< Йәрәмия 49 >
1 Аммонийлар тоғрилиқ. Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Исраилниң пәрзәнтлири йоқмикән? Униң мирасхорлири йоқмиду? Әнди немишкә Милком Гадниң зиминиға варислиқ қилди, Милкомға тәвә болған хәлиқ немишкә Гадниң шәһәрлиридә туриду?
Ammoniylar toghruluq. Perwerdigar mundaq deydu: — Israilning perzentliri yoqmiken? Uning mirasxorliri yoqmidu? Emdi némishqa Milkom Gadning zéminigha warisliq qildi, Milkomgha tewe bolghan xelq némishqa Gadning sheherliride turidu?
2 Шуңа мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Аммонийларниң Раббаһ шәһиридә җәң садалирини аңлитимән; у харабилик дөң болиду; тәвә шәһәрлири от қоюп күйдүрүлиду; Исраил қайтидин өзлирини егиливалғанларға егидарчилиқ қилиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
Shunga mana, shu künler kéliduki, — deydu Perwerdigar, — Ammoniylarning Rabbah shehiride jeng sadalirini anglitimen; u xarabilik döng bolidu; tewe sheherliri ot qoyup küydürülidu; Israil qaytidin özlirini igiliwalghanlargha igidarchiliq qilidu, — deydu Perwerdigar.
3 — Зарлаңлар, и Һәшбон! Чүнки Айи шәһири харабә қилинған! Раббаһ қизлири, өзүңларға бөз рәхтни бағлап матәм тутуңлар; сепил ичидә уян-буян патипарақ жүгүрүңлар; чүнки Милком вә униң каһинлири, униңға тәвәлик әмирлири сүргүн болиду.
— Zarlanglar, i Heshbon! Chünki Ayi shehiri xarabe qilin’ghan! Rabbah qizliri, özünglargha böz rextni baghlap matem tutunglar; sépil ichide uyan-buyan patiparaq yügürünglar; chünki Milkom we uning kahinliri, uninggha tewelik emirliri sürgün bolidu.
4 Немишкә күч-һәйвитиңни даңлайсән? Сениң күчүң еқип кетиватиду, и: «Ким маңа йеқинлишишқа петиналисун?» дәп өз байлиқлириңға таянған, асийлиқ қилғучи қиз!
Némishqa küch-heywitingni danglaysen? Séning küchüng éqip kétiwatidu, i: «Kim manga yéqinlishishqa pétinalisun?» dep öz bayliqliringgha tayan’ghan, asiyliq qilghuchi qiz!
5 Мана, Мән барлиқ әтрапиңдикиләрдин вәһшәт чиқирип үстүңгә чүшүримән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар, — шуниң билән силәр һәр бириңлар һайдиветилисиләр, алди-кәйбиңгә қаримай қачисиләр; қачқанларни йәнә жиғғучи һеч ким болмайду.
Mana, Men barliq etrapingdikilerdin wehshet chiqirip üstüngge chüshürimen, — deydu samawi qoshunlarning Serdari bolghan Reb Perwerdigar, — shuning bilen siler herbiringlar heydiwétilisiler, aldi-keybingge qarimay qachisiler; qachqanlarni yene yighghuchi héchkim bolmaydu.
6 Лекин кейинки күнләрдә, Аммонийларни сүргүнлүгидин қайтуруп әслигә кәлтүримән, — дәйду Пәрвәрдигар.
Lékin kéyinki künlerde, Ammoniylarni sürgünlükidin qayturup eslige keltürimen, — deydu Perwerdigar.
7 Едом тоғрилиқ: Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Теманда һазир даналиқ тепилмамду? Данишмәнлиридин несиһәт йоқап кәттиму? Уларниң даналиқини дат бесип қалғанму?!
Édom toghruluq: Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar — Israilning Xudasi mundaq deydu: — Témanda hazir danaliq tépilmamdu? Danishmenliridin nesihet yoqap kettimu? Ularning danaliqini dat bésip qalghanmu?!
8 Бурулуп қечиңлар, пинһан җайлардин туралғу тепип туруңлар, и Деданда туруватқанлар! Чүнки Мән Әсавға тегишлик балаю-апәтни, йәни уни җазалайдиған күнини бешиға чүшүримән.
Burulup qéchinglar, pinhan jaylardin turalghu tépip turunglar, i Dédanda turuwatqanlar! Chünki Men Esawgha tégishlik balayi’apetni, yeni uni jazalaydighan künini béshigha chüshürimen.
9 Үзүм үзгүчиләр йениңға кәлсиму, улар азрақ васаңларни қалдуриду әмәсму? Оғрилар кечиләп йениңға кирсиму, улар өзлиригә чушлуқла бузуп, оғрилайду әмәсму?
