< Йәрәмия 40 >

1 Қаравул беги Небузар-Адан уни Рамаһ шәһиридин қоювәткәндә, Пәрвәрдигар Йәрәмияға сөз қилди. У чағда Небузар-Адан Йерусалим һәм Йәһудадики барлиқ әсирләрни елип Бабилға сүргүн қилмақчи еди; Йәрәмияму уларниң арисида зәнҗир билән бағланған һалда елип меңилған еди.
Qarawul bégi Nébuzar-Adan uni Ramah shehiridin qoyuwetkende, Perwerdigar Yeremiyagha söz qildi. U chaghda Nébuzar-Adan Yérusalém hem Yehudadiki barliq esirlerni élip Babilgha sürgün qilmaqchi idi; Yeremiyamu ularning arisida zenjir bilen baghlan’ghan halda élip méngilghanidi.
2 Қаравул беги Йәрәмияни бир чәткә тартип униңға мундақ деди: «Пәрвәрдигар Худайиң мошу йәргә балаю-апәт чүшүримән дәп агаһландурди;
Qarawul bégi Yeremiyani bir chetke tartip uninggha mundaq dédi: «Perwerdigar Xudaying mushu yerge balayi’apet chüshürimen dep agahlandurdi;
3 Мана, Пәрвәрдигар Өз дегини бойичә шундақ қилип уни кәлтүрди; чүнки силәр Пәрвәрдигар алдида гуна садир қилғансиләр вә униң авазиға қулақ салмиғансиләр; шуңа бу иш бешиңларға чүшти.
Mana, Perwerdigar Öz dégini boyiche shundaq qilip uni keltürdi; chünki siler Perwerdigar aldida gunah sadir qilghansiler we uning awazigha qulaq salmighansiler; shunga bu ish béshinglargha chüshti.
4 Лекин мән қолуңни ишкәлләнгән зәнҗирләрдин йешип сени қоюветимән; мән билән биллә Бабилға бериш саңа мувапиқ көрүнсә, қени кәл, мән сәндин хәвәр алимән; амма мән билән биллә Бабилға беришни мувапиқ әмәс дәп қарисаң, керәк йоқ. Мана, пүткүл зимин алдиңда туриду; қәйәргә бериш саңа лайиқ, дурус көрүнсә шу йәргә барғин».
Lékin men qolungni ishkellen’gen zenjirlerdin yéship séni qoyuwétimen; men bilen bille Babilgha bérish sanga muwapiq körünse, qéni kel, men sendin xewer alimen; emma men bilen bille Babilgha bérishni muwapiq emes dep qarisang, kérek yoq. Mana, pütkül zémin aldingda turidu; qeyerge bérish sanga layiq, durus körünse shu yerge barghin».
5 Йәрәмия техи йенидин маңмай туруп, Небузар-Адан униңға: «Болди, Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияниң йениға қайт; Бабил падишаси уни Йәһудадики шәһәрләргә һөкүмранлиқ қилишқа бәлгүлигән; хәлиқ арисида униң билән биллә туривәр, яки һәр қандақ башқа йәргә барай десәң шу йәргә барғин» — деди. Шуниң билән қаравул беги униңға озуқ-түлүк һәмдә бир соғат берип уни қоювәтти.
Yeremiya téxi yénidin mangmay turup, Nébuzar-Adan uninggha: «Boldi, Shafanning newrisi, Ahikamning oghli Gedaliyaning yénigha qayt; Babil padishahi uni Yehudadiki sheherlerge hökümranliq qilishqa belgiligen; xelq arisida uning bilen bille turiwer, yaki herqandaq bashqa yerge baray déseng shu yerge barghin» — dédi. Shuning bilen qarawul bégi uninggha ozuq-tülük hemde bir sowghat bérip uni qoyuwetti.
6 Шуниң билән Йәрәмия Мизпаһ шәһиригә, Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияниң йениға кәлди; у униң билән биллә, пухралар арисида турди.
Shuning bilen Yeremiya Mizpah shehirige, Shafanning newrisi, Ahikamning oghli Gedaliyaning yénigha keldi; u uning bilen bille, puqralar arisida turdi.
7 Далада қалған Йәһуданиң ләшкәр башлиқлири һәм ләшкәрлири Бабил падишасиниң Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияни зимин үстигә һөкүмранлиқ қилишқа бәлгүлигәнлигини, шуниңдәк униңға Бабилға сүргүн болмиған зиминдики йоқсул әр-аяллар бала-җақилири билән тапшурулғанлиғини аңлап қалди;
Dalada qalghan Yehudaning leshker bashliqliri hem leshkerliri Babil padishahining Shafanning newrisi, Ahikamning oghli Gedaliyani zémin üstige hökümranliq qilishqa belgiligenlikini, shuningdek uninggha Babilgha sürgün bolmighan zémindiki yoqsul er-ayallar bala-chaqiliri bilen tapshurulghanliqini anglap qaldi;
8 шуниң билән бу ләшкәр башлиқлири адәмлири билән Мизпаһ шәһиригә, Гәдалияниң йениға кәлди; башлиқлири болса Нәтанияниң оғли Ишмаил, Кареаһниң оғуллири Йоһанан һәм Йонатан, Танхумәтниң оғли Серая, Нәтофатлиқ Әфайниң оғуллири вә Маакатлиқ бирисиниң оғли Йәзания еди.
shuning bilen bu leshker bashliqliri ademliri bilen Mizpah shehirige, Gedaliyaning yénigha keldi; bashliqliri bolsa Netaniyaning oghli Ishmail, Karéahning oghulliri Yohanan hem Yonatan, Tanxumetning oghli Séraya, Netofatliq Efayning oghulliri we Maakatliq birsining oghli Yezaniya idi.
9 Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалия улар вә адәмлиригә: «Калдийләргә беқиништин қорқмаңлар; зиминда олтирақлишип Бабил падишасиға беқиниңлар, шундақ қилсаңлар силәргә яхши болиду.
Shafanning newrisi, Ahikamning oghli Gedaliya ular we ademlirige: «Kaldiylerge béqinishtin qorqmanglar; zéminda olturaqliship Babil padishahigha béqininglar, shundaq qilsanglar silerge yaxshi bolidu.
10 Мән болсам Калдийләр зиминға кәлгәндә [силәргә] вәкил болуп уларниң алдида туруш үчүн Мизпаһ шәһиридә туримән; силәр болсаңлар, шарап, әнҗир-хормилар вә зәйтун мейи мәһсулатлирини елип күп-едишиңларға қоюңлар, өзүңлар тутқан шәһәрләрдә туривериңлар» — дәп қәсәм ичти.
Men bolsam Kaldiyler zémin’gha kelgende [silerge] wekil bolup ularning aldida turush üchün Mizpah shehiride turimen; siler bolsanglar, sharab, enjür-xormilar we zeytun méyi mehsulatlirini élip küp-idishinglargha qoyunglar, özünglar tutqan sheherlerde turiwéringlar» — dep qesem ichti.
11 Охшашла Моабда, Аммонийлар арисида, Едомда һәм башқа һәр бир жутларда турған Йәһудийларму Бабил падишаси Йәһудада хәлиқниң бир қалдисини қалдурған вә улар үстигә һөкүмранлиқ қилишқа Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияни бәлгүлигән дәп аңлиди;
Oxshashla Moabda, Ammoniylar arisida, Édomda hem bashqa herbir yurtlarda turghan Yehudiylarmu Babil padishahi Yehudada xelqning bir qaldisini qaldurghan we ular üstige hökümranliq qilishqa Shafanning newrisi, Ahikamning oghli Gedaliyani belgiligen dep anglidi;
12 шуниң билән барлиқ Йәһудийлар һайдап тарқитиветилгән һәммә җай-жутлардин қайтип, Йәһуда зиминиға, Мизпаһ шәһиригә, Гәдалияниң йениға кәлди. Улар шарап, әнҗир-хормиларниң мәһсулатлирини зор кәңричиликтә алди.
shuning bilen barliq Yehudiylar heydep tarqitiwétilgen hemme jay-yurtlardin qaytip, Yehuda zéminigha, Mizpah shehirige, Gedaliyaning yénigha keldi. Ular sharab, enjür-xormilarning mehsulatlirini zor kengrichilikte aldi.
13 Кареаһниң оғли Йоһанан вә далада қалған ләшкәрләрниң барлиқ башлиқлири Мизпаһ шәһиригә, Гәдалияниң йениға келип униңға:
Karéahning oghli Yohanan we dalada qalghan leshkerlerning barliq bashliqliri Mizpah shehirige, Gedaliyaning yénigha kélip uninggha:
14 «Сән Аммонийлар падишаси Баалис Нәтанияниң оғли Ишмаилни сени өлтүрүшкә әвәткәнлигини билмәмсән?» — дейишти. Лекин Аһикамниң оғли Гәдалия уларниң гепигә ишәнмиди.
«Sen Ammoniylar padishahi Baalis Netaniyaning oghli Ishmailni séni öltürüshke ewetkenlikini bilmemsen?» — déyishti. Lékin Ahikamning oghli Gedaliya ularning gépige ishenmidi.
15 Кареаһниң оғли Йоһанан Мизпаһда Гәдалияға астиртин сөз қилип: «Маңа рухсәт қилғайсән, башқилар униңдин хәвәр тапқичә мән берип Нәтанияниң оғли Ишмаилни өлтүрәй; һеч ким буни билмәйду. Униң сени өлтүрүп, шуниң билән әтрапиңға жиғилған Йәһудадикиләрниң һәммиси тарқитиветилип, Йәһуданиң қалдиси йоқитиветилишиниң немә һаҗити бар? — деди.
Karéahning oghli Yohanan Mizpahda Gedaliyagha astirtin söz qilip: «Manga ruxset qilghaysen, bashqilar uningdin xewer tapquche men bérip Netaniyaning oghli Ishmailni öltürey; héchkim buni bilmeydu. Uning séni öltürüp, shuning bilen etrapinggha yighilghan Yehudadikilerning hemmisi tarqitiwétilip, Yehudaning qaldisi yoqitiwétilishining néme hajiti bar? — dédi.
16 Бирақ Гәдалия Кареаһниң оғли Йоһананға: «Сән ундақ қилма; чүнки сән Ишмаил тоғрилиқ ялған ейтиватисән» — деди.
Biraq Gedaliya Karéahning oghli Yohanan’gha: «Sen undaq qilma; chünki sen Ishmail toghruluq yalghan éytiwatisen» — dédi.

< Йәрәмия 40 >