< Йәрәмия 47 >
1 Пирәвн Газа шәһиригә зәрбә бериштин илгири, Йәрәмия пәйғәмбәргә кәлгән, Пәрвәрдигарниң Филистийләр тоғрисидики сөзи: —
法老攻击迦萨之先,有耶和华论非利士人的话临到先知耶利米。
2 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, шималдин [долқунлуқ] сулар өрләйду; улар тешип бир кәлкүн болиду; у зимин вә униңда турған һәмминиң үстидин, шәһәр вә униңда туруватқанларниң үстидин ташқин болуп басиду; шуниң билән униң адәмлири налә-пәряд көтириду, зиминда барлиқ туруватқанлар [азабтин] налә-зар қилиду;
耶和华如此说: 有水从北方发起,成为涨溢的河, 要涨过遍地和其中所有的, 并城和其中所住的。 人必呼喊; 境内的居民都必哀号。
3 толпарлириниң туяқлириниң тарақшишлирини, җәң һарвулириниң тарақлашлирини, чақлириниң гүлдүрләшлирини аңлап, атилар өз балилиридин хәвәр елишқиму қоллири бошап, арқиғиму қаримайду.
听见敌人壮马蹄跳的响声 和战车隆隆、车轮轰轰; 为父的手就发软, 不回头看顾儿女。
4 Чүнки барлиқ Филистийләрни набут қилидиған күн, һәм Тур вә Зидонни уларға ярдәмдә болғидәк барлиқ қалған адәмләрдин мәһрум қилидиған күн йетип кәлди; чүнки Пәрвәрдигар Филистийләрни, йәни Крет арилидин чиқип кәлгәнләрниң қалдуғини набут қилиду.
因为日子将到, 要毁灭一切非利士人, 剪除帮助泰尔、西顿所剩下的人。 原来耶和华必毁灭非利士人, 就是迦斐托海岛余剩的人。
5 Газаниң үсти тақирлиқ болиду; Ашкелон шәһиридикиләр даң қетип қалиду; қачанғичә әтлириңларни тилисиләр, и Филистийә күчлиридин аман қалғанлар?
迦萨成了光秃; 平原中所剩的亚实基伦归于无有。 你用刀划身,要到几时呢?
6 Апла, и Пәрвәрдигарниң қиличи, сән қачанғичә тинмайсән? Өз қиниңға қайтқин, арам елип тиничланғин!
耶和华的刀剑哪,你到几时才止息呢? 你要入鞘,安靖不动。
7 Лекин у қандақму тохтиялисун? Чүнки Пәрвәрдигар униңға пәрман чүшүргән; Ашкелон шәһиригә һәм деңиз бойидикиләргә зәрб қилишқа уни бекиткәндур!
耶和华既吩咐你攻击亚实基伦和海边之地, 他已经派定你,焉能止息呢?