bir wǝyranǝ bolisǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
27 — Зиминда җәң туғини көтириңлар, Әлләр арисида канай челиңлар; Бабилға җәң қилишқа әлләрни тәйярлаңлар; Арарат, минни вә Ашкиназ падишалиқлирини чақирип жиғиңлар; Униңға һуҗум қилғучи қошунларға бир сәрдар бекитиңлар; Атларни топ-топ чекәткә лечинкилиридәк зиминға түркүмләп чиқириңлар;
— Zeminda jǝng tuƣini kɵtürünglar, Əllǝr arisida kanay qelinglar; Babilƣa jǝng ⱪilixⱪa ǝllǝrni tǝyyarlanglar; Ararat, minni wǝ Axkinaz padixaⱨliⱪlirini qaⱪirip yiƣinglar; Uningƣa ⱨujum ⱪilƣuqi ⱪoxunlarƣa bir sǝrdar bekitinglar; Atlarni top-top qekǝtkǝ leqinkiliridǝk zeminƣa türkümlǝp qiⱪiringlar;
28 Униңға җәң қилишқа әлләрни тәйярлаңлар, — Медиалиқларниң падишалири, валийлири вә барлиқ һөкүмдарлирини, шундақла у һөкүм сүргән зиминларниң барлиқ адәмлирини тәйярлаңлар!
Uningƣa jǝng ⱪilixⱪa ǝllǝrni tǝyyarlanglar, — Medialiⱪlarning padixaⱨliri, waliyliri wǝ barliⱪ ⱨɵkümdarlirini, xundaⱪla u ⱨɵküm sürgǝn zeminlarning barliⱪ adǝmlirini tǝyyarlanglar!
29 Шуниң билән йәр йүзи тәвринип азаплиниду; чүнки Пәрвәрдигарниң Бабилға қарши бағлиған нийәтлири, йәни Бабилниң зиминини һеч адәм турмайдиған чөл-баяван қиливетиш нийити әмәлгә ашмай қалмайду.
Xuning bilǝn yǝr yüzi tǝwrinip azablinidu; qünki Pǝrwǝrdigarning Babilƣa ⱪarxi baƣliƣan niyǝtliri, yǝni Babilning zeminini ⱨeq adǝm turmaydiƣan qɵl-bayawan ⱪiliwetix niyiti ǝmǝlgǝ axmay ⱪalmaydu.
30 Бабилдики палванлар уруштин қол үзиду; Улар қорғанлирида амалсиз олтириду; Уларниң дәрмани қалмайду, Улар аяллардәк болуп қалиду; Униң туралғулириға от қоюлиду; Дәрваза саласунлири сундурулиду.
Babildiki palwanlar uruxtin ⱪol üzidu; Ular ⱪorƣanlirida amalsiz olturidu; Ularning dǝrmani ⱪalmaydu, Ular ayallardǝk bolup ⱪalidu; Uning turalƣuliriƣa ot ⱪoyulidu; Dǝrwaza salasunliri sundurulidu.
31 Жүгүрүп келиватқан бир чапармән йәнә бир чапармәнгә, бир хәвәрчи йәнә бир хәвәрчигә Бабил падишасиниң алдидила учришип қелип униңға: — «Силиниң пүткүл шәһәрлири у чәттин бу чәткичә ишғал қилинди;
Yügürüp keliwatⱪan bir qaparmǝn yǝnǝ bir qaparmǝngǝ, bir hǝwǝrqi yǝnǝ bir hǝwǝrqigǝ Babil padixaⱨining aldidila uqrixip ⱪelip uningƣa: — «Silining pütkül xǝⱨǝrliri u qǝttin bu qǝtkiqǝ ixƣal ⱪilindi;
32 Дәрия кечиклири егиливелинди, Қомушлуқлар отта көйдүрүлди, Палванлири дәккә-дүккигә чүшүшти!» — дәп җакалишиду.
Dǝrya keqikliri igiliwelindi, Ⱪomuxluⱪlar otta kɵydürüldi, Palwanliri dǝkkǝ-dükkigǝ qüxüxti!» — dǝp jakarlixidu.
33 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Бабилниң қизи тәкшилинип чиңдилидиған вақти болған хамандәк бесилиду; Бирдәмдила, униң һосули орулидиған вақти йетип болиду!
