< Йәрәмия 44 >
1 Мисирда турған, йәни Мигдолда, Таһпанәстә, Нофта вә [Мисирниң җәнубий тәрипи] Патрос зиминида турған барлиқ Йәһудийлар тоғрилиқ бу сөз Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
Misirda turghan, yeni Migdolda, Tahpaneste, Nofta we [Misirning jenubiy teripi] Patros zéminida turghan barliq Yehudiylar toghruluq bu söz Yeremiyagha kélip mundaq déyildi: —
2 «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мән Йерусалим һәм Йәһудадики һәммә шәһәрләр үстигә чүшүргән барлиқ балаю-апәтни көргәнсиләр; мана, уларниң садир қилған рәзиллиги түпәйлидин бүгүнки күндә улар харабилик болуп, адәмзатсиз қалди; чүнки улар нә өзлири, нә силәр, нә ата-бовилириңлар билмәйдиған ят илаһларға чоқунушқа, хушбуй йеқишқа берип, Мени ғәзәпләндүргән.
«Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar — Israilning Xudasi mundaq deydu: — Men Yérusalém hem Yehudadiki hemme sheherler üstige chüshürgen barliq balayi’apetni körgensiler; mana, ularning sadir qilghan rezilliki tüpeylidin bügünki künde ular xarabilik bolup, ademzatsiz qaldi; chünki ular ne özliri, ne siler, ne ata-bowiliringlar bilmeydighan yat ilahlargha choqunushqa, xushbuy yéqishqa bérip, Méni ghezeplendürgen.
4 Мән таң сәһәрдә орнумдин туруп қуллирим болған пәйғәмбәрләрни силәргә әвәтип: «Мән нәпрәтлинидиған бу жиркинчлик ишни қилғучи болмаңлар!» — дәп агаһландурғанмән.
Men tang seherde ornumdin turup qullirim bolghan peyghemberlerni silerge ewetip: «Men nepretlinidighan bu yirginshlik ishni qilghuchi bolmanglar!» — dep agahlandurghanmen.
5 Лекин улар итаәт қилмиған, һеч қулақ салмиған; улар рәзиллигидин, ят илаһларға хушбуй йеқиштин қолини зади үзмигән.
Lékin ular itaet qilmighan, héch qulaq salmighan; ular rezillikidin, yat ilahlargha xushbuy yéqishtin qolini zadi üzmigen.
6 Шуниң билән қәһрим һәм ғәзивим [уларға] төкүлгән, Йәһудадики шәһәрләрдә һәм Йерусалимдики рәстә-кочиларда йеқилған, көйгән; улар бүгүнки күндә вәйранә вә харабилик болуп қалди.
Shuning bilen qehrim hem ghezipim [ulargha] tökülgen, Yehudadiki sheherlerde hem Yérusalémdiki reste-kochilarda yéqilghan, köygen; ular bügünki künde weyrane we xarabilik bolup qaldi.
7 Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Худа Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Силәр немишкә өз-өзүңларға зор күлпәт кәлтүрмәкчисиләр, өзүңларға һеч қандақ қалди қалдурмай өзүңлардин, йәни Йәһуданиң ичидин әр-аял, бала-бовақларни үзмәкчисиләр!?
Shunga samawi qoshunlarning Serdari bolghan Xuda Perwerdigar — Israilning Xudasi mundaq deydu: — Siler némishqa öz-özünglargha zor külpet keltürmekchisiler, özünglargha héchqandaq qaldi qaldurmay özünglardin, yeni Yehudaning ichidin er-ayal, bala-bowaqlarni üzmekchisiler!?
8 Немишкә өз қоллириңларниң ясиғини билән, силәр олтирақлашқан Мисир зиминида ят илаһларға хушбуй йеқип Мени ғәзәпләндүрисиләр? Шундақ қилип силәр һалак болуп йәр йүзидики барлиқ әлләр арисида ләнәт сөзи вә рәсва қилинидиған бир объект болисиләр.
Némishqa öz qolliringlarning yasighini bilen, siler olturaqlashqan Misir zéminida yat ilahlargha xushbuy yéqip Méni ghezeplendürisiler? Shundaq qilip siler halak bolup yer yüzidiki barliq eller arisida lenet sözi we reswa qilinidighan bir obyékt bolisiler.
9 Силәр Йәһуда зиминида һәм Йерусалимниң рәстә-кочилирида садир қилинған рәзилликни, йәни ата-бовилириңларниң рәзиллигини, Йәһуда падишалириниң рәзиллигини вә уларниң аяллириниң рәзиллигини, силәрниң өз рәзиллигиңларни һәм аяллириңларниң рәзиллигини унтуп қалдиңларму?
