< Йәрәмия 39 >
1 Йерусалим ишғал қилинғанда төвәндики ишлар йүз бәрди: — Йәһуда падишаси Зәдәкияниң тоққузинчи жили онинчи айда, Бабил падишаси Небоқаднәсар вә барлиқ қошуни Йерусалимға җәң қилишқа келип уни муһасиригә алди;
Yerusalem ixƣal ⱪilinƣanda tɵwǝndiki ixlar yüz bǝrdi: — Yǝⱨuda padixaⱨi Zǝdǝkiyaning toⱪⱪuzinqi yili oninqi ayda, Babil padixaⱨi Neboⱪadnǝsar wǝ barliⱪ ⱪoxuni Yerusalemƣa jǝng ⱪilixⱪa kelip uni muⱨasirigǝ aldi;
2 Зәдәкияниң он биринчи жили, төртинчи айниң тоққузинчи күнидә, улар шәһәр сепилидин бөсүп кирди.
Zǝdǝkiyaning on birinqi yili, tɵtinqi ayning toⱪⱪuzinqi künidǝ, ular xǝⱨǝr sepilidin bɵsüp kirdi.
3 Шуниң билән Бабил падишасиниң әмирлириниң һәммиси, йәни Самгарлиқ Нәргал-Шарәзәр, баш ғәзничи Небу-Сарсеқим, баш сеһиргәр Нәргал-шарәзәр вә Бабил падишалиғиниң башқа әмәлдарлири кирип «Оттура дәрваза»да олтарди.
Xuning bilǝn Babil padixaⱨining ǝmirlirining ⱨǝmmisi, yǝni Samgarliⱪ Nǝrgal-Xarǝzǝr, bax hǝziniqi Nebu-Sarseⱪim, bax seⱨirgǝr Nǝrgal-xarǝzǝr wǝ Babil padixaⱨliⱪining baxⱪa ǝmǝldarliri kirip «Ottura dǝrwaza»da olturdi.
4 Йәһуда падишаси Зәдәкия вә барлиқ җәңгивар ләшкәрләр уларни көрүп қачмақчи болуп, түн кечидә шәһәрдин бәдәр тикиветишти; у падишаниң бағчиси арқилиқ, «икки сепил» арилиғидики дәрвазидин чиқип [Иордан җилғисидики] «Арабаһ түзләңлиги»гә қарап қечишти.
Yǝⱨuda padixaⱨi Zǝdǝkiya wǝ barliⱪ jǝnggiwar lǝxkǝrlǝr ularni kɵrüp ⱪaqmaⱪqi bolup, tün keqidǝ xǝⱨǝrdin bǝdǝr tikiwetixti; u padixaⱨning baƣqisi arⱪiliⱪ, «ikki sepil» ariliⱪidiki dǝrwazidin qiⱪip [Iordan jilƣisidiki] «Arabaⱨ tüzlǝngliki»gǝ ⱪarap ⱪeqixti.
5 Калдийләрниң қошуни уларни қоғлап Йерихо түзләңлигидә Зәдәкияға йетишип уни қолға елип Хамат зиминидики Риблаһ шәһиригә, Бабил падишаси Небоқаднәсарниң алдиға апарди; у шу йәрдә униң үстидин һөкүм чиқарди.
Kaldiylǝrning ⱪoxuni ularni ⱪoƣlap Yeriho tüzlǝnglikidǝ Zǝdǝkiyaƣa yetixip uni ⱪolƣa elip Hamat zeminidiki Riblaⱨ xǝⱨirigǝ, Babil padixaⱨi Neboⱪadnǝsarning aldiƣa apardi; u xu yǝrdǝ uning üstidin ⱨɵküm qiⱪardi.
6 Бабил падишаси Риблаһ шәһиридә Зәдәкияниң оғуллирини көз алдида өлтүрүвәтти; Бабил падишаси Йәһудадики барлиқ мөтивәрләрниму өлтүрүвәтти.
Babil padixaⱨi Riblaⱨ xǝⱨiridǝ Zǝdǝkiyaning oƣullirini kɵz aldida ɵltürüwǝtti; Babil padixaⱨi Yǝⱨudadiki barliⱪ mɵtiwǝrlǝrnimu ɵltürüwǝtti.
7 У Зәдәкияниң көзлирини оюп, уни Бабилға апириш үчүн мис кишәнләр билән кишәнләп қойди.
U Zǝdǝkiyaning kɵzlirini oyup, uni Babilƣa apirix üqün mis kixǝnlǝr bilǝn kixǝnlǝp ⱪoydi.
8 Калдийләр падишаниң ордисини вә пухраларниң өйлирини от қоюп көйдүрүп Йерусалимниң сепиллирини көмүрүп ташлиди.
Kaldiylǝr padixaⱨning ordisini wǝ puⱪralarning ɵylirini ot ⱪoyup kɵydürüp Yerusalemning sepillirini kɵmürüp taxlidi.