Qünki samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar — Israilning Hudasi mundaⱪ dǝydu: — Babilning ⱪizi tǝkxilinip qingdilidiƣan waⱪti bolƣan hamandǝk besilidu; Birdǝmdila, uning ⱨosuli orulidiƣan waⱪti yetip bolidu!
34 Зионда турғучи қиз: — «Бабил падишаси Небоқаднәсар мени жутуп, Мени ғаҗилап әзгән; У ичимни бошитилған қачидәк қилип қойған; У әҗдиһадәк мени жутуп, Өзини назу-немәтлирим билән тойғузған, Мени қуруқдап пак-пакиз қиливәткән. Маңа, мениң тенимгә қилған зораванлиғи Бабилниң бешиға чүшүрүлсун» — дәйду, Вә Йерусалим: «Мениң қанлирим Калдийәдә турғучиларниң бешиға төкүлсун» — дәйду.
Zionda turƣuqi ⱪiz: — «Babil padixaⱨi Neboⱪadnǝsar meni yutup, Meni ƣajilap ǝzgǝn; U iqimni boxitilƣan ⱪaqidǝk ⱪilip ⱪoyƣan; U ǝjdiⱨadǝk meni yutup, Ɵzini nazu-nemǝtlirim bilǝn toyƣuzƣan, Meni ⱪuruⱪdap pak-pakiz ⱪiliwǝtkǝn. Manga, mening tenimgǝ ⱪilƣan zorawanliⱪi Babilning bexiƣa qüxürülsun» — dǝydu, Wǝ Yerusalem: «Mening ⱪanlirim Kaldiyǝdǝ turƣuqilarning bexiƣa tɵkülsun» — dǝydu.
36 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән сениң дәвайиңни сораймән, Сән үчүн қисас алимән; Мән униң деңизини қурутимән, булиқини қағҗиритимән.
Xunga Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mana, Mǝn sening dǝwayingni soraymǝn, Sǝn üqün ⱪisas alimǝn; Mǝn uning dengizini ⱪurutimǝn, buliⱪini ⱪaƣjiritimǝn.
37 Бабил болса дога-дога харабиләр, Чилбөриләрниң туралғуси болиду; Зимини адәмни дәһшәт басидиған һәм дайим уш-уш қилинидиған объект болиду, Һеч адәм шу йәрдә турмайду.
Babil bolsa dɵwǝ-dɵwǝ harabilǝr, Qilbɵrilǝrning turalƣusi bolidu; Zemini adǝmni dǝⱨxǝt basidiƣan ⱨǝm daim ux-ux ⱪilinidiƣan obyekt bolidu, Ⱨeq adǝm xu yǝrdǝ turmaydu.
38 Уларниң һәммиси яш ширлардәк һувлишиду, Асланлардәк бир-биригә хирис қилишиду;
Ularning ⱨǝmmisi yax xirlardǝk ⱨuwlixidu, Arslanlardǝk bir-birigǝ hiris ⱪilixidu;
39 Уларниң кәйпияти қизип кәткәндә, Мән уларға бир зияпәт тәйярлап қойимәнки, уларни мәс қиливетимән; шуниң билән улар яйрап-яшнап кетиду, — андин мәңгүгә уйқиға ғәриқ болуп, қайтидин һеч ойғанмайду, — дәйду Пәрвәрдигар.
Ularning kǝypiyati ⱪizip kǝtkǝndǝ, Mǝn ularƣa bir ziyapǝt tǝyyarlap ⱪoyimǝnki, ularni mǝst ⱪiliwetimǝn; xuning bilǝn ular yayrap-yaxnap ketidu, — andin mǝnggügǝ uyⱪuƣa ƣǝrⱪ bolup, ⱪaytidin ⱨeq oyƣanmaydu, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
40 Боғузлашқа йетилигән қозилардәк вә биллә йетиләнгән қочқарлар һәм текиләрдәк Мән уларни боғузлашқа чүшүримән.
Boƣuzlaxⱪa yetiligǝn ⱪozilardǝk wǝ billǝ yetilǝngǝn ⱪoqⱪarlar ⱨǝm tekilǝrdǝk Mǝn ularni boƣuzlaxⱪa qüxürimǝn.
41 Шешақниң ишғал қилинғанлиғиға қара! Пүткүл йәр йүзиниң пәхриниң тутулғанлиғиға қара! Бабилниң әлләр арисида адәмни дәһшәт басидиған объекти болғанлиғиға қара!
