< Йәрәмия 48 >

1 Моаб тоғрилиқ: Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Небониң һалиға вай! Чүнки у харабә қилиниду; Кириатайим хиҗаләткә қалдурулуп, ишғал қилиниду; жуқури қорған болса хиҗаләткә қалдурулуп алақзадә болуп кәтти.
Moab toghruluq: Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar — Israilning Xudasi mundaq deydu: — Néboning haligha way! Chünki u xarabe qilinidu; Kiriatayim xijaletke qaldurulup, ishghal qilinidu; yuqiri qorghan bolsa xijaletke qaldurulup alaqzade bolup ketti.
2 Моаб йәнә һеч махталмайду; Һәшбонда кишиләр униңға: «Уни әл қатаридин йоқитайли» дәп сүйқәст қилиду; сәнму, и Мадмән, түгәштүрүлисән; қилич сени қоғлайду.
Moab yene héch maxtalmaydu; Heshbonda kishiler uninggha: «Uni el qataridin yoqitayli» dep suyiqest qilidu; senmu, i Madmen, tügeshtürülisen; qilich séni qoghlaydu.
3 Һоронаимдин аһ-зарлар көтирилиду: — «Аһ, вәйранчилиқ, дәһшәтлик патипарақчилиқ!»
Horonaimdin ah-zarlar kötürülidu: — «Ah, weyranchiliq, dehshetlik patiparaqchiliq!»
4 Моаб битчит қилинди! Униң кичиклиридин пәрядлири аңлиниду.
Moab bitchit qilindi! Uning kichikliridin peryadliri anglinidu.
5 Бәрһәқ, Луһитқа чиқидиған даван йолидин тохтимай жиғилар көтирилиду; Һоронаимға чүшидиған йолда һалакәттин азаплиқ налә-пәрядлар аңлиниду.
Berheq, Luhitqa chiqidighan dawan yolidin toxtimay yighilar kötürülidu; Horonaimgha chüshidighan yolda halakettin azabliq nale-peryadlar anglinidu.
6 Қечиңлар, җениңларни елип жүгүрүңлар! Чөлдики бир чатқал болуңлар!
Qéchinglar, jéninglarni élip yügürünglar! Chöldiki bir chatqal bolunglar!
7 Чүнки сән өз қилғанлириңға вә байлиқлириңға таянғанлиғиң түпәйлидин, сәнму әсиргә чүшисән; [бутуң] Кемош, униң каһинлири һәм әмирлири билән биллә сүргүн болиду.
Chünki sen öz qilghanliringgha we bayliqliringgha tayan’ghanliqing tüpeylidin, senmu esirge chüshisen; [butung] Kémosh, uning kahinliri hem emirliri bilen bille sürgün bolidu.
8 Вәйран қилғучи һәр бир шәһәргә җәң қилиду; шәһәрләрдин һеч қайси қечип қутулалмайду; Пәрвәрдигар дегәндәк җилғиму харабә болиду, түзләңликму һалакәткә йүзлиниду.
Weyran qilghuchi herbir sheherge jeng qilidu; sheherlerdin héchqaysi qéchip qutulalmaydu; Perwerdigar dégendek jilghimu xarabe bolidu, tüzlenglikmu halaketke yüzlinidu.
9 Далдиға берип қечиш үчүн Моабқа қанатларни бериңлар! Чүнки униң шәһәрлири харабилик, адәмзатсиз болиду
Daldigha bérip qéchish üchün Moabqa qanatlarni béringlar! Chünki uning sheherliri xarabilik, ademzatsiz bolidu
10 (Пәрвәрдигарниң хизмитини көңүл қоюп қилмиған киши ләнәткә қалсун! Қиличини қан төкүштин қалдурған киши ләнәткә қалсун!).
(Perwerdigarning xizmitini köngül qoyup qilmighan kishi lenetke qalsun! Qilichini qan töküshtin qaldurghan kishi lenetke qalsun!).
11 Моаб яшлиғидин тартип кәң-кушадә яшап арзаңлири үстидә тинған шараптәк әндишисиз болуп кәлгән; у һеч қачан күптин күпкә қуюлған әмәс, яки һеч сүргүн болған әмәс; шуңа униң тәми бир хил болуп, пуриғи һеч өзгәрмигән.
Moab yashliqidin tartip keng-kushade yashap arzangliri üstide tin’ghan sharabtek endishisiz bolup kelgen; u héchqachan küptin küpke quyulghan emes, yaki héch sürgün bolghan emes; shunga uning temi birxil bolup, puriqi héch özgermigen.
12 Шуңа, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән униң йениға уларни өз күпидин төкидиған төккүчиләрни әвәтимән; улар униң күплирини қуруқдайду, униң чөгүнлирини чеқиветиду.
