< Йәрәмия 42 >

1 Барлиқ ләшкәр башлиқлири, җүмлидин Кареаһниң оғли Йоһанан һәм Һошаяниң оғли Йәзания вә әң кичигидин чоңиғичә барлиқ хәлиқ
Barliq leshker bashliqliri, jümlidin Karéahning oghli Yohanan hem Hoshayaning oghli Yezaniya we eng kichikidin chongighiche barliq xelq
2 Йәрәмия пәйғәмбәрниң йениға келип униңдин: «Тәливимизни иҗабәт қилғайсән, Пәрвәрдигар Худайиңға хәлиқниң қалдиси болған бизләр үчүн дуа қилғайсәнки (көзүң көргинидәк бурун көп болған бизләр һазир интайин аз қалдуқ),
Yeremiya peyghemberning yénigha kélip uningdin: «Telipimizni ijabet qilghaysen, Perwerdigar Xudayinggha xelqning qaldisi bolghan bizler üchün dua qilghaysenki (közüng körginidek burun köp bolghan bizler hazir intayin az qalduq),
3 Пәрвәрдигар Худайиң бизгә маңидиған йол, қилидиған ишни көрсәткәй» — дәп илтиҗа қилди.
Perwerdigar Xudaying bizge mangidighan yol, qilidighan ishni körsetkey» — dep iltija qildi.
4 Йәрәмия пәйғәмбәр уларға: «Мақул! Мана, мән Пәрвәрдигар Худайиңларға сөзлириңлар бойичә дуа қилимән; шундақ болидуки, Пәрвәрдигар силәргә қандақ җавап бәрсә, мән уни силәргә һеч немисини қалдурмай толуғи билән баян қилимән» — деди.
Yeremiya peyghember ulargha: «Maqul! Mana, men Perwerdigar Xudayinglargha sözliringlar boyiche dua qilimen; shundaq boliduki, Perwerdigar silerge qandaq jawab berse, men uni silerge héchnémisini qaldurmay toluqi bilen bayan qilimen» — dédi.
5 Улар Йәрәмияға: «Пәрвәрдигар Худайиң сени әвәтип бизгә йәткүзидиған сөзниң һәммисигә әмәл қилмисақ, Пәрвәрдигар бизгә һәқиқий, гепидә турудиған гувачи болуп әйиплисун!» — деди.
Ular Yeremiyagha: «Perwerdigar Xudaying séni ewetip bizge yetküzidighan sözning hemmisige emel qilmisaq, Perwerdigar bizge heqiqiy, gépide turudighan guwahchi bolup eyiblisun!» — dédi.
6 «Биз сени Пәрвәрдигар Худайимизниң йениға әвәтимиз; җавап яхши болсун яман болсун, униң авазиға итаәт қилимиз; биз Худайимизниң авазиға итаәт қилғанда, бизгә яхши болиду».
«Biz séni Perwerdigar Xudayimizning yénigha ewetimiz; jawab yaxshi bolsun yaman bolsun, uning awazigha itaet qilimiz; biz Xudayimizning awazigha itaet qilghanda, bizge yaxshi bolidu».
7 Шундақ болдики, он күндин кейин, Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға кәлди.
Shundaq boldiki, on kündin kéyin, Perwerdigarning sözi Yeremiyagha keldi.
8 У Кареаһниң оғли Йоһанан, ләшкәр башлиқлириниң һәммиси вә әң кичигидин чоңиғичә барлиқ хәлиқни чақирип
U Karéahning oghli Yohanan, leshker bashliqlirining hemmisi we eng kichikidin chongighiche barliq xelqni chaqirip
9 уларға мундақ деди: — «Силәр мени тәливиңларни Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң алдиға йәткүзүшкә әвәткәнсиләр. У мундақ деди: —
ulargha mundaq dédi: — «Siler méni telipinglarni Israilning Xudasi Perwerdigarning aldigha yetküzüshke ewetkensiler. U mundaq dédi: —
10 «Силәр йәнила мошу зиминда туривәрсәңларла, Мән силәрни қуруп чиқимән; силәрни ғулатмаймән; Мән силәрни тикип өстүримән, силәрни юлмаймән; чүнки Мән бешиңларға чүшүргән балаю-апәткә өкүнимән.
«Siler yenila mushu zéminda turiwersenglarla, Men silerni qurup chiqimen; silerni ghulatmaymen; Men silerni tikip östürimen, silerni yulmaymen; chünki Men béshinglargha chüshürgen balayi’apetke ökünimen.
11 Силәр қорқидиған Бабил падишасидин қорқмаңлар; униңдин қорқмаңлар, — дәйду Пәрвәрдигар, — чүнки Мән силәрни қутқузуш үчүн, униң қолидин қутулдуруш үчүн силәр билән биллә болимән.
Siler qorqidighan Babil padishahidin qorqmanglar; uningdin qorqmanglar, — deydu Perwerdigar, — chünki Men silerni qutquzush üchün, uning qolidin qutuldurush üchün siler bilen bille bolimen.
12 Мән силәргә шундақ рәһимдиллиқни көрситимәнки, у силәргә рәһим қилиду, шуниң билән силәрни өз зиминиңларға қайтишқа йол қойиду.
Men silerge shundaq rehimdilliqni körsitimenki, u silerge rehim qilidu, shuning bilen silerni öz zémininglargha qaytishqa yol qoyidu.
