< Йәрәмия 45 >

1 Йәһуда падишаси Йәһоакимниң төртинчи жили, Нерияниң оғли Баруқ Йәрәмияниң ағзиға қарап бу сөзләрни орам қәғәзгә язғинида, Йәрәмия пәйғәмбәр униңға бу сөзни ейтқан: —
Yǝⱨuda padixaⱨi Yǝⱨoakimning tɵtinqi yili, Neriyaning oƣli Baruⱪ Yǝrǝmiyaning aƣziƣa ⱪarap bu sɵzlǝrni oram ⱪǝƣǝzgǝ yazƣinida, Yǝrǝmiya pǝyƣǝmbǝr uningƣa bu sɵzni eytⱪan: —
2 «Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар сән Баруқ тоғрилиқ мундақ дәйду: —
«Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar sǝn Baruⱪ toƣruluⱪ mundaⱪ dǝydu: —
3 Сән: «Һалимға вай! Чүнки Пәрвәрдигар қайғумға дәрд-әләм қошуп қойди; мән аһ-зарлар қилиштин чарчидим, задила арам тапалмидим!» — дедиң.
Sǝn: «Ⱨalimƣa way! Qünki Pǝrwǝrdigar ⱪayƣumƣa dǝrd-ǝlǝm ⱪoxup ⱪoydi; mǝn aⱨ-zarlar ⱪilixtin qarqidim, zadila aram tapalmidim!» — deding.
4 — [Йәрәмия], сән униңға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән қуруп чиққанлиримни һазир ғулитимән, Мән тиккәнлиримни, йәни бу пүткүл җаһанни һазир жулуп ташлаймән.
— [Yǝrǝmiya], sǝn uningƣa mundaⱪ degin: — Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mana, Mǝn ⱪurup qiⱪⱪanlirimni ⱨazir ƣulitimǝn, Mǝn tikkǝnlirimni, yǝni bu pütkül jaⱨanni ⱨazir yulup taxlaymǝn.
5 Мән бундақ қилған йәрдә сән өзүң үчүн улуқ ишларни издишиңгә тоғра келәмду? Буларни издимә; чүнки мана, Мән барлиқ әт егилири үстигә балаю-апәт чүшүримән, — дәйду Пәрвәрдигар, — лекин җениңни сән баридиған барлиқ йәрләрдә өзүңгә олҗа қилип беримән».
Mǝn bundaⱪ ⱪilƣan yǝrdǝ sǝn ɵzüng üqün uluƣ ixlarni izdixinggǝ toƣra kelǝmdu? Bularni izdimǝ; qünki mana, Mǝn barliⱪ ǝt igiliri üstigǝ balayi’apǝt qüxürimǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — lekin jeningni sǝn baridiƣan barliⱪ yǝrlǝrdǝ ɵzünggǝ olja ⱪilip berimǝn».

< Йәрәмия 45 >