Shunga, — deydu Perwerdigar, — Men uning yénigha ularni öz küpidin tökidighan tökküchilerni ewetimen; ular uning küplirini quruqdaydu, uning chögünlirini chéqiwétidu.
13 Өткәндә Исраил җәмәти өз таянчиси болған Бәйт-Әл түпәйлидин йәргә қарап қалғандәк Моабму Кемош түпәйлидин йәргә қарап қалиду.
Ötkende Israil jemeti öz tayanchisi bolghan Beyt-El tüpeylidin yerge qarap qalghandek Moabmu Kémosh tüpeylidin yerge qarap qalidu.
14 Силәр қандақму: «Биз батур, җәңгивар палванмиз!» — дейәләйсиләр?
Siler qandaqmu: «Biz batur, jenggiwar palwanmiz!» — déyeleysiler?
15 Моабниң зимини харабә қилиниду; [дүшмән] уларниң шәһәрлириниң [сепиллириға] чиқиду; униң есил жигитлири қәтл қилинишқа чүшиду, — дәйду падиша, йәни нами самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
Moabning zémini xarabe qilinidu; [düshmen] ularning sheherlirining [sépillirigha] chiqidu; uning ésil yigitliri qetl qilinishqa chüshidu, — deydu padishah, yeni nami samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar.
16 — Моабниң һалакити йеқинлашти, униң күлпити бешиға чүшүшкә алдирайду.
— Moabning halakiti yéqinlashti, uning külpiti béshigha chüshüshke aldiraydu.
17 Униң әтрапидики һәммәйлән униң үчүн аһ-зар көтириңлар; униң нам-шөһритини билгәнләр: «Күчлүк шаһанә һасиси, гөзәл тайиғиму шунчә сундурулдиғу!» — дәңлар.
Uning etrapidiki hemmeylen uning üchün ah-zar kötürünglar; uning nam-shöhritini bilgenler: «Küchlük shahane hasisi, güzel tayiqimu shunche sunduruldighu!» — denglar.
18 Шан-шөһритиңдин чүшүп қағҗирап кәткән йәрдә олтар, и Дибонда туруватқан қиз; чүнки Моабни һалак қилғучи саңа җәң қилишқа йетип кәлди; у истиһкам-қорғанлириңни бәрбат қилиду.
Shan-shöhritingdin chüshüp qaghjirap ketken yerde oltur, i Dibonda turuwatqan qiz; chünki Moabni halak qilghuchi sanga jeng qilishqa yétip keldi; u istihkam-qorghanliringni berbat qilidu.
19 Йол бойида күзәт қил, и Ароәрдә туруватқан қиз; бәдәр тикиватқан әрдин вә қечиватқан қиздин: «Немә болди?» дәп сора;
Yol boyida közet qil, i Aroerde turuwatqan qiz; beder tikiwatqan erdin we qéchiwatqan qizdin: «Néme boldi?» dep sora;
20 «Моаб хиҗаләткә қалди, чүнки у битчит қилинди!» [дәп җавап берилиду]. Аһ-зар тартип налә-пәряд көтириңлар; Арнонда: «Моаб һалак қилинди» — дәп җакалаңлар.
«Moab xijaletke qaldi, chünki u bitchit qilindi!» [dep jawab bérilidu]. Ah-zar tartip nale-peryad kötürünglar; Arnonda: «Moab halak qilindi» — dep jakarlanglar.
21 Җаза һөкүми түзләңлик җайлири үстигә чиқирилди; Һолон, Яһаз вә Мәфаат үстигә,
Jaza hökümi tüzlenglik jayliri üstige chiqirildi; Holon, Yahaz we Mefaat üstige,
22 Дибон, Небо һәм Бәйт-Диблатаим үстигә,
Dibon, Nébo hem Beyt-Diblataim üstige,
23 Кириатайим, Бәйт-Гамул һәм Бәйт-Меон үстигә,
Kiriatayim, Beyt-Gamul hem Beyt-Méon üstige,
24 Кериот, Бозраһ һәм Моабдики жирақ-йеқин барлиқ шәһәрләрниң үстигә чиқирилиду.
Kériot, Bozrah hem Moabdiki yiraq-yéqin barliq sheherlerning üstige chiqirilidu.
25 Моабниң Мүңгүзи кесиветилиду, униң билиги сундурулиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
Moabning Münggüzi késiwétilidu, uning biliki sundurulidu, — deydu Perwerdigar.
26 — Уни мәс қилиңлар, чүнки у Пәрвәрдигарға алдида һакавурлуқ қилған; Моаб өз қусуғида еғинап ятсун, шуниң билән рәсва қилинсун.
— Uni mest qilinglar, chünki u Perwerdigargha aldida hakawurluq qilghan; Moab öz qusuqida éghinap yatsun, shuning bilen reswa qilinsun.
