< Йәрәмия 5 >

1 [Пәрвәрдигар]: — Йерусалимниң рәстә-кочилирида уян-буян айлинип жүгүрүңлар, убдан көрүп биливелиңлар; мәйданлиридин издәп көрүңлар; адаләт билән иш көридиған, вәдисидә турушқа интилидиған бирла адәмни тапсаңлар, шунда мән бу [шәһәрни] кәчүримән!
שוטטו בחוצות ירושלם וראו נא ודעו ובקשו ברחובותיה אם תמצאו איש אם יש עשה משפט מבקש אמונה ואסלח לה׃
2 Гәрчә улар: «Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дәп қәсәм ичкән болсиму, улар ялғандин сөзләйду, [деди].
ואם חי יהוה יאמרו לכן לשקר ישבעו׃
3 — И Пәрвәрдигар, көзүң адаләт-бетәрәпликни издәп жүриду әмәсму? Сән буларни урдуң, лекин улар азапланмайду; Сән уларни набут қилип түгәштүрдүң, лекин улар тәрбийә қобул қилишни рәт қилип кәлди; улар йүзлирини таштин қаттиқ қилди, улар йолидин йенишни рәт қилиду»
יהוה עיניך הלוא לאמונה הכיתה אתם ולא חלו כליתם מאנו קחת מוסר חזקו פניהם מסלע מאנו לשוב׃
4 — мән: «Шүбһисизки, бундақ қилғанлар пәқәт намратлар, улар наданлар; чүнки улар Пәрвәрдигарниң йолини, Худасиниң һөкүм-көрсәтмилирини билмәйду» — дедим.
ואני אמרתי אך דלים הם נואלו כי לא ידעו דרך יהוה משפט אלהיהם׃
5 — «Мән мөтивәрләрниң йениға берип уларға сөзләймән; чүнки улар Пәрвәрдигарниң йолини, Худасиниң һөкүм-көрсәтмилирини билиду». Бирақ уларму боюнтуруқни үзүл-кесил бузуп, риштилирини үзүп ташлиған.
אלכה לי אל הגדלים ואדברה אותם כי המה ידעו דרך יהוה משפט אלהיהם אך המה יחדו שברו על נתקו מוסרות׃
6 — Шуңа ормандин чиққан бир шир уларни өлтүриду, баявандин чиққан бир бөрә уларни вәйран қилиду; илпиз шәһәрләргә қарап пайлайду; шәһәрләрдин чиққан һәр бири титма-титма қилиниду; чүнки уларниң асийлиқлири көпийип, вапасизлиқлири көпийиду.
על כן הכם אריה מיער זאב ערבות ישדדם נמר שקד על עריהם כל היוצא מהנה יטרף כי רבו פשעיהם עצמו משבותיהם׃
7 Мән зади немигә асасән сени кәчүримән? Сениң балилириң Мәндин ваз кечип, Худа әмәсләргә қәсәм ичмәктә; Мән һәммә һаҗәтлиридин чиққан болсамму, лекин улар зинахорлуқ қилип, паһишиләрниң өйигә топ-топ болуп меңиватиду.
אי לזאת אסלוח לך בניך עזבוני וישבעו בלא אלהים ואשבע אותם וינאפו ובית זונה יתגדדו׃
8 Улар сәмригән ишқваз айғирлар, улар һәр бири өз йеқининиң аялиға һәвәс қилип кишнәватиду.
סוסים מיזנים משכים היו איש אל אשת רעהו יצהלו׃
9 Бу ишлар түпәйлидин уларни җазалимай қоямдим? — дәйду Пәрвәрдигар, — Мениң җеним мошундақ бир әлдин қисас алмай қоямду?