Üzüm üzgüchiler yéninggha kelsimu, ular azraq wasanglarni qalduridu emesmu? Oghrilar kéchilep yéninggha kirsimu, ular özlirige chushluqla buzup, oghrilaydu emesmu?
10 Мән Әсавни ялаңачливетимән, у йошурунғидәк җай қалмиғичә далда җайлирини ечип ташлаймән; униң нәсли, қериндашлири һәм хошнилири йоқайду; у өзи йоқ болиду.
Men Esawni yalingachliwétimen, u yoshurun’ghudek jay qalmighuche dalda jaylirini échip tashlaymen; uning nesli, qérindashliri hem qoshniliri yoqaydu; u özi yoq bolidu.
11 Лекин житим-йесирлириңни қалдур, Мән уларниң һаятини сақлаймән; тул хотуниңлар Маңа таянсун.
Lékin yétim-yésirliringni qaldur, Men ularning hayatini saqlaymen; tul xotuninglar Manga tayansun.
12 Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, [ғәзивимниң] қәдәһидин ичишкә тегишлик болмиғанлар чоқум униңдин ичмәй қалмайдиған йәрдә, сән җазаланмай қаламсән? Сән җазаланмай қалмайсән; сән чоқум униңдин ичисән.
Chünki Perwerdigar mundaq deydu: — Mana, [ghezipimning] qedehidin ichishke tégishlik bolmighanlar choqum uningdin ichmey qalmaydighan yerde, sen jazalanmay qalamsen? Sen jazalanmay qalmaysen; sen choqum uningdin ichisen.
13 Чүнки Өз намим билән қәсәм ичкәнмәнки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Бозраһ дәһшәт басидиған һәм рәсва қилинидиған бир объекти, харабилик вә ләнәт сөзи болиду; униң әтрапидики шәһәрлири дайимлиқ харабилик болиду.
Chünki Öz namim bilen qesem ichkenmenki, — deydu Perwerdigar, — Bozrah dehshet basidighan hem reswa qilinidighan bir obyékti, xarabilik we lenet sözi bolidu; uning etrapidiki sheherliri daimliq xarabilik bolidu.
14 Мән Пәрвәрдигардин шу бир хәвәрни аңлашқа муйәссәр болдум, — вә бир әлчи әлләр арисиға әвәтилгән еди — У: «Униңға һуҗум қилишқа жиғилиңлар! Униңға җәң қилишқа орнуңлардин туруңлар!» — дәп хәвәр бериду.
Men Perwerdigardin shu bir xewerni anglashqa muyesser boldum, — we bir elchi eller arisigha ewetilgenidi — U: «Uninggha hujum qilishqa yighilinglar! Uninggha jeng qilishqa ornunglardin turunglar!» — dep xewer béridu.
15 Мана, Мән сени әлләр арисида кичик, Инсанлар арисида кәмситилгән қилимән.
Mana, Men séni eller arisida kichik, Insanlar arisida kemsitilgen qilimen.
16 Сениң өзгиләргә дәһшәт салидиғанлиғиң, Көңлүңдики тәкәббурлуғуң өзүңни алдап қойди; Һәй тик қияниң йериқлири ичидә турғучи, Туралғуң егизликниң жуқури тәрипидә болғучи, Гәрчә сән чаңгаңни бүркүтниңкидәк жуқури ясисаңму, Мән шу йәрдин сени чүшүриветимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
Séning özgilerge dehshet salidighanliqing, Könglüngdiki tekebburluqung özüngni aldap qoydi; Hey tik qiyaning yériqliri ichide turghuchi, Turalghung égizlikning yuqiri teripide bolghuchi, Gerche sen changgangni bürkütningkidek yuqiri yasisangmu, Men shu yerdin séni chüshüriwétimen, — deydu Perwerdigar.
17 — Вә Едом толиму вәһимилик болиду; Едомдин өтидиғанларниң һәммиси униң барлиқ яра-вабалири түпәйлидин вәһимигә чүшүп, уш-уш қилиду.
— We Édom tolimu wehimilik bolidu; Édomdin ötidighanlarning hemmisi uning barliq yara-wabaliri tüpeylidin wehimige chüshüp, ush-ush qilidu.
18 Содом, Гоморра вә уларниң әтрапидики шәһәрлири билән биргә өрүветилгәндәк Едомму шундақ болиду, — дәйду Пәрвәрдигар, — һеч ким шу йәрдә турмайду, инсан балилири шу йәрдә олтирақлашмайду.
Sodom, Gomorra we ularning etrapidiki sheherliri bilen birge örüwétilgendek Édommu shundaq bolidu, — deydu Perwerdigar, — héchkim shu yerde turmaydu, insan baliliri shu yerde olturaqlashmaydu.