Xexaⱪning ixƣal ⱪilinƣanliⱪiƣa ⱪara! Pütkül yǝr yüzining pǝhrining tutulƣanliⱪiƣa ⱪara! Babilning ǝllǝr arisida adǝmni dǝⱨxǝt basidiƣan obyekti bolƣanliⱪiƣa ⱪara!
42 Деңиз Бабил үстидин өрләп кәтти; У нурғунлиған долқунлар билән ғәриқ болди.
Dengiz Babil üstidin ɵrlǝp kǝtti; U nurƣunliƣan dolⱪunlar bilǝn ƣǝrⱪ boldi.
43 Униң шәһәрлири адәмни дәһшәт басидиған объект, Қағҗирақ йәр, бир чөл, һеч ким турмайдиған зимин болди; Һеч қандақ инсан балиси қайтидин шу йәрләрдин өтмәйду.
Uning xǝⱨǝrliri adǝmni dǝⱨxǝt basidiƣan obyekt, Ⱪaƣjiraⱪ yǝr, bir qɵl, ⱨeqkim turmaydiƣan zemin boldi; Ⱨeqⱪandaⱪ insan balisi ⱪaytidin xu yǝrlǝrdin ɵtmǝydu.
44 Мән Бабилда Бәлни җазалаймән; Мән униң ағзидин жутувалғинини яндуривалимән; Әлләр қайтидин униңға қарап еқип келишмәйду; Бәрһәқ, Бабилниң сепили ғулап кетиду.
Mǝn Babilda Bǝlni jazalaymǝn; Mǝn uning aƣzidin yutuwalƣinini yanduriwalimǝn; Əllǝr ⱪaytidin uningƣa ⱪarap eⱪip kelixmǝydu; Bǝrⱨǝⱪ, Babilning sepili ƣulap ketidu.
45 Униң оттурисидин чиқиңлар, и хәлқим! Һәр бириңлар Пәрвәрдигарниң қаттиқ ғәзивидин өз җениңларни елип бәдәр қечиңлар!
Uning otturisidin qiⱪinglar, i hǝlⱪim! Ⱨǝrbiringlar Pǝrwǝrdigarning ⱪattiⱪ ƣǝzipidin ɵz jeninglarni elip bǝdǝr ⱪeqinglar!
46 Силәр зиминда аңлиниватқан питнә-иғвадин жүригиңларни су қилмаңлар вә қорқмаңлар; Бу жил бир питнә-иғва, келәр жили йәнә бир питнә-иғва чиқиду; Зиминда зулум-зораванлиқ партлайду, һөкүмдарлар һөкүмдарларға қарши чиқиду.
Silǝr zeminda angliniwatⱪan pitnǝ-iƣwadin yürikinglarni su ⱪilmanglar wǝ ⱪorⱪmanglar; Bu yil bir pitnǝ-iƣwa, kelǝr yili yǝnǝ bir pitnǝ-iƣwa qiⱪidu; Zeminda zulum-zorawanliⱪ partlaydu, ⱨɵkümdarlar ⱨɵkümdarlarƣa ⱪarxi qiⱪidu.
47 Шуңа мана, шу күнләр келидуки, Мән Бабилдики ойма мәбудларни җазалаймән; Шуниң билән униң пүткүл зимини хиҗаләткә қалдурулиду, Униңда өлтүрүлгәнләр униң ичидә жиқилиду;
Xunga mana, xu künlǝr keliduki, Mǝn Babildiki oyma mǝbudlarni jazalaymǝn; Xuning bilǝn uning pütkül zemini hijalǝtkǝ ⱪaldurulidu, Uningda ɵltürülgǝnlǝr uning iqidǝ yiⱪilidu;
48 Шуниң билән асман вә зимин вә уларда бар болғанлар Бабил үстидин шатлиқтин яңрайду; Чүнки шималдин һалак қилғучилар униңға җәң қилишқа келиду — дәйду Пәрвәрдигар.
Xuning bilǝn asman wǝ zemin wǝ ularda bar bolƣanlar Babil üstidin xadliⱪtin yangraydu; Qünki ximaldin ⱨalak ⱪilƣuqilar uningƣa jǝng ⱪilixⱪa kelidu — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
49 Бабил түпәйлидин пүткүл йәр йүзидики өлтүрүлгәнләр жиқилғандәк, Бабил Исраилда өлтүрүлгәнләр түпәйлидин Бабил жиқилмай қалмайду.