העל אלה לוא אפקד נאם יהוה ואם בגוי אשר כזה לא תתנקם נפשי׃
10 Униң үзүм чүнәклиридин өтүп, таллирини вәйран қилиңлар; лекин уларни пүтүнләй набут қилмаңлар; шахлирини қирип ташлаңлар, чүнки улар Пәрвәрдигарға тәвә әмәстур;
עלו בשרותיה ושחתו וכלה אל תעשו הסירו נטישותיה כי לוא ליהוה המה׃
11 чүнки Исраил җәмәти вә Йәһуда җәмәти Маңа мутләқ вапасизлиқ қилди, — дәйду Пәрвәрдигар.
כי בגוד בגדו בי בית ישראל ובית יהודה נאם יהוה׃
12 Улар: «У һеч немә қилмайду! Бизгә һеч апәт чүшмәйду; нә қилич нә қәһәтчиликни көрмәймиз!» — дәп Пәрвәрдигардин тенип кәтти.
כחשו ביהוה ויאמרו לא הוא ולא תבוא עלינו רעה וחרב ורעב לוא נראה׃
13 Пәйғәмбәрләр болса пәқәт бир шамалдин ибарәт болиду, халас; [Пәрвәрдигарниң] сөз-калами уларда йоқтур; уларниң сөзлири өз бешиға янсун!
והנביאים יהיו לרוח והדבר אין בהם כה יעשה להם׃
14 Шуңа Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа маңа мундақ дәйду: — Бу хәлиқ мошу сөзни қилғини үчүн, мана, Мән ағзиңға салған сөзлиримни от, бу хәлиқни отун қилимәнки, от уларни көйдүрүп ташлайду.
לכן כה אמר יהוה אלהי צבאות יען דברכם את הדבר הזה הנני נתן דברי בפיך לאש והעם הזה עצים ואכלתם׃
15 — Мана, Мән жирақтин бир әлни елип келимән, и Исраил җәмәти, — дәйду Пәрвәрдигар, — У күчлүк бир әл, қедимий бир әл, тилини сән билмәйдиған вә гәплирини сән һеч чүшәнмәйдиған бир әл болиду;
הנני מביא עליכם גוי ממרחק בית ישראל נאם יהוה גוי איתן הוא גוי מעולם הוא גוי לא תדע לשנו ולא תשמע מה ידבר׃
16 уларниң оқдени йоған ечилған бир гөрдур; уларниң һәммиси батур палванлардур.
אשפתו כקבר פתוח כלם גבורים׃
17 Улар һосулиңни вә нениңни йәп кетиду, оғул-қизлириңни йәп кетиду, кала-қой падилириңни йәп кетиду, үзүм таллириңни вә әнҗур дәрәқлириңни йәп кетиду; улар сән таянған мустәһкәм шәһәрлириңни қилич билән вәйран қилиду.
ואכל קצירך ולחמך יאכלו בניך ובנותיך יאכל צאנך ובקרך יאכל גפנך ותאנתך ירשש ערי מבצריך אשר אתה בוטח בהנה בחרב׃
18 Һалбуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — шу күнләрдиму силәрни пүтүнләй түгәштүрмәймән.
וגם בימים ההמה נאם יהוה לא אעשה אתכם כלה׃
19 Шу чағда [хәлқиң]: «Пәрвәрдигар Худайимиз немишкә мошу ишларниң һәммисини бешимизға чүшүргән?» — дәп сориса, әнди сән [Йәрәмия] уларға: «Силәр Мәндин йүз өрүп, өз зиминиңларда ят илаһларниң қуллуғида болғиниңлардәк, силәр өз вәтиниңлар болмиған бир зиминда ят болғанларниң қуллуғида болисиләр» — дегин.