Siler Yehuda zéminida hem Yérusalémning reste-kochilirida sadir qilin’ghan rezillikni, yeni ata-bowiliringlarning rezillikini, Yehuda padishahlirining rezillikini we ularning ayallirining rezillikini, silerning öz rezillikinglarni hem ayalliringlarning rezillikini untup qaldinglarmu?
10 Бүгүнки күнгә қәдәр хәлқиңлар өзини һеч төвән тутмиди, Мәндин һеч қорқмиди, улар Мән силәрниң алдиңларға һәм ата-бовилириңларниң алдиға қойған Тәврат-қанунумда яки бәлгүлимилиримдә һеч маңған әмәс.
Bügünki kün’ge qeder xelqinglar özini héch töwen tutmidi, Mendin héch qorqmidi, ular Men silerning aldinglargha hem ata-bowiliringlarning aldigha qoyghan Tewrat-qanunumda yaki belgilimilirimde héch mangghan emes.
11 Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән бешиңларға күлпәт чүшүрүп, барлиқ Йәһудани һалак қилғичә силәргә йүзүмни қаритимән;
Shunga samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar — Israilning Xudasi mundaq deydu: — Mana, Men béshinglargha külpet chüshürüp, barliq Yehudani halak qilghuche silerge yüzümni qaritimen;
12 Мән Мисир зиминиға шу йәрдә олтирақлишайли дәп қәтъий нийәт қилған Йәһуданиң қалдисиға қол салимән, уларниң һәммиси Мисир зиминида түгишиду; Мисир зиминида жиқилиду; уларниң әң кичигидин чоңиғичә қилич билән, қәһәтчилик билән өлиду; улар қилич билән вә қәһәтчилик билән өлиду, улар ләнәт оқулидиған вә дәһшәт басқучи объект, ләнәт сөзи һәм рәсва қилинидиған бир объект болиду.
Men Misir zéminigha shu yerde olturaqlishayli dep qet’iy niyet qilghan Yehudaning qaldisigha qol salimen, ularning hemmisi Misir zéminida tügishidu; Misir zéminida yiqilidu; ularning eng kichikidin chongighiche qilich bilen, qehetchilik bilen ölidu; ular qilich bilen we qehetchilik bilen ölidu, ular lenet oqulidighan we dehshet basquchi obyékt, lenet sözi hem reswa qilinidighan bir obyékt bolidu.
13 Мән Мисир зиминида туруватқанларни Йерусалимни җазалиғандәк қилич билән, қәһәтчилик билән вә ваба билән җазалаймән;
Men Misir zéminida turuwatqanlarni Yérusalémni jazalighandek qilich bilen, qehetchilik bilen we waba bilen jazalaymen;
14 шуниң билән Мисир зиминида олтирақлишайли дәп шу йәргә киргән Йәһуданиң қалдисидин Йәһуда зиминиға қайтишқа һеч қайсиси қачалмайду яки һеч ким қалмайду; шу йәргә қайтип олтирақлишишқа интизар болсиму, қачалиған аз бир қисмидин башқилири һеч қайсиси қайтмайду».
shuning bilen Misir zéminida olturaqlishayli dep shu yerge kirgen Yehudaning qaldisidin Yehuda zéminigha qaytishqa héchqaysisi qachalmaydu yaki héchkim qalmaydu; shu yerge qaytip olturaqlishishqa intizar bolsimu, qachalighan az bir qismidin bashqiliri héchqaysisi qaytmaydu».
15 Андин өз аяллириниң ят илаһларға хушбуй яқидиғанлиғини билгән барлиқ әрләр, вә йенида турған барлиқ аяллар, — зор бир топ адәмләр, йәни Мисирниң [шималий тәрипи вә җәнубий тәрипи] Патростин кәлгән барлиқ хәлиқ Йәрәмияға мундақ җавап бәрди: —
Andin öz ayallirining yat ilahlargha xushbuy yaqidighanliqini bilgen barliq erler, we yénida turghan barliq ayallar, — zor bir top ademler, yeni Misirning [shimaliy teripi we jenubiy teripi] Patrostin kelgen barliq xelq Yeremiyagha mundaq jawab berdi: —
16 «Сән Пәрвәрдигарниң намида бизгә ейтқан сөзгә кәлсәк, биз саңа һеч қулақ салмаймиз!
«Sen Perwerdigarning namida bizge éytqan sözge kelsek, biz sanga héch qulaq salmaymiz!