Babil tüpǝylidin pütkül yǝr yüzidiki ɵltürülgǝnlǝr yiⱪilƣandǝk, Babil Israilda ɵltürülgǝnlǝr tüpǝylidin Babil yiⱪilmay ⱪalmaydu.
50 Қиличтин қачқанлар, жирақ кетиңлар, һаял болмаңлар; Чәт йәрләрдин Пәрвәрдигарни сеғиниңлар, Йерусалимни есиңларға кәлтүрүңлар.
Ⱪiliqtin ⱪaqⱪanlar, yiraⱪ ketinglar, ⱨayal bolmanglar; Qǝt yǝrlǝrdin Pǝrwǝrdigarni seƣininglar, Yerusalemni esinglarƣa kǝltürünglar.
51 «Биз хиҗаләткә қалдуқ, чүнки һақарәткә учридуқ; Шәрмәндичиликтин йүзимиз төкүлди; Чүнки ят адәмләр Пәрвәрдигарниң өйидики муқәддәс җайларға бесип кирди!».
«Biz hijalǝtkǝ ⱪalduⱪ, qünki ⱨaⱪarǝtkǝ uqriduⱪ; Xǝrmǝndiqiliktin yüzimiz tɵküldi; Qünki yat adǝmlǝr Pǝrwǝrdigarning ɵyidiki muⱪǝddǝs jaylarƣa besip kirdi!».
52 Шуңа шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән униңдики ойма мәбудларни җазалаймән; Униң пүткүл зимини бойида ярилинип җан һәлқумида иңришиду.
Xunga xu künlǝr keliduki, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — Mǝn uningdiki oyma mǝbudlarni jazalaymǝn; Uning pütkül zemini boyida yarilinip jan ⱨǝlⱪumida ingrixidu.
53 Бабил асманларға көтирилгән болсиму, Униң жуқури истиһкам-қорғини мустәһкәмләнгән болсиму, Лекин Мениңдин униңға һалак қилғучилар йетип баридиған болди, — дәйду Пәрвәрдигар.
Babil asmanlarƣa kɵtürülgǝn bolsimu, Uning yuⱪiri istiⱨkam-ⱪorƣini mustǝⱨkǝmlǝngǝn bolsimu, Lekin Meningdin uningƣa ⱨalak ⱪilƣuqilar yetip baridiƣan boldi, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
54 Бабилдин налә-пәрядниң авази, Калдийләрниң зиминидин зор һалакәтниң садаси көтирилиду.
Babildin nalǝ-pǝryadning awazi, Kaldiylǝrning zeminidin zor ⱨalakǝtning sadasi kɵtürülidu.
55 Чүнки Пәрвәрдигар Бабилни һалак қилмақчи болиду; У униңдин вараң-чуруңлирини йоқитиду; Суларниң долқунлири өркәшләватқан сулардәк шарқирайду, Уларниң авази шавқунлап келиду.
Qünki Pǝrwǝrdigar Babilni ⱨalak ⱪilmaⱪqi bolidu; U uningdin warang-qurunglirini yoⱪitidu; Sularning dolⱪunliri ɵrkǝxlǝwatⱪan sulardǝk xarⱪiraydu, Ularning awazi xawⱪunlap kelidu.
56 Чүнки һалак қилғучи униңға, йәни Бабилға җәң қилишқа келиду, Шуниң билән униң палванлири әсиргә чүшиду; Уларниң оқялири сундурулиду; Чүнки Пәрвәрдигар — қисаслар алғучи Тәңридур; У яманлиқни яндурмай қалмайду.
Qünki ⱨalak ⱪilƣuqi uningƣa, yǝni Babilƣa jǝng ⱪilixⱪa kelidu, Xuning bilǝn uning palwanliri ǝsirgǝ qüxidu; Ularning oⱪyaliri sundurulidu; Qünki Pǝrwǝrdigar — ⱪisaslar alƣuqi Tǝngridur; U yamanliⱪni yandurmay ⱪalmaydu.
57 — Мән униң әмирлири, данишмәнлири, валийлири, һөкүмдарлири вә палванлирини мәс қилимән; Улар мәңгүгә ухлайду вә қайтидин һеч ойғанмайду — дәйду Падишаһ, — Нами самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
— Mǝn uning ǝmirliri, danixmǝnliri, waliyliri, ⱨɵkümdarliri wǝ palwanlirini mǝst ⱪilimǝn; Ular mǝnggügǝ uhlaydu wǝ ⱪaytidin ⱨeq oyƣanmaydu — dǝydu Padixaⱨ, — Nami samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar.
