< Йәрәмия 41 >

1 Әнди йәттинчи айда шундақ болдики, шаһзадә, шундақла падишаниң баш әмәлдарлиридин бири болған Әлишаманиң нәвриси, Нәтанияниң оғли Ишмаил он адәм елип Мизпаһға, Аһикамниң оғли Гәдалияниң йениға кәлди; улар шу йәрдә, йәни Мизпаһда нан уштуп ғизаланғанда,
七月间,王的大臣宗室以利沙玛的孙子、尼探雅的儿子以实玛利带着十个人,来到米斯巴见亚希甘的儿子基大利。他们在米斯巴一同吃饭。
2 Нәтанияниң оғли Ишмаил һәм у епкәлгән он адәм орнидин туруп, Аһикамниң оғли Гәдалияға қилич чапти; уларниң шундақ қилиши Бабил падишаси Йәһуда зимини үстигә һөкүмранлиққа бәлгүлигәнни өлтүрүштин ибарәт еди.
尼探雅的儿子以实玛利和同他来的那十个人起来,用刀杀了沙番的孙子亚希甘的儿子基大利,就是巴比伦王所立为全地省长的。
3 Ишмаил Мизпаһда Гәдалияға һәмраһ болған барлиқ Йәһудийлар вә шу йәрдә туруватқан барлиқ Калдий җәңгивар ләшкәрләрни өлтүрүвәтти.
以实玛利又杀了在米斯巴、基大利那里的一切犹大人和所遇见的迦勒底兵丁。
4 Шундақ болдики, Гәдалияни өлтүрүвәткәндин кейин, иккинчи күнигичә һеч ким техи униңдин хәвәр тапмиған еди,
他杀了基大利,无人知道。
5 мана Шәқәм, Шилоһ һәм Самарийәдин сәксән адәм йетип кәлди. Улар сақилини чүшүргән, кийимлирини житқан, әтлирини тилған, Пәрвәрдигарниң өйигә сунушқа қолида һәдийәләрни һәм хушбуйни тутқан һалда кәлгән еди.
第二天,有八十人从示剑和示罗,并撒马利亚来,胡须剃去,衣服撕裂,身体划破,手拿素祭和乳香,要奉到耶和华的殿。
6 Нәтанияниң оғли Ишмаил уларни қарши елишқа маңғиничә жиғлиғанға селип Мизпаһдин чиқти; уларға: «Мәрһәмәт, Аһикамниң оғли Гәдалия билән көрүшүшкә апиримән» — деди.
尼探雅的儿子以实玛利出米斯巴迎接他们,随走随哭;遇见了他们,就对他们说:“你们可以来见亚希甘的儿子基大利。”
7 Шундақ болдики, улар шәһәр оттурисиға йәткәндә, Нәтанияниң оғли Ишмаил вә униң билән биллә болған адәмләр уларни өлтүрүп җәсәтлирини су азгилиға ташливәтти.
他们到了城中,尼探雅的儿子以实玛利和同着他的人就将他们杀了,抛在坑中。
8 Һалбуки, улар арисидин он адәм Ишмаилға: «Бизни өлтүрүвәтмә, чүнки далада бизниң йошуруп қойған буғдай, арпа, зәйтун мейи вә һәсәл қатарлиқ озуқ-түлүгимиз бар» — деди. Шуңа у қолини жиғип, бурадәрлири арисидин уларни өлтүрмиди.
只是他们中间有十个人对以实玛利说:“不要杀我们,因为我们有许多大麦、小麦、油、蜜藏在田间。”于是他住了手,没有将他们杀在弟兄中间。
9 Ишмаил өлтүргән адәмләрниң җәсәтлирини ташливәткән бу азгал болса, интайин чоң еди; уни әсли падиша Аса Исраил падишаси Баашадин қорқуп колап ясиған еди. Нәтанияниң оғли Ишмаил бу азгални җәсәтләр билән толдурди.
以实玛利将所杀之人的尸首都抛在坑里基大利的旁边;这坑是从前亚撒王因怕以色列王巴沙所挖的。尼探雅的儿子以实玛利将那些被杀的人填满了坑。
10 Ишмаил Мизпаһта турған хәлиқниң қалдисиниң һәммисини, җүмлидин қаравул беги Небузар-Адан Аһикамниң оғли Гәдалияға тапшурған падишаниң қизлири вә Мизпаһда қалған барлиқ кишиләрни әсиргә елип кәтти; Нәтанияниң оғли Ишмаил уларни әсиргә елип Аммонийларниң қешиға өтүшкә йол алди.
以实玛利将米斯巴剩下的人,就是众公主和仍住在米斯巴所有的百姓,原是护卫长尼布撒拉旦交给亚希甘的儿子基大利的,都掳去了。尼探雅的儿子以实玛利掳了他们,要往亚扪人那里去。
11 Кареаһниң оғли Йоһанан вә униң қешидики һәммә ләшкәр башлиқлири Нәтанияниң оғли Ишмаил садир қилған барлиқ рәзилликтин хәвәр тапти;
加利亚的儿子约哈难和同着他的众军长听见尼探雅的儿子以实玛利所行的一切恶,
12 шуниң билән улар барлиқ адәмлирини елип Нәтанияниң оғли Ишмаилға җәң қилишқа чиқти; улар Гибеондики чоң көл бойида униң билән учрашти.
就带领众人前往,要和尼探雅的儿子以实玛利争战,在基遍的大水旁遇见他。
13 Ишмаилниң қолида турған барлиқ хәлиқ Кареаһниң оғли Йоһанан һәм униң һәмраһлири болған барлиқ ләшкәр башлиқлирини көргәндә хошал болди.
以实玛利那里的众人看见加利亚的儿子约哈难和同着他的众军长,就都欢喜。
14 Ишмаил Мизпаһдин елип кәткән барлиқ хәлиқ йолдин йенип, Кареаһниң оғли Йоһананниң йениға кәлди.
这样,以实玛利从米斯巴所掳去的众人都转身归加利亚的儿子约哈难去了。
15 Лекин Нәтанияниң оғли Ишмаил сәккиз адими билән Йоһанандин қечип, Аммонийлар тәрипигә өтүп кәтти.
尼探雅的儿子以实玛利和八个人脱离约哈难的手,逃往亚扪人那里去了。
16 Андин Кареаһниң оғли Йоһанан һәм униң һәмраһлири болған барлиқ ләшкәр башлиқлири Нәтанияниң оғли Ишмаил Аһикамниң оғли Гәдалияни өлтүргәндин кейин Мизпаһдин елип кәткән хәлиқниң қалдисиниң һәммисини өз қешиға алди; у уларни, йәни җәңгивар ләшкәрләр, қиз-аяллар, балилар вә орда әмәлдарлирини Гибеондин елип кәтти.
尼探雅的儿子以实玛利杀了亚希甘的儿子基大利,从米斯巴将剩下的一切百姓、兵丁、妇女、孩童、太监掳到基遍之后,加利亚的儿子约哈难和同着他的众军长将他们都夺回来,
17 Улар Калдийиләрдин өзлирини қачуруш үчүн Мисирға қарап йол елип Бәйт-Ләһәмгә йеқин болған Герут-Қимхамда тохтап турди.
带到靠近伯利恒的金罕寓住下,要进入埃及去;
18 Сәвәви болса, улар Калдийләрдин қорқатти; чүнки Бабил падишаси зимин үстигә һөкүмранлиққа бәлгүлигән Аһикамниң оғли Гәдалияни Нәтанияниң оғли Ишмаил өлтүрүвәткән еди.
因为尼探雅的儿子以实玛利杀了巴比伦王所立为省长的亚希甘的儿子基大利,约哈难惧怕迦勒底人。

< Йәрәмия 41 >