< Йәрәмия 43 >
1 Шундақ болдики, Йәрәмия уларниң Худаси Пәрвәрдигарниң һәммә сөзлирини барлиқ хәлиққә ейтип түгәтти (Худаси Пәрвәрдигар Йәрәмияни уларға бу барлиқ сөзләрни ейтиш үчүн әвәткән), —
2 шуниң билән Һошияниң оғли Азария вә Кареаһниң оғли Йоһанан вә шундақла барлиқ һали чоң адәмләр Йәрәмияға мундақ деди: — «Сән ялған ейтиватисән! Худайимиз Пәрвәрдигар сени бизгә: «Силәр Мисирда олтирақлишиш үчүн бармаңлар!» дейишкә әвәткән әмәс;
3 бәлки Нерияниң оғли Баруқ чоқум сени бизгә қаршилаштуруп, бизни Калдийләрниң қолиға тапшурушқа күшкүртмәктә; шуниң билән улар бизни өлүмгә мәһкүм қилиду яки бизни Бабилға сүргүн қилиду».
4 Шуниң билән Кареаһниң оғли Йоһанан, ләшкәр башлиқлириниң һәммиси вә барлиқ хәлиқ Пәрвәрдигарниң: «Йәһуда зиминида туруп қелиңлар» дегән авазиға қулақ салмиди;
5 бәлки Кареаһниң оғли Йоһанан вә барлиқ ләшкәр башлиқлири һайдиветилгән барлиқ әлләрдин Йәһуда зиминида олтирақлишишқа қайтип кәлгән Йәһуданиң пүтүн қалдисини,
6 йәни әрләр, қиз-аяллар, балилар вә падишаниң қизлирини, җүмлидин қаравул беги Небузар-Адан Аһикамниң оғли Гәдалияға тапшурған һәр бир кишини һәмдә Йәрәмия пәйғәмбәр һәм Нерияниң оғли Баруқни елип,
7 Мисир зиминиға кирип кәлди; улар Пәрвәрдигарниң әмригә итаәт қилмиди. Улар Таһпанәс шәһиригә йетип кәлди.
8 Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға Таһпанәстә келип мундақ дейилди: —
9 Йәһудийларниң көз алдидила, қолуңға бир нәччә чоң ташларни елип Пирәвнниң Таһпанәстики ордисиниң кириш йолиниң йенидики хишлиқ йолдики сеғиз лайға көмүп йошуруп,
10 уларға мундақ дегин: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән Мениң қулум болған Бабил падишаси Небоқаднәсарни чақирип епкелимән, у мән көмүп йошурған бу ташлар үстигә өз тәхтини салиду; уларниң үстигә шаһанә чедирини йейип тикиду.
11 У келип Мисир зиминида җәң қилиду; өлүмгә бекитилгәнләр өлиду; сүргүн болушқа бекитилгәнләр сүргүн болиду; қиличқа бекитилгәнләр қиличлиниду.
12 Мән Мисирдики бутларниң өйлиригә от яқтурғузимән; у уларни көйдүрүп, бутлирини елип сүргүн қилиду; қой падичиси өз тонини кийгәндәк Небоқаднәсарму Мисир зиминини өзигә кийивалиду; у шу йәрдин аман-есән чиқиду.
13 У Мисир зиминидики «Қуяш ибадәтханиси»дики түврүкләрни чеқиветиду; у Мисирдики бутлириниң өйлиригә от қоюп көйдүриветиду.