58 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бабилниң кәң сепиллири йәр билән йәксан қилиниду, Униң егиз дәрвазилири пүтүнләй көйдүрүлиду; Шуниң билән әлләрниң җан тикип тапқан меһнити беһудә болиду, Әл-жутларниң өзлириниң җапалиқ әҗири пәқәт отқа йеқилғу болиду.
Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Babilning kǝng sepilliri yǝr bilǝn yǝksan ⱪilinidu, Uning egiz dǝrwaziliri pütünlǝy kɵydürülidu; Xuning bilǝn ǝllǝrning jan tikip tapⱪan meⱨniti biⱨudǝ bolidu, Əl-yurtlarning ɵzlirining japaliⱪ ǝjiri pǝⱪǝt otⱪa yeⱪilƣu bolidu.
59 Йәһуда падишаси Зәдәкия тәхткә олтарған төртинчи жили, Бабилға барғинида Маһсеяһниң нәвриси, Нерияниң оғли Серая Зәдәкияға һәмраһ болуп барған (Серая баш ғоҗидар еди). Йәрәмия пәйғәмбәр униңға сөз тапилиған.
Yǝⱨuda padixaⱨi Zǝdǝkiya tǝhtkǝ olturƣan tɵtinqi yili, Babilƣa barƣinida Maⱨseyaⱨning nǝwrisi, Neriyaning oƣli Seraya Zǝdǝkiyaƣa ⱨǝmraⱨ bolup barƣan (Seraya bax ƣojidar idi). Yǝrǝmiya pǝyƣǝmbǝr uningƣa sɵz tapiliƣan.
60 Йәрәмия орам қәғәзгә Бабилниң бешиға чүшидиған барлиқ күлпәтләрни, — йәни Бабил тоғрилиқ пүтүклүк бу барлиқ сөзләрни язған еди;
Yǝrǝmiya oram ⱪǝƣǝzgǝ Babilning bexiƣa qüxidiƣan barliⱪ külpǝtlǝrni, — yǝni Babil toƣruluⱪ pütüklük bu barliⱪ sɵzlǝrni yazƣanidi;
61 вә Йәрәмия Сераяға мундақ деди: — Сән Бабилға йетип барғанда, бу сөзләрниң һәммисини оқуп чиқип вә: —
wǝ Yǝrǝmiya Serayaƣa mundaⱪ dedi: — Sǝn Babilƣa yetip barƣanda, bu sɵzlǝrning ⱨǝmmisini oⱪup qiⱪip wǝ: —
62 «Пәрвәрдигар, Сән бу җай тоғрилиқ: — Мән уни йәксан қилимәнки, униңда һеч ким, нә инсан нә һайван турмайдиған, мәңгүгә бир вәйранә болиду — дегәнсән» — дәйсән;
«Pǝrwǝrdigar, Sǝn bu jay toƣruluⱪ: — Mǝn uni yǝksan ⱪilimǝnki, uningda ⱨeqkim, nǝ insan nǝ ⱨaywan turmaydiƣan, mǝnggügǝ bir wǝyranǝ bolidu — degǝnsǝn» — dǝysǝn;
63 шундақ қилип бу язмини оқуп чиққандин кейин, униңға таш теңип, Әфрат дәриясиниң оттурисиға чөрүвәт,
xundaⱪ ⱪilip bu yazmini oⱪup qiⱪⱪandin keyin, uningƣa tax tengip, Əfrat dǝryasining otturisiƣa qɵrüwǝt,
64 вә: «Мән униң үстигә чүшүрмәкчи болған күлпәтләр түпәйлидин, Бабил [шу ташқа] охшашла ғәриқ болуп қайтидин өрлимәйду; улар һалидин кетиду» — дәйсән. Йәрәмияниң сөзлири мошу йәрдә түгиди.
wǝ: «Mǝn uning üstigǝ qüxürmǝkqi bolƣan külpǝtlǝr tüpǝylidin, Babil [xu taxⱪa] ohxaxla ƣǝrⱪ bolup ⱪaytidin ɵrlimǝydu; ular ⱨalidin ketidu» — dǝysǝn. Yǝrǝmiyaning sɵzliri muxu yǝrdǝ tügidi.

< Йәрәмия 51 >