27 Чүнки сән [Моаб] Исраилни мазақ қилған әмәсму? У оғрилар қатарида тутувелинғанму, сән уни тилға алсаңла бешиңни чайқайсән?!
Chünki sen [Moab] Israilni mazaq qilghan emesmu? U oghrilar qatarida tutuwélin’ghanmu, sen uni tilgha alsangla béshingni chayqaysen?!
28 Шәһәрләрдин чиқип таш-қиялар арисини туралғу қилиңлар, и Моабда туруватқанлар; ғар ағзида угилиған пахтәктәк болуңлар!
Sheherlerdin chiqip tash-qiyalar arisini turalghu qilinglar, i Moabda turuwatqanlar; ghar aghzida uwilighan paxtektek bolunglar!
29 Биз Моабниң һакавурлуғи (у интайин һакавур!), йәни униң тәкәббурлуғи, һакавурлуғи, көңлидики мәғрур-көрәңлиги тоғрисида аңлидуқ.
Biz Moabning hakawurluqi (u intayin hakawur!), yeni uning tekebburluqi, hakawurluqi, könglidiki meghrur-körengliki toghrisida angliduq.
30 Мән униң ночилиқ қилидиғанлиғини билимән, — дәйду Пәрвәрдигар, — бирақ [ночилиғи] карға яримайду; униң чоң гәплири бекар болиду.
Men uning nochiliq qilidighanliqini bilimen, — deydu Perwerdigar, — biraq [nochiliqi] kargha yarimaydu; uning chong gepliri bikar bolidu.
31 Шуңа Мән Моаб үчүн зар жиғлаймән, Моабниң һәммиси үчүн зар-зар көтиримән; Кир-Харәсәттикиләр үчүн аһ-пиған аңлиниду.
Shunga Men Moab üchün zar yighlaymen, Moabning hemmisi üchün zar-zar kötürimen; Kir-Xaresettikiler üchün ah-pighan anglinidu.
32 И Сибмаһтики үзүм тели, Мән Яазәрниң зар-жиғиси билән тәң сән үчүн жиғлаймән; сениң пеләклириң созулуп, әслидә «Өлүк деңиз»ниң нериға йәткән еди; улар әслидә Яазәр шәһиригичиму йәткән еди. Лекин сениң язлиқ мевилириңгә, үзүм һосулуң үстигә бузғучи бесип келиду.
I Sibmahtiki üzüm téli, Men Yaazerning zar-yighisi bilen teng sen üchün yighlaymen; séning pélekliring sozulup, eslide «Ölük déngiz»ning nérigha yetkenidi; ular eslide Yaazer shehirigichimu yetkenidi. Lékin séning yazliq méwiliringge, üzüm hosulung üstige buzghuchi bésip kélidu.
33 Шуниң билән шатлиқ вә хошаллиқ Моабниң бағ-етизлиридин вә зиминидин мәһрум қилиниду; Мән үзүм көлчәкләрдин шарапни йоқитимән; үзүм чәйлигүчиләрниң тәнтәнә авазлири қайтидин яңримайду; авазлар болса тәнтәнә авазлири әмәс, җәң авазлири болиду.
Shuning bilen shadliq we xushalliq Moabning bagh-étizliridin we zéminidin mehrum qilinidu; Men üzüm kölcheklerdin sharabni yoqitimen; üzüm cheyligüchilerning tentene awazliri qaytidin yangrimaydu; awazlar bolsa tentene awazliri emes, jeng awazliri bolidu.
34 Чүнки налә-пәрядлар Һәшбондин көтирилип, Яһазғичә вә Елеалаһғичә йетиду; налә авазлири Зоардин көтирилип, Һоронаимғичә вә Әглат-Шелишияғичә йетиду; һәтта Нимримдики суларму қуруп кетиду.
Chünki nale-peryadlar Heshbondin kötürülüp, Yahazghiche we Éléalahghiche yétidu; nale awazliri Zoardin kötürülüp, Horonaimghiche we Eglat-Shélishiyaghiche yétidu; hetta Nimrimdiki sularmu qurup kétidu.
35 Мән Моабта «жуқури җайлар»да қурбанлиқ қилғучиларни вә ят илаһларға хушбуй яққучиларни йоқитимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
Men Moabta «yuqiri jaylar»da qurbanliq qilghuchilarni we yat ilahlargha xushbuy yaqquchilarni yoqitimen, — deydu Perwerdigar.
36 — Шуңа Мениң қәлбим Моаб үчүн нәйдәк муңлуқ мәрсийә көтириду; Мениң қәлбим Кир-Һәрәстикиләр үчүнму нәйдәк муңлуқ мәрсийә көтириду; чүнки у егиливалған байлиқ-ғәзниләр йоқап кетиду.
