< Йәрәмия 50 >
1 Пәрвәрдигар Йәрәмия пәйғәмбәр арқилиқ Бабил тоғрилиқ, йәни Калдийләрниң зимини тоғрилиқ ейтқан сөз: —
關於巴比倫和加色丁地上主藉耶肋米亞先知所說的話:
2 Әлләр арисида шу хәвәрни елан қилип җакалаңлар, түғ көтириңлар; җакалаңлар, уни йошурмаңлар! — «Бабил ишғал қилинди; Бәл болса хиҗаләткә қалдурулди, Мардук патипарақ болуп кәтти; Бабилниң ойма бутлири хиҗаләткә қалдурулди, жиркиничлик нәрсилири патипарақчилиққа чүшти!» — дәңлар.
你們該在民族間宣布傳揚,該樹起旗幟傳揚,不該隱瞞,說:「巴比倫已陷落了,貝耳遭受了羞辱,默洛達客傾倒了;她的偶像遭受了恥辱,她的神祇傾倒了。」
3 Чүнки шималдин униңға җәң қилмақчи болған бир әл келиду; у униң зиминини вәйран қилиду, һеч ким шу йәрдә турмайду; инсан һәм һайванму қечип кетиду, улар йоқ болиду.
因為有一民族從北方上來,向她進攻,使她的國土化為無人居住,人獸絕跡的荒野。
4 Шу күнләрдә, шу чағда, — дәйду Пәрвәрдигар, — Исраил хәлқи келиду, улар һәм Йәһуда хәлқи билән биллә келиду, улар жиғлиған һалда меңип Пәрвәрдигар Худасини издәшкә келиду.
在那些日子裡和在那時期中──上主的斷語──以色列子民要與猶大子民一同歸來,且走且哭,尋覓上主他們的天主,
5 Улар Зионниң йолини сорайду, йүзлирини униңға қаритип: «Һәргиз унтулмас мәңгүлүк бир әһдә билән өзимизни Пәрвәрдигарға бағлайли» — дәйду.
他們必詢問熙雍的所在,面朝往那裏的道路說:來,讓我們以永久不可忘的盟約依附上主! 」
6 — Мениң хәлқим азған қойлардур; уларниң баққучилири уларни аздурған, уларни тағларда тенитип жүргән; улар тағдин дөңгә кезип жүрүп, өз арамгаһини унтуғандур.
我的人民是一群迷途的羊群,他們的牧人使他們流浪,在群山間徘徊,翻山越嶺地漫遊,忘掉了自己的羊棧。
7 Уларни учратқанларниң һәммиси уларни йәп кәткән, күшәндилири улар тоғрилиқ: «Биздә [бу ишларда] һеч гуна йоқ, чүнки улар ата-бовилириниң үмүти болған Пәрвәрдигар, йәни һәққанийлиқниң яйлақ-туралғуси болған Пәрвәрдигарниң алдида гуна садир қилған!» — дегән.
凡遇見他們的,將他們吞噬;他們的仇敵反而說:「我們並沒有過錯,因為是他們得罪了上主,正義的淵源和他們祖先的希望。」
8 [И хәлқим], Бабил оттурисидин қечиңлар, калдийләрниң зиминини ташлап чиқиңлар, падини йетәклигүчи текиләрдәк болуңлар.
你們該逃離巴比倫,走出加色丁地,如同羊群前領頭的公山羊。
9 — Чүнки мана, шималий зиминдин Бабилға һуҗум қилмақчи болған зор бир топ улуқ әлләрни қозғаймән; улар өзлирини униңға қарши сәпкә қошиду; шуниң билән Бабил шу йәрдин чиққанлар тәрипидин әсиргә чүшиду. Уларниң оқлириниң һәммиси батур мәргәнләрниңкидәк болиду; уларниң һеч қайсиси җәңдин қуруқ қол кәлмәйду.
因為,看,我必從北方,發動一群強盛的民族前來進攻巴比倫,列陣向她進攻,就地將她攻陷;他們的箭像是善戰的勇士,從不空手而歸。
10 Калдийә болса олҗа болиду; олҗа алған барлиқ булиғучилар униңдин қанаәтлиниду, — дәйду Пәрвәрдигар;
加色丁必遭劫掠,凡劫掠她的,必心滿意足──上主的斷語。
11 — Чүнки силәр шатланғансиләр, силәр яйрап кәткәнсиләр, и мирасим болған [хәлқимни] булаң-талаң қилғучилар! Чүнки силәр чемәндә турған мозайлардәк сәкригәнсиләр, айғирлардәк хошаллиқтин кишнигәнсиләр!
你們搶奪我產業的人,你們儘管喜樂,儘管歡欣:跳躍,好像踏青的小公牛;嘶鳴,有如獲偶的牡馬!