19 Мана, Иордан дәриясидики чавар-чатқаллиқтин чиқип, дайим еқип туридиған шу сулар бойидики яйлақтики [қойларни] тарқатқан бир ширдәк Мән [Едомдикиләрни] бәдәр қачқузимән. Әнди кимни халисам Мән уни Едомниң үстигә тикләймән; чүнки Маңа ким тәң келәләйду? Ким Мениңдин һесап елишқа Мени чақиралайду? Мениң алдимда туралайдиған пада баққучи барму?
Mana, Iordan deryasidiki chawar-chatqalliqtin chiqip, daim éqip turidighan shu sular boyidiki yaylaqtiki [qoylarni] tarqatqan bir shirdek Men [Édomdikilerni] beder qachquzimen. Emdi kimni xalisam Men uni Édomning üstige tikleymen; chünki Manga kim teng kéleleydu? Kim Méningdin hésab élishqa Méni chaqiralaydu? Méning aldimda turalaydighan pada baqquchi barmu?
20 Шуңа Пәрвәрдигарниң Едомни җазалаштики мәхситини, шуниңдәк Темандикиләрни җазалаш нийитини аңлаңлар: уларниң кичиклириму тартип епкетилиду; бәрһәқ, қилмишлири түпәйлидин Пәрвәрдигар униң яйлиғини вәйранә қилиду.
Shunga Perwerdigarning Édomni jazalashtiki meqsitini, shuningdek Témandikilerni jazalash niyitini anglanglar: ularning kichiklirimu tartip épkétilidu; berheq, qilmishliri tüpeylidin Perwerdigar uning yayliqini weyrane qilidu.
21 Уларниң жиқилип кәткән садасини аңлап йәр йүзидикиләр тәвринип кетиду; налә-пәрядлири «Қизил деңиз»ғичә аңлиниду.
Ularning yiqilip ketken sadasini anglap yer yüzidikiler tewrinip kétidu; nale-peryadliri «Qizil déngiz»ghiche anglinidu.
22 Мана, бириси бүркүттәк қанат йейип пәрваз қилип, Бозраһ үстигә шуңғуп чүшиду. Шу күни Едомдики палванларниң жүриги толғаққа чүшкән аялниң жүригидәк болиду.
Mana, birsi bürküttek qanat yéyip perwaz qilip, Bozrah üstige shungghup chüshidu. Shu küni Édomdiki palwanlarning yüriki tolghaqqa chüshken ayalning yürikidek bolidu.
23 Дәмәшқ тоғрилиқ: — Хамат, Арпад шәһиридикиләр хиҗаләткә қалдурулиду; чүнки улар шум хәвәр аңлайду; уларниң жүриги су болуп кетиду; давулғуп кәткән деңиздәк улар һеч тиничлиналмайду.
Demeshq toghruluq: — Xamat, Arpad shehiridikiler xijaletke qaldurulidu; chünki ular shum xewer anglaydu; ularning yüriki su bolup kétidu; dawulghup ketken déngizdek ular héch tinchlinalmaydu.
24 Дәмәшқ зәипләшти, қечишқа бурулиду; уни вәһимә басиду; азаплар толғаққа чүшкән аялни тутқандәк, азап вә дәрд-қайғу уни тутиду.
Demeshq zeipleshti, qéchishqa burulidu; uni wehime basidu; azablar tolghaqqa chüshken ayalni tutqandek, azab we derd-qayghu uni tutidu.
25 Нам-даңқи чиққан жут, Мән һозур алған шәһәр шу дәриҗидә ташливетилгән болиду!
Nam-dangqi chiqqan yurt, Men huzur alghan sheher shu derijide tashliwétilgen bolidu!
26 Шуңа униң жигитлири кочилирида жиқилиду, җәңгивар палванлар шу күни йоқитилиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар;
Shunga uning yigitliri kochilirida yiqilidu, jenggiwar palwanlar shu küni yoqitilidu, — deydu samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar;
27 — һәм Мән Дәмәшқниң сепилигә бир от яқимән, у Бән-Һададниң ордилирини жутувалиду.
— hem Men Demeshqning sépilige bir ot yaqimen, u Ben-Hadadning ordilirini yutuwalidu.
28 Бабил падишаси Небоқаднәсар йәңгән Кедар тоғрилиқ һәм Һазорниң падишалиқлири туғулуқ сөз: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Орнуңдин тур, Кедарға һуҗум қилип, шәриқтики адәмләрни булаң-талаң қил!» — дейилиду;
Babil padishahi Néboqadnesar yenggen Kédar toghruluq hem Hazorning padishahliqliri tughuluq söz: — Perwerdigar mundaq deydu: — «Ornungdin tur, Kédargha hujum qilip, sherqtiki ademlerni bulang-talang qil!» — déyilidu;
29 Һуҗум қилғанлар уларниң чедирлири һәм падилирини елип кетиду; уларниң чедир пәрдилири, барлиқ қача-қуча, төгилирини булап кетиду; хәқ уларға: «Тәрәп-тәрәпләрни вәһимә басиду!» дәп вақирайду.