13 Бирақ силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға қулақ салмай «Бу зиминда қәтъий турмаймиз» — десәңлар
Biraq siler Perwerdigar Xudayinglarning awazigha qulaq salmay «Bu zéminda qet’iy turmaymiz» — désenglar
14 вә: «Яқ. биз Мисир зиминиға барайли; шу йәрдә нә урушни көрмәймиз, нә канай-агаһ сигналини аңлимаймиз, нә нанға зар болмаймиз; шу йәрдә яшаймиз» — десәңлар,
we: «Yaq. biz Misir zéminigha barayli; shu yerde ne urushni körmeymiz, ne kanay-agah signalini anglimaymiz, ne nan’gha zar bolmaymiz; shu yerde yashaymiz» — désenglar,
15 әнди Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и Йәһуданиң бу қалдиси болған силәр: Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — «Силәр Мисирға кирип, шу йәрдә олтирақлишишқа қәтъий нийәткә кәлгән болсаңлар,
emdi Perwerdigarning sözini anglanglar, i Yehudaning bu qaldisi bolghan siler: Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar — Israilning Xudasi mundaq deydu: — «Siler Misirgha kirip, shu yerde olturaqlishishqa qet’iy niyetke kelgen bolsanglar,
16 әнди шундақ болидуки, силәр қорқидиған қилич Мисирда силәргә йетишивалиду, силәр қорқидиған қәһәтчилик Мисирда силәргә әгишип қоғлап бариду; шу йәрдә силәр өлисиләр.
emdi shundaq boliduki, siler qorqidighan qilich Misirda silerge yétishiwalidu, siler qorqidighan qehetchilik Misirda silerge egiship qoghlap baridu; shu yerde siler ölisiler.
17 Шундақ болидуки, Мисирға кирип шу йәрдә турайли дәп қәтъий нийәт қилған адәмләрниң һәммиси қилич, қәһәтчилик вә ваба билән өлиду; уларниң һеч қайсиси тирик қалмайду вә яки Мән бешиға чүшүридиған балаю-апәттин қутулалмайду.
Shundaq boliduki, Misirgha kirip shu yerde turayli dep qet’iy niyet qilghan ademlerning hemmisi qilich, qehetchilik we waba bilen ölidu; ularning héchqaysisi tirik qalmaydu we yaki Men béshigha chüshüridighan balayi’apettin qutulalmaydu.
18 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Ғәзивим вә қәһрим Йерусалимдикиләрниң бешиға чүшүрүлгәндәк, силәр Мисирға киргиниңларда, қәһрим бешиңларға чүшүрүлиду; силәр ләнәткә қалидиған вә дәһшәт басидиған объект, ләнәт сөзи һәм рәсвачилиқниң объекти болисиләр вә силәр бу зиминни қайтидин һеч көрмәйсиләр.
Chünki samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar — Israilning Xudasi mundaq deydu: — Ghezipim we qehrim Yérusalémdikilerning béshigha chüshürülgendek, siler Misirgha kirgininglarda, qehrim béshinglargha chüshürülidu; siler lenetke qalidighan we dehshet basidighan obyékt, lenet sözi hem reswachiliqning obyékti bolisiler we siler bu zéminni qaytidin héch körmeysiler.
19 Пәрвәрдигар силәр, йәни Йәһуданиң қалдиси тоғрилиқ: «Мисирға бармаңлар!» — дегән. — Әнди шуни билип қоюңларки, мән бүгүнки күнидә силәрни агаһландурдум!».
Perwerdigar siler, yeni Yehudaning qaldisi toghruluq: «Misirgha barmanglar!» — dégen. — Emdi shuni bilip qoyunglarki, men bügünki künide silerni agahlandurdum!».
20 — Силәрниң мени Пәрвәрдигар Худайиңларниң йениға әвәткиниңлар «Пәрвәрдигар Худайимизға биз үчүн дуа қилғайсән; Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә немә десә, бизгә йәткүзүп бәрсәң биз шуниң һәммисигә әмәл қилимиз» дегүзгиниңлар өзүңларни алдап җениңларға замин болуштин ибарәт болди, халас.
— Silerning méni Perwerdigar Xudayinglarning yénigha ewetkininglar «Perwerdigar Xudayimizgha biz üchün dua qilghaysen; Perwerdigar Xudayimiz bizge néme dése, bizge yetküzüp berseng biz shuning hemmisige emel qilimiz» dégüzgininglar özünglarni aldap jéninglargha zamin bolushtin ibaret boldi, xalas.
21 Мән бүгүнки күндә силәргә Униң дегинини ейтип бәрдим; лекин силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға вә яки Униң мени силәрниң йениңларға әвәткән һеч қайси ишта Униңға итаәт қилмидиңлар.
Men bügünki künde silerge Uning déginini éytip berdim; lékin siler Perwerdigar Xudayinglarning awazigha we yaki Uning méni silerning yéninglargha ewetken héchqaysi ishta Uninggha itaet qilmidinglar.
22 Әнди һазир шуни билип қоюңларки, силәр олтирақлишайли дәп баридиған җайда қилич, қәһәтчилик вә ваба билән өлисиләр».
Emdi hazir shuni bilip qoyunglarki, siler olturaqlishayli dep baridighan jayda qilich, qehetchilik we waba bilen ölisiler».

< Йәрәмия 42 >