— Shunga Méning qelbim Moab üchün neydek mungluq mersiye kötüridu; Méning qelbim Kir-Herestikiler üchünmu neydek mungluq mersiye kötüridu; chünki u igiliwalghan bayliq-xeziniler yoqap kétidu.
37 Һәммә баш тақир қилдурулған, һәммә сақал чүшүрүлгән; һәммә қол титма-титма кесилгән, һәммә чатираққа бөз кийилгән.
Hemme bash taqir qildurulghan, hemme saqal chüshürülgen; hemme qol titma-titma késilgen, hemme chatiraqqa böz kiyilgen.
38 Моабниң барлиқ өй өгүзлири үстидә вә мәйданларда матәм тутуштин башқа иш болмайду; чүнки Мән Моабни һеч кимгә яқмайдиған бир қачидәк чеқип ташлаймән, — дәйду Пәрвәрдигар,
Moabning barliq öy ögziliri üstide we meydanlarda matem tutushtin bashqa ish bolmaydu; chünki Men Moabni héchkimge yaqmaydighan bir qachidek chéqip tashlaymen, — deydu Perwerdigar,
39 — улар пиғандин зарлишиду; [Моаб] шунчилик парә-парә қиливетилидуки, у хиҗаләттин көпчиликкә арқисини қилиду; Моаб әтрапидики һәммә тәрипидин рәсва қилинидиған, вәһимә салғучи объект болиду.
— ular pighandin zarlishidu; [Moab] shunchilik pare-pare qiliwétiliduki, u xijalettin köpchilikke arqisini qilidu; Moab etrapidiki hemme teripidin reswa qilinidighan, wehime salghuchi obyékt bolidu.
40 Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, бириси бүркүттәк қанатлирини керип [пәрваз қилип], Моаб үстигә шуңғуп чүшиду.
Chünki Perwerdigar mundaq deydu: — Mana, birsi bürküttek qanatlirini kérip [perwaz qilip], Moab üstige shungghup chüshidu.
41 Шәһәрлири ишғал болиду, истиһкамлар егиливелиниду; шу күни Моабдики палванларниң жүриги толғаққа чүшкән аялниң жүригидәк болиду.
Sheherliri ishghal bolidu, istihkamlar igiliwélinidu; shu küni Moabdiki palwanlarning yüriki tolghaqqa chüshken ayalning yürikidek bolidu.
42 Моаб әл қатаридин йоқитилиду; чүнки у Пәрвәрдигар алдида һакавурлуқ қилған;
Moab el qataridin yoqitilidu; chünki u Perwerdigar aldida hakawurluq qilghan;
43 вәһшәт, ора вә қилтақ бешиңларға чүшүшни күтмәктә, и Моабда туруватқанлар, — дәйду Пәрвәрдигар.
wehshet, ora we qiltaq béshinglargha chüshüshni kütmekte, i Moabda turuwatqanlar, — deydu Perwerdigar.
44 — вәһшәттин қачқан ориға жиқилиду; оридин чиққан қилтаққа тутулиду; чүнки униң үстигә, йәни Моаб үстигә җазалиниш жилини чүшүримән — дәйду Пәрвәрдигар.
— wehshettin qachqan origha yiqilidu; oridin chiqqan qiltaqqa tutulidu; chünki uning üstige, yeni Moab üstige jazalinish yilini chüshürimen — deydu Perwerdigar.
45 Қачқанлар Һәшбон [сепилиниң] далдисида туруп амалсиз қалиду; чүнки Һәшбондин от, һәм [мәһрум] Сиһон [падиша]ниң зимини оттурисидин бир ялқун партлап чиқиду вә Моабниң чекилирини, соқушқақ хәлиқниң баш чоққилирини жутувалиду.
Qachqanlar Heshbon [sépilining] daldisida turup amalsiz qalidu; chünki Heshbondin ot, hem [mehrum] Sihon [padishah]ning zémini otturisidin bir yalqun partlap chiqidu we Moabning chékilirini, soqushqaq xelqning bash choqqilirini yutuwalidu.
46 Һалиңға вай, и Моаб! Кемошқа тәвә болған әл набут болди; оғуллириң әсиргә чүшиду, қизлириң сүргүн болиду.
Halinggha way, i Moab! Kémoshqa tewe bolghan el nabut boldi; oghulliring esirge chüshidu, qizliring sürgün bolidu.
47 Лекин, ахирқи заманларда Моабни сүргүнлүгидин қайтуруп әслигә кәлтүримән, — дәйду Пәрвәрдигар. Моаб үстигә чиқиридиған һөкүм мошу йәргичә.
Lékin, axirqi zamanlarda Moabni sürgünlükidin qayturup eslige keltürimen, — deydu Perwerdigar. Moab üstige chiqiridighan höküm mushu yergiche.

< Йәрәмия 48 >