12 Әнди ана [юртуң] зор хиҗаләткә қалдурулиду; рәсвачилиқ сени туғғучини қаплайду; мана, у әлләрниң дашқили, — бир җаңгал, қағҗирақ йәр вә чөл-баяван болуп қалиду.
你們的母親已遭受極大的恥辱,生養你的,已滿面羞慚。看,她已成為民族中最卑下的,成了曠野、旱地和荒原;
13 Пәрвәрдигарниң ғәзиви түпәйлидин, униң һеч аһалиси болмайду, бәлки толуқ ташливетилгән болиду; Бабилдин өтидиғанларниң һәммиси униң барлиқ яра-вабалири түпәйлидин вәһимигә чүшүп уш-уш қилиду.
在上主的盛怒下,她已無人居住,滿目淒涼:凡經過巴比倫的人,看見的種種慘狀,莫不驚異嗟嘆。
14 Бабилға җәң қилиш үчүн униң әтрапида сәпкә тизилиңлар, барлиқ оқячилар; униңға етиңлар, оқларни һеч айимаңлар; чүнки у Пәрвәрдигар алдида гуна садир қилған.
一切開張弓弩的射手! 你們應列陣圍攻巴比倫,向她射擊,不要吝惜箭羽,因為她得罪了上主。
15 Униң әтрапида җәң чуқанлирини көтириңлар; у тәслим болуп қол көтириду; мунарлири өрүлиду, сепиллири ғулитилиду; чүнки бу Пәрвәрдигарниң алған қисасидур. Униңдин қисас елиңлар; у башқиларға немә қилған болса униңғиму шуни қилиңлар.
你們四周圍繞,向她吶喊! 她必伸手請降,她的城樓必將陷落,她的城牆必要被攻陷,因為這是上主的報復。你們報復她,照她作的還報!
16 Бабилдин уруқ териғучи һәм һосул вақтидики оғақ салғучиларни йоқ қилиңлар; зулумкарниң қиличиниң қорқунучи түпәйлидин буларниң һәр бири өз елигә қайтип, һәр бири өз ана жутиға қачсун!
你們要殲滅巴比倫播種和手持鐮刀收割的人! 面臨無情的刀劍,各人回歸自己的民族,各自逃往自己的故鄉。
17 Исраил тарқитиветилгән қой падисидур; ширлар уларни һайдивәткән; дәсләптә Асурийәниң падишаси уларни йәп кәткән, ахирида бу Бабил падишаси Небоқаднәсар униң устиханлирини езип ғаҗилиған.
以色列是獅子追捕的亡羊,首先吞噬她的,是亞述君王;最後咬碎她骨骸的,是拿步高巴比倫王。
18 Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән Асурийәниң падишасиниң йениға келип, уни җазалиқинимдәк, мән Бабил падишасини һәм зиминини җазалаймән.
為此,萬軍的上主,以色列的天主這樣說:「看,我要懲罰巴比倫王和他的國土,就如我懲罰了亞述君王一樣。
19 Мән Исраилни қайтидин өз яйлиғиға қайтуримән, у Кармәл теғида, Башан зиминида озуқлиниду, униң җени Әфраим теғи үстидә һәм Гилеад зиминида қанаәтлиниду.
我要領以色列回歸自己的牧場,在加爾默耳和巴商牧放,使他們的心靈在厄弗辣因與基肋阿得山上,獲得滿足。
20 Шу күнләрдә, шу чағда, — дәйду Пәрвәрдигар, — Исраилниң қәбиһлиги издәлсә, һеч тепилмайду; Йәһуданиң гуналири издәлсә, һеч тепилмайду; чүнки Мән қалдурған қалдисини кәчүрүм қилимән.
那些日子裏和在那時期中──上主的斷語──要想尋求以色列的不義,卻一無所有;要想尋猶大的罪惡,卻一無所見;因為我必寬恕我留下的遺民。
21 — Мератаимниң зиминиға зәрб билән җәң қилишқа, Пекодта туруватқанларғиму җәң қилишқа чиқиңлар; уларни вәйран қилиңлар, қалдуғиниму һалак қилиңлар, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән немини саңа буйруған болсам шуни ада қилиңлар.
你們該向默辣塔因地推進,進攻培科得的居民,屠殺,徹底將他們消滅──上主的斷語──全照我吩咐的進行。
22 Җәң садалири [Бабил] зиминида аңлиниду; у зор һалакәтниң садасидур!
地上發生了交戰的吶喊,巨大的毀滅。
23 Әслидә пүткүл йәр йүзини урған базған шу дәриҗидә сундуруп чеқиветилдиғу! Бабил әлләр арисида шунчә бир дәһшәт басқучи болуп чиққантиғу!
怎麼,威震全地的鎚子也被破碎毀壞了﹖怎麼,巴比倫在萬民中也變得如此悽涼﹖
24 Мән саңа қапқан қурдум; сән, и Бабил, һеч билмәйла униңға тутулдуң; Пәрвәрдигар билән қаршилишишиң түпәйлидин сән тепилип тутулдуң.
我給你佈下羅網,你竟被捉住;而你,巴比倫,尚不自覺;你被尋獲,且被捉住,因為你竟敢違抗上主! 」
25 Пәрвәрдигар қурал амбирини ечип, ғәзивидики қураллирини елип чиқарди; чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар калдийләрниң зиминида қилидиған иши бардур.
上主開了自已的武庫,搬出了自己洩怒的武器,因為吾主萬軍的上主,在加色丁地有事要完成。
26 Униң һәр чәт-чәтлиридин келип униңға һуҗум қилиңлар, амбарлирини ечиветиңлар; өнчиләрни догилиғәндәк уни харабә-харабә қилип догилап вәйран қилиңлар; униң һеч немисини қалдурмаңлар!
你們從四面八方向她湧來,打開她的倉庫,堆積成堆,徹底消滅,不給她留下殘餘;
27 Униң барлиқ топақлирини өлтүрүветиңлар! Улар союлушқа чүшсун! Уларниң һалиға вай! Чүнки уларниң күни, йәни җазалиниш вақти йетип кәлди.
屠殺她的一切公牛,叫他們下入屠場! 卜們的災難臨頭,因為他們的日子到了,到了懲罰他們的時候。
28 Аңлаңлар! Зионға келип, Пәрвәрдигар Худайимизниң қисасини, йәни ибадәтханиси үчүн алған қисасини җакалайдиған, Бабил зиминидин қачқан панаһ издигүчиләрниң авазини аңлаңлар!
聽從巴比倫地逃命出走的人,在熙雍報告說:「上主我們的天主在復仇,為自己的殿宇雪恥。
29 Бабилға һуҗум қилиш үчүн оқячиларни, йәни барлиқ каманни әккүчиләрни чақириңлар; Бабилниң әтрапида баргаһ қуруп қоршивелиңлар; һеч кимни қачқузмаңлар; өз қилмишини өз бешиға чүшүрүңлар; у немиләрни қилған болса, униңғиму шуни қилиңлар; чүнки у Пәрвәрдигарға — Исраилдики Муқәддәс Болғучиға қарши көрәңләп кәткән еди.
你們召集弓手,一切挽弓的人,來向巴比倫進攻,在她周圍紮營,不要讓她有人逃脫,該按照她的作為而報復她,照她所作的對待她,因為她傲慢反對上主,反對以色列的聖者。
30 Шуңа униң жигитлири кочилирида жиқилиду; шу күнидә униң барлиқ җәңчи палванлири йоқитилиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
為此,她的青年人要倒斃在她的廣場,她所有的戰士都要在那一天內滅亡──上主的斷語──
31 Мана, Мән саңа қаршидурмән, и көрәңләп кәткучи, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — чүнки сениң күнүң, йәни Мән йениңға йеқин келип җазалайдиған күн йетип кәлди;
你這驕橫的人! 看,我來對付你──我主萬軍上主的斷語──因為你的日子到了,到了懲罰你的時候。
32 көрәңләп кәткучи путлишип жиқилиду, һеч ким уни қайтидин йөләп турғузмайду; бәрһәқ, Мән униң шәһәрлиригә от яқимән, у униң әтрапидикиләрниң һәммисини көйдүрүп жутуп кетиду.
驕橫的必要傾覆顛仆,再沒有人來使她復興;我必放火燒毀她的城市,火要吞滅她四周的一切。」
33 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Исраиллар Йәһудалар билән биллә езилип хорлуқни көргән; уларни әсир қилғанлар уларни қаттиқ қамап тутқан еди; уларни қоюветишни рәт қилған.
萬軍的上主這樣說:「以色列子民與猶大子民一同遭受了壓迫;凡俘擄他們的,都扣留他們,不肯釋放。」
34 Лекин уларниң Һәмҗәмәт-Қутқузғучиси күчлүктур; самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар уларниң дәвасини әстайидиллиқ билән сорайду, шуниң билән У уларниң зиминиға арамлиқ бериду, Бабилдикиләргә арамсизлиқ йәткүзиду.