Hujum qilghanlar ularning chédirliri hem padilirini élip kétidu; ularning chédir perdiliri, barliq qacha-qucha, tögilirini bulap kétidu; xeq ulargha: «Terep-tereplerni wehime basidu!» dep warqiraydu.
30 Қечип кетиңлар, бәдәр тикип пинһан җайлардин туралғу тепип туруңлар, и Һазордикиләр, — дәйду Пәрвәрдигар, — чүнки Бабил падишаси Небоқаднәсар силәргә җәң қилишқа қәст қилған, силәргә қарап нийити бузулған.
Qéchip kétinglar, beder tikip pinhan jaylardin turalghu tépip turunglar, i Hazordikiler, — deydu Perwerdigar, — chünki Babil padishahi Néboqadnesar silerge jeng qilishqa qest qilghan, silerge qarap niyiti buzulghan.
31 — Орнуңдин тур, сепил-дәрвазиларға егә болмиған арамхуда яшап, теч-аман турған әлгә җәң қилишқа чиқ; улар ялғуз туриду — дәйду Пәрвәрдигар,
— Ornungdin tur, sépil-derwazilargha ige bolmighan aramxuda yashap, tinch-aman turghan elge jeng qilishqa chiq; ular yalghuz turidu — deydu Perwerdigar,
32 — уларниң төгилири олҗа, топ-топ мал-варанлири ғәниймәт болиду; Мән чекә чачлирини чүшүргәнләрни төрт шамалға тарқитимән, уларниң бешиға һәр әтрапидин күлпәт чүшүримән, — дәйду Пәрвәрдигар;
— ularning tögiliri olja, top-top mal-waranliri gheniymet bolidu; Men chéke chachlirini chüshürgenlerni töt shamalgha tarqitimen, ularning béshigha her etrapidin külpet chüshürimen, — deydu Perwerdigar;
33 — Һазор болса чилбөриләрниң туралғуси, мәңгүгә вәйранә болиду. Һеч ким шу йәрдә турмайду, инсан балилири шу йәрдә олтирақлашмайду.
— Hazor bolsa chilbörilerning turalghusi, menggüge weyrane bolidu. Héchkim shu yerde turmaydu, insan baliliri shu yerde olturaqlashmaydu.
34 Йәһуда падишаси Зәдәкия тәхткә олтарған дәсләпки вақитлирида, Йәрәмия пәйғәмбәргә кәлгән Пәрвәрдигарниң сөзи мундақ еди: —
Yehuda padishahi Zedekiya textke olturghan deslepki waqitlirida, Yeremiya peyghemberge kelgen Perwerdigarning sözi mundaq idi: —
35 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән Еламниң ғоллуқ күчи болған оқясини сундуримән.
Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar mundaq deydu: — Mana, Men Élamning gholluq küchi bolghan oqyasini sundurimen.
36 Асманларниң төрт четидин төрт шамални чиқирип Еламниң үстигә чүшүримән; Мән уларни бу төрт шамалға тарқитимән; шуниң билән Еламдин һайдалғанләрниң бармайдиған әл-мәмликәтләр қалмайду.
Asmanlarning töt chétidin töt shamalni chiqirip Élamning üstige chüshürimen; Men ularni bu töt shamalgha tarqitimen; shuning bilen Élamdin heydelgenlerning barmaydighan el-memliketler qalmaydu.
37 Мән Еламни дүшмәнлири алдида һәм җенини издигүчиләрниң алдида дәккә-дүккигә чүшүримән; дәһшәтлик ғәзивимни бешиға төкүп, күлпәтләрни чүшүримән; уларни бәрбат қилғичә Мән қилични уларниң кәйнидин қоғлашқа әвәтимән.
Men Élamni düshmenliri aldida hem jénini izdigüchilerning aldida dekke-dükkige chüshürimen; dehshetlik ghezipimni béshigha töküp, külpetlerni chüshürimen; ularni berbat qilghuche Men qilichni ularning keynidin qoghlashqa ewetimen.
38 Мән Өз тәхтимни Еламда тикләймән, шу йәрдин падишаси вә шаһзадилирини йоқ қилимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
Men Öz textimni Élamda tikleymen, shu yerdin padishahi we shahzadilirini yoq qilimen, — deydu Perwerdigar.
39 — Лекин ахирқи заманларда, Мән Еламни сүргүнлүгидин қайтуруп әслигә кәлтүримән, — дәйду Пәрвәрдигар.
— Lékin axirqi zamanlarda, Men Élamni sürgünlükidin qayturup eslige keltürimen, — deydu Perwerdigar.