והיה כי תאמרו תחת מה עשה יהוה אלהינו לנו את כל אלה ואמרת אליהם כאשר עזבתם אותי ותעבדו אלהי נכר בארצכם כן תעבדו זרים בארץ לא לכם׃
20 — Яқупниң җәмәтидә шуни җакалиғинки вә Йәһуда арисида шуни елан қилғинки,
הגידו זאת בבית יעקב והשמיעוה ביהודה לאמר׃
21 «Буни аңлаңлар, и надан вә әқли йоқ, көзи туруп көрмәйдиған, қулиқи туруп аңлимайдиған бир хәлиқ: —
שמעו נא זאת עם סכל ואין לב עינים להם ולא יראו אזנים להם ולא ישמעו׃
22 Мәндин қорқмамсиләр? — дәйду Пәрвәрдигар, — Деңиз сүйи үчүн саһилни мәңгүлүк чәклимә қилип, «Бу йәрдин өтмә» дәп бекиткән Мениң алдимда тәвримәмсиләр? Мана, долқунлири өркәшлигини билән улар саһил үстидин һеч ғәлибә қилмайду; шавқунлиғини билән бу чәктин һәргиз һалқип өтәлмәйду.
האותי לא תיראו נאם יהוה אם מפני לא תחילו אשר שמתי חול גבול לים חק עולם ולא יעברנהו ויתגעשו ולא יוכלו והמו גליו ולא יעברנהו׃
23 Лекин бу хәлиқниң җаһил вә асийлиқ көңли бардур; улар йолдин чиқип өз бешимчилиқ қилип кәтти.
ולעם הזה היה לב סורר ומורה סרו וילכו׃
24 Улар көңлидә: «Өз вақтида ямғурларни, йәни авалқи һәм кейинки ямғурларни Бәргүчи, бизгә һосул пәслини бекитип аман-есән Сақлиғучи Пәрвәрдигар Худайимиздин әйминәйли» дегәнни һеч демәйду.
ולא אמרו בלבבם נירא נא את יהוה אלהינו הנתן גשם וירה ומלקוש בעתו שבעות חקות קציר ישמר לנו׃
25 Силәрниң қәбиһликлириңлар мошу ишларни силәргә несип қилмиған; силәрниң гуналириңлар силәрдин бәрикәтни мәһрум қилған.
עונותיכם הטו אלה וחטאותיכם מנעו הטוב מכם׃
26 Чүнки хәлқим арисида рәзилләр бардур; улар пистирмида ятқан қилтақчилардәк пайлап жүриду; улар қапқан селип, адәмләрни тутувалиду.
כי נמצאו בעמי רשעים ישור כשך יקושים הציבו משחית אנשים ילכדו׃
27 Тутқан қушларға толған қәпәстәк, уларниң өйлири алдамчилиқтин еришкән маллар билән толған; улар шу йол билән бүйүк һәм бай болуп кәтти.
ככלוב מלא עוף כן בתיהם מלאים מרמה על כן גדלו ויעשירו׃
28 Улар сәмрип, пақирап кәтти; бәрһәқ, улар рәзил ишларни қилишқа маһир болуп кәтти; улар өз мәнпәәтини көзләп хәқләрниң дәвасини, житим-йесирләрниң дәвасини соримайду; намратларниң һоқуқини қоғдайдиған һөкүмни улар чиқармайду.
שמנו עשתו גם עברו דברי רע דין לא דנו דין יתום ויצליחו ומשפט אביונים לא שפטו׃
29 Бу ишлар түпәйлидин уларни җазалимай қоямдим?! — дәйду Пәрвәрдигар, — Мениң җеним мошундақ бир әлдин қисас алмай қоямду?
העל אלה לא אפקד נאם יהוה אם בגוי אשר כזה לא תתנקם נפשי׃
30 Зиминда интайин қорқунучлуқ вә жиркиничлиқ бир иш садир қилинғанки —
שמה ושערורה נהיתה בארץ׃
31 Пәйғәмбәрләр ялған-сахта бешарәтләрни бәрмәктә; каһинлар болса өз һоқуқ даирисини кеңәйтип һөкүмранлиқ қилмақта; Мениң хәлқимму бу ишларни яқтуриду. Лекин буларниң ақивитидә қандақ қилисиләр?
הנביאים נבאו בשקר והכהנים ירדו על ידיהם ועמי אהבו כן ומה תעשו לאחריתה׃

< Йәрәмия 5 >