但是他們的救贖者,名叫萬軍的上主,剛強有力,必要辯護他們的案件,使大地安寧,使巴比倫的居民惶亂。
35 Калдийләр үстигә, Бабилда туруватқанлар үстигә һәмдә Бабилниң әмирлири вә данишмәнлири үстигә қилич чүшиду, — дәйду Пәрвәрдигар;
刀劍加於加色丁人──上主的斷語──加於巴比倫的居民,她的公卿和她的謀臣;
36 қилич палчилар үстигә чүшкәндә, улар һамақәт-ахмақлардәк көрүниду; қилич уларниң палванлири үстигә чүшүп, улар патипарақ болуп кетиду;
刀劍加於她的巫士,使他們瘋狂;刀劍加於她的勇士,叫他們驚慌;
37 қилич уларниң атлири үстигә, җәң һарвулири үстигә, уларниң сәплиридә турған барлиқ ят ләшкәрләр үстигә чүшиду, улар аяллардәк болиду; қилич ғәзнилири үстигә чүшиду, улар булаң-талаң қилиниду.
刀劍加於她的戰馬戰車,加於她境內所有的雜族,使他們柔弱如婦女;刀劍加於她的府庫,使人任意搶奪;
38 Қурғақчилиқ уларниң сулири үстигә чүшүп, улар қуруп кетиду; буларниң сәвәви зимини ойма бутларға толуп, улар қорқунучлуқ мәбудлар түпәйлидин тәлвишип кәткән.
刀劍加於她的水源,叫水源涸竭,因為她偶像遍地,人們癡戀這些怪物;
39 Шуңа чөлдики җаниварлар вә чилбөриләр бирликтә шу йәрдә туриду; шу йәрдә һувқушлар маканлишиду; у мәңгүгә адәмзатсиз болиду, дәвирдин-дәвиргә һеч аһалилик болмайду.
為此,她必成為野貓和野狗的巢穴,駝鳥的棲身地,永遠不會有人居住,世世代代不會有居民;
40 Худа Содом вә Гоморрани әтрапидики шәһәрлири билән биллә өрүвәткинидәк, һеч ким шу йәрдә турмайду, инсан балилири шу йәрдә олтирақлашмайду, — дәйду Пәрвәрдигар.
恰如天主滅亡了的索多瑪、哈摩辣及附近的城市一樣──上主的斷語──再沒有人居住,再沒有人留宿。
41 — Мана, шималдин бир хәлиқ, улуқ бир әл чиқип келиду; йәр йүзиниң чәт-чәтлиридин нурғун падишалар қозғилиду.
看,有一個民族,從北方來,有一個強盛的異邦和許多君王從地極興起,
42 Улар оқя һәм нәйзини тутуп қураллиниду; улар вәһший, һеч рәһим көрсәтмәйдиған болиду; атлириға мингәндә уларниң авазлири деңиздәк шавқунлайду; улар җәңгә атлатқан адәмләрдәк сәп-сәп болуп, саңа һуҗум қилмақчи, и Бабил қизи!
緊握弓矛,殘忍無情,像海嘯般喧嚷,騎著戰馬,萬眾一心,嚴陣準備向你進攻,巴比倫女郎!
43 Бабил падишаси уларниң хәвирини аңлапла қоллири титрәп бошап кетиду; ғәм-қайғу уни тутиду, толғаққа чүшкән аялдәк азаплар уни бесивалиду.
巴比倫王聽到了他們前來的消息,束手無策,不勝憂慮,痛苦得有如臨盆的產婦。
44 Мана, Иордан дәрияси бойидики чавар-чатқаллиқтин чиқип, дайим еқип туридиған шу сулар бойидики яйлақтики қойларни тарқатқан бир ширдәк Мән Бабилдикиләрни бәдәр қачқузимән. Әнди кимни халисам Мән уни униң үстигә тикләймән; чүнки Маңа ким тәң келәләйду? Ким Мениңдин һесап елишқа Мени чақиралайду? Мениң алдимда туралайдиған пада баққучи барму?
看哪,好像一隻雄獅,從約但的叢林上來,走向常綠的牧場;同樣,我也要轉瞬間將他們趕走,派我選定的人來統治。誠然,誰是我的對手﹖誰敢向我提出質問﹖誰能對抗我的牧人﹖
45 Шуңа Пәрвәрдигарниң Бабилни җазалаштики мәхситини, шуниңдәк калдийләрниң зиминини җазалаш нийитини аңлаңлар: Уларниң кичиклириму тартип епкетилиду; бәрһәқ, қилмишлири түпәйлидин [Пәрвәрдигар] униң яйлиғини вәйранә қилиду.
為此,請你們聽上主對巴比倫設下的計謀,對加色丁地策劃的策略:連最弱小的羊也一定要被人牽去,他們的牧場也必對他們戰慄。
46 Бабилниң ишғал қилинғанлиғини аңлап йәр йүзи тәвринип кетиду; униң налә-пәряди барлиқ әлләргичә аңлиниду.
巴比倫轟然陷落,大地為之震動;哀號之聲,直達萬邦。