17 Әксичә биз чоқум өз ағзимиздин чиққан барлиқ сөзләргә әмәл қилимиз; өзимиз, ата-бовилиримиз, падишалиримиз вә әмирлиримиз Йәһудадики шәһәрләрдә һәм Йерусалимдики рәстә-кочиларда қилғинидәк бизләр «Асманларниң ханиши»ға хушбуй йеқиверимиз вә униңға «шарап һәдийә»ләрни қуюверимиз; чүнки әйни чағда бизниң ненимиз пүтүн болуп, тоққузимиз тәл, һеч күлпәтни көрмәй өткән.
Eksiche biz choqum öz aghzimizdin chiqqan barliq sözlerge emel qilimiz; özimiz, ata-bowilirimiz, padishahlirimiz we emirlirimiz Yehudadiki sheherlerde hem Yérusalémdiki reste-kochilarda qilghinidek bizler «Asmanlarning xanishi»gha xushbuy yéqiwérimiz we uninggha «sharab hediye»lerni quyuwérimiz; chünki eyni chaghda bizning nénimiz pütün bolup, toqquzimiz tel, héch külpetni körmey ötken.
18 Амма «Асманларниң ханиши»ға хушбуй йеқишни вә униңға «шарап һәдийә»ләрни қуюшни тохтатқинимиздин башлап, бизниң һәммә нәрсимиз кам болуп, қилич билән һәм қәһәтчилик билән һалак болуп кәлдуқ.
Emma «Asmanlarning xanishi»gha xushbuy yéqishni we uninggha «sharab hediye»lerni quyushni toxtatqinimizdin bashlap, bizning hemme nersimiz kem bolup, qilich bilen hem qehetchilik bilen halak bolup kelduq.
19 Биз аяллар «Асманларниң ханиши»ға хушбуй яққинимизда вә униңға «шарап һәдийә»ләрни қуйғинимизда, бизниң униңға охшитип пошкалларни етишимизни һәм униңға «шарап һәдийә»ләрни қуюшимизни әрлиримиз қоллимиғанму?».
Biz ayallar «Asmanlarning xanishi»gha xushbuy yaqqinimizda we uninggha «sharab hediye»lerni quyghinimizda, bizning uninggha oxshitip poshkallarni étishimizni hem uninggha «sharab hediye»lerni quyushimizni erlirimiz qollimighanmu?».
20 Йәрәмия барлиқ хәлиққә, һәм әрләр һәм аялларға, мошундақ җавапни бәргәнләрниң һәммисигә мундақ деди: —
Yeremiya barliq xelqqe, hem erler hem ayallargha, mushundaq jawabni bergenlerning hemmisige mundaq dédi: —
21 — «Пәрвәрдигарниң есидә қелип көңлигә тәккән иш дәл силәр, ата-бовилириңлар, падишалириңлар, әмирлириңлар шундақла зиминдики хәлиқниң Йәһудадики шәһәрләрдә һәм Йерусалимдики рәстә-кочиларда яққан хушбуйи әмәсму?
— «Perwerdigarning éside qélip könglige tegken ish del siler, ata-bowiliringlar, padishahliringlar, emirliringlar shundaqla zémindiki xelqning Yehudadiki sheherlerde hem Yérusalémdiki reste-kochilarda yaqqan xushbuyi emesmu?
22 Ахирида Пәрвәрдигар силәрниң қилмишиңларниң рәзиллигигә һәм садир қилған жиркиничлик ишлириңларға чидап туралмиған; шуңа зиминиңлар бүгүнки күндикидәк харабилик, адәмни дәһшәт басқучи, ләнәт объекти вә адәмзатсиз болған.
Axirida Perwerdigar silerning qilmishinglarning rezillikige hem sadir qilghan yirginchlik ishliringlargha chidap turalmighan; shunga zémininglar bügünki kündikidek xarabilik, ademni dehshet basquchi, lenet obyékti we ademzatsiz bolghan.
23 Сәвәви, силәр хушбуй яққансиләр, Пәрвәрдигарниң алдида гуна садир қилип, Униң авазиға қулақ салмай, Униң нә Тәврат-қанунида, нә бәлгүлимилиридә нә агаһ-гувалиқлирида һеч маңмиғансиләр; шуңа бүгүнки күндикидәк бу балаю-апәт бешиңларға чүшти».
Sewebi, siler xushbuy yaqqansiler, Perwerdigarning aldida gunah sadir qilip, Uning awazigha qulaq salmay, Uning ne Tewrat-qanunida, ne belgilimiliride ne agah-guwahliqlirida héch mangmighansiler; shunga bügünki kündikidek bu balayi’apet béshinglargha chüshti».
24 Йәрәмия барлиқ хәлиққә, болупму барлиқ аялларға мундақ деди: — «И Мисирда турған барлиқ Йәһуда Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар!
Yeremiya barliq xelqqe, bolupmu barliq ayallargha mundaq dédi: — «I Misirda turghan barliq Yehuda Perwerdigarning sözini anglanglar!
25 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Силәр аяллар өз ағзиңлар билән: «Биз «Асманларниң ханиши»ға хушбуй йеқиш, униңға «шарап һәдийә»ләрни қуюш үчүн ичкән қәсәмлиримизгә чоқум әмәл қилимиз» дегәнсиләр вә униңға өз қоллириңлар билән әмәл қилғансиләр. Әнди қәсимиңларда чиң туривериңлар! Қәсимиңларға толуқ әмәл қиливериңлар!
Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar — Israilning Xudasi mundaq deydu: — Siler ayallar öz aghzinglar bilen: «Biz «Asmanlarning xanishi»gha xushbuy yéqish, uninggha «sharab hediye»lerni quyush üchün ichken qesemlirimizge choqum emel qilimiz» dégensiler we uninggha öz qolliringlar bilen emel qilghansiler. Emdi qesiminglarda ching turiwéringlar! Qesiminglargha toluq emel qiliwéringlar!
26 Лекин шундақ болғанда, и Мисирда турған барлиқ Йәһуда Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар! Мана, Мән Өзүмниң улуқ намим билән қәсәм қилғанмәнки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мисирниң барлиқ зиминида туруватқан Йәһудалиқ һеч қайси киши Мениң намимни тилға елип: «Рәб Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дәп қайтидин қәсәм ичмәйду.
Lékin shundaq bolghanda, i Misirda turghan barliq Yehuda Perwerdigarning sözini anglanglar! Mana, Men Özümning ulugh namim bilen qesem qilghanmenki, — deydu Perwerdigar, — Misirning barliq zéminida turuwatqan Yehudaliq héchqaysi kishi Méning namimni tilgha élip: «Reb Perwerdigarning hayati bilen!» dep qaytidin qesem ichmeydu.
27 Мана, Мән уларниң үстигә ават-һалавәт әмәс, бәлки балаю-апәт чүшүрүш үчүн уларни көзләватимән; шуңа Мисирда туруватқан Йәһудадики барлиқ кишиләрниң һәммиси түгигичә қилич вә қәһәтчилик билән һалак болиду.
Mana, Men ularning üstige awat-halawet emes, belki balayi’apet chüshürüsh üchün ularni közlewatimen; shunga Misirda turuwatqan Yehudadiki barliq kishilerning hemmisi tügigüche qilich we qehetchilik bilen halak bolidu.
28 Қиличтин қутулуп қачқанлар болса интайин аз бир топ адәмләр болуп, Мисир зиминидин Йәһуда зиминиға қайтип келиду; шуниң билән Мисир зиминиға олтирақлишайли дәп кәлгән Йәһуданиң қалдиси кимниң сөзиниң, Мениңки яки уларниң инавәтлик болғанлиғини испатлап билип йетиду.
Qilichtin qutulup qachqanlar bolsa intayin az bir top ademler bolup, Misir zéminidin Yehuda zéminigha qaytip kélidu; shuning bilen Misir zéminigha olturaqlishayli dep kelgen Yehudaning qaldisi kimning sözining, Méningki yaki ularning inawetlik bolghanliqini ispatlap bilip yétidu.
29 Мениң силәрни бу йәрдә җазалайдиғанлиғимға, Мениң сөзлиримниң чоқум силәргә күлпәт кәлтүрмәй қоймайдиғанлиғини билишиңлар үчун силәргә шу алдин-ала бешарәт болидуки, — дәйду Пәрвәрдигар,
Méning silerni bu yerde jazalaydighanliqimgha, Méning sözlirimning choqum silerge külpet keltürmey qoymaydighanliqini bilishinglar üchun silerge shu aldin’ala bésharet boliduki, — deydu Perwerdigar,
30 — Мана, Мениң Йәһуда падишаси Зәдәкияни униң дүшмини, җенини қоғлап издигән Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қолиға тапшурғинимдәк Мән охшашла Мисир падишаси Пирәвн Хофрани өз дүшмәнлириниң қолиға һәмдә җенини издигән кишиләрниң қолиға тапшуримән — дәйду Пәрвәрдигар».
— Mana, Méning Yehuda padishahi Zedekiyani uning düshmini, jénini qoghlap izdigen Babil padishahi Néboqadnesarning qoligha tapshurghinimdek Men oxshashla Misir padishahi Pirewn Xofrani öz düshmenlirining qoligha hemde jénini izdigen kishilerning qoligha tapshurimen — deydu Perwerdigar».