< Йәрәмия 46 >
1 Йәрәмия пәйғәмбәргә кәлгән Пәрвәрдигарниң әлләр тоғрилиқ сөзи төвәндә: —
2 Мисир тоғрилиқ: Әфрат дәрияси бойидики Каркемиш шәһириниң йенида туруватқан, Пирәвн-Нәқониң қошуни тоғрилиқ (бу қошунни Бабил падишаси Небоқаднәсар Йәһуда падишаси Йәһоакимниң төртинчи жили битчит қилған): —
3 «Қалқан-сипарларни елип сәпкә чүшүңлар! Җәңгә чиқишқа тәйярлиниңлар!
4 Атларни һарвуларға қетиңлар! Атлириңларға миниңлар! Бешиңларға дубулға селип сәптә туруңлар! Нәйзилириңларни биләп иштиклитиңлар! Савут-қуяқларни кийивелиңлар!
5 Лекин Мән немини көримән?! — дәйду Пәрвәрдигар; — Мана, мошу [ләшкәрләр] дәккә-дүккигә чүшүп чекиниду; батур-палванлири битчит қилинип кәйнигә қаримай бәдәр қачиду! Тәрәп-тәрәпләрни вәһимә басиду! — дәйду Пәрвәрдигар.
6 — Әнди әң чаққанларму қачалмайду, батур-палванларму аман-есән қутулуп қалмайду; мана, шимал тәрипидә, Әфрат дәрияси бойида улар путлишип жиқилиду!
7 Сулири дәриялардәк өзлирини долқунлитип, Нил дәрияси [кәлкүн кәби] көтирилгәндәк өзини көтәргән кимдур!?
8 Сулири дәриялардәк өзлирини долқунлитип, Нил дәриясидәк өзини көтәргән дәл Мисир өзидур; у: «Мән өзүмни көтирип пүткүл йәр йүзини қаплаймән; мән шәһәрләр һәм уларда туруватқанларни йоқитимән!» — дәйду.
9 Етилиңлар, и атлар! Һә дәп алға бесип чепиңлар, и җәң һарвулири! Қалқан көтәргән Ефиопийә һәм Ливийәдикиләр, оқялирини егилдүргән Лидийәдикиләр, палван-батурлар җәңгә чиқсун!
10 Лекин бу күн болса самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң күнидур; у қисаслиқ бир күн, йәни Өз явлиридин қисас алидиған күни болиду; Униң қиличи кишиләрни тойғичә жутиду; у қанғичә уларниң қанлирини ичиду; чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигарниң шималий зиминда, Әфрат дәрияси бойида қилмақчи болған бир қурбанлиғи бар!
11 Гилеадқа чиқип тутия издәп тап, и Мисирниң қизи! Лекин сән өзүңгә нурғун дориларни алсаңму бекар; сән үчүн һеч шипалиқ йоқтур!
12 Әлләр хиҗалитиң тоғрилиқ аңлайду, сениң пәрядлириң пүткүл йәр йүзигә пур кетиду; палван палванға путлишиду, иккиси тәң мәғлуп болуп жиқилиду!
13 Пәрвәрдигарниң Бабил падишаси Небоқаднәсарниң Мисир зиминиға таҗавуз қилип кириши тоғрилиқ Йәрәмия пәйғәмбәргә ейтқан сөзи: —
14 Мисирда җакала, Мигдолда елан қил, Нофта вә Таһпанәстиму елан қил: Чиң тур, җәңгә бәл бағла; чүнки қилич әтрапиңдикиләрни жутуватиду;
15 Сениң батурлириң немишкә сүпүрүп ташлиниду? Улар чиң туралмайду; чүнки Пәрвәрдигар уларни сәптин иштирип жиқитиветиду.
16 У улардин көплирини путлаштуриду; бәрһәқ, улар қачқанда бир-биригә путлишип жиқилиду; шуниң билән улар: «Болә, турайли, зомигәрниң қиличидин қечип өз хәлқимизгә вә ана жутимизға қайтип кетәйли!» — дәйду;
17 Шу йәргә [қайтқанда] улар: «Мисир падишаси Пирәвн пәқәт бир қийқас-сүрән, халас! У пәйтни билмәй өткүзивәтти!» — дәйду.
18 Өз һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Падишаһ, нами самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — тағлар арисида Табор теғи болғандәк, Кармәл теғи деңиз бойида [асманға тақишип] турғандәк бириси келиду.
19 Әнди сән, и Мисирда туруватқан қиз, сүргүн болушқа лайиқ жүк-тақларни тәйярлап қой; чүнки Ноф харабә болуп көйдүрүлиду, һеч адәмзатсиз болиду.
20 Мисир болса чирайлиқ бир инәктур; лекин уни нишан қилған бир көкүйүн келиватиду, шималдин келиватиду!
21 Униң арисидики ялланма ләшкәрләр болса бордақ топақлардәк болиду; уларму арқиға бурулуп, бирликтә қечишиду; улар чиң турувалмайду; чүнки күлпәтлик күн, йәни җазалиниш күни уларниң бешиға чүшкән болиду.
22 [Мисирниң] авази иланниңкидәк «күш-күш» қилип аңлиниду; чүнки [дүшмән] қошунлири билән атлинип, отун кәскүчиләрдәк униңға қарши палтиларни көтирип келиду.
23 Орманлиғи қоюқлуғидин киргүсиз болсиму, улар уни кесип жиқитиду, — дәйду Пәрвәрдигар, — чүнки кәскүчиләр чекәткә топидин көп, сан-санақсиз болиду.
24 Мисирниң қизи хиҗаләттә қалдурулиду; у шималий әлниң қолиға тапшурулиду.
25 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән Но шәһиридики бут Амонни, Пирәвнни, шундақла Мисир вә униң илаһлири билән падишалирини җазалаймән; бәрһәқ, Пирәвн вә униңға таянғанларниң һәммисини җазалаймән;
26 Мән уларни уларниң җенини издигүчиләр, йәни Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қолиға һәм хизмәткарлириниң қолиға тапшуримән. Бирақ кейин, [Мисир] қедимки заманлардәк қайтидин аһалилик болиду — дәйду Пәрвәрдигар.
27 Лекин сән, и қулум Яқуп, қорқма, алақзадә болма, и Исраил; чүнки мана, Мән сени жирақ жуттин, нәслиңни сүргүн болған зиминдин қутқузуп чиқиримән; шуниң билән Яқуп қайтип, хатирҗәмлик вә арамбәхштә туриду, һеч ким уни қорқутмайду.
28 Қорқма, и қулум Яқуп, — дәйду Пәрвәрдигар, — чүнки Мән сән билән биллидурмән; Мән сени тарқитивәткән әлләрниң һәммисини түгәштүрсәмму, лекин сени пүтүнләй түгәштүрмәймән; пәқәт үстүңдин һөкүм чиқирип тәрбийә-савақ беримән; сени җазалимай қоймаймән.