9 Шаһанә қаравул беги Небузар-Адан шәһәрдә қелип қалған башқа хәлиқни, өзигә тәслим болуп чиққанларни, йәни қалған хәлиқниң һәммисини қолға елип, Бабилға сүргүн қилди.
Xaⱨanǝ ⱪarawul begi Nebuzar-Adan xǝⱨǝrdǝ ⱪelip ⱪalƣan baxⱪa hǝlⱪni, ɵzigǝ tǝslim bolup qiⱪⱪanlarni, yǝni ⱪalƣan hǝlⱪning ⱨǝmmisini ⱪolƣa elip, Babilƣa sürgün ⱪildi.
10 Һалбуки, қаравул беги Небузар-Адан Йәһуда зиминида һеч тәвәлиги болмиған бәзи намратларни қалдурди; шу чағда у уларға үзүмзарлар вә етизларни тәқсимләп бәрди.
Ⱨalbuki, ⱪarawul begi Nebuzar-Adan Yǝⱨuda zeminida ⱨeq tǝwǝliki bolmiƣan bǝzi namratlarni ⱪaldurdi; xu qaƣda u ularƣa üzümzarlar wǝ etizlarni tǝⱪsimlǝp bǝrdi.
11 Бабил падишаси Небоқаднәсар Йәрәмия тоғрилиқ қаравул беги Небузар-Адан арқилиқ: «Уни тепип униңдин хәвәр ал; униңға һеч зиян йәткүзмә; у немини халиса шуни униңға қилип бәр» — дәп пәрман чүшүргән еди.
Babil padixaⱨi Neboⱪadnǝsar Yǝrǝmiya toƣruluⱪ ⱪarawul begi Nebuzar-Adan arⱪiliⱪ: «Uni tepip uningdin hǝwǝr al; uningƣa ⱨeq ziyan yǝtküzmǝ; u nemini halisa xuni uningƣa ⱪilip bǝr» — dǝp pǝrman qüxürgǝnidi.
13 Шуңа қаравул беги Небузар-Адан, шундақла баш ғәзничи Небушазбан, баш сеһиргәр Нәргал-Шарәзәр вә Бабил падишасиниң башқа баш әмәлдарлириниң һәммиси адәм әвәтип
Xunga ⱪarawul begi Nebuzar-Adan, xundaⱪla bax hǝziniqi Nebuxazban, bax seⱨirgǝr Nǝrgal-Xarǝzǝr wǝ Babil padixaⱨining baxⱪa bax ǝmǝldarlirining ⱨǝmmisi adǝm ǝwǝtip
14 Йәрәмияни «Қаравулларниң һойлиси»дин елип Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияниң өз өйигә апириши үчүн униң қолиға тапшурғузди. Лекин Йәрәмия пухралар арисида турди.
Yǝrǝmiyani «Ⱪarawullarning ⱨoylisi»din elip Xafanning nǝwrisi, Aⱨikamning oƣli Gǝdaliyaning ɵz ɵyigǝ apirixi üqün uning ⱪoliƣa tapxurƣuzdi. Lekin Yǝrǝmiya puⱪralar arisida turdi.
15 Йәрәмия «Қаравулларниң һойлиси»да қамап қоюлған вақтида, Пәрвәрдигарниң сөзи униңға келип мундақ дейилгән еди: —
Yǝrǝmiya «Ⱪarawullarning ⱨoylisi»da ⱪamap ⱪoyulƣan waⱪtida, Pǝrwǝrdigarning sɵzi uningƣa kelip mundaⱪ deyilgǝnidi: —
16 Барғин, Ефиопийәлик Әбәд-Мәләккә мундақ дегин: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән өз сөзлиримни мошу шәһәр үстигә чүшүримән; ават-һалавәт әмәс, бәлки балаю-апәт чүшүримән; шу күни бу ишлар өз көзүң алдида йүз бериду.
Barƣin, Efiopiyǝlik Əbǝd-Mǝlǝkkǝ mundaⱪ degin: «Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar — Israilning Hudasi mundaⱪ dǝydu: — Mana, Mǝn ɵz sɵzlirimni muxu xǝⱨǝr üstigǝ qüxürimǝn; awat-ⱨalawǝt ǝmǝs, bǝlki balayi’apǝt qüxürimǝn; xu küni bu ixlar ɵz kɵzüng aldida yüz beridu.
17 Лекин шу күни Мән сени қутқузимән, — дәйду Пәрвәрдигар; — Сән қорқидиған адәмләрниң қолиға тапшурулмайсән;
Lekin xu küni Mǝn seni ⱪutⱪuzimǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar; — Sǝn ⱪorⱪidiƣan adǝmlǝrning ⱪoliƣa tapxurulmaysǝn;
18 чүнки Мән чоқум сени қутқузимән; сән қиличланмайсән, бәлки өз җениң өзүңгә олҗидәк қалиду; чүнки сән Маңа тайинип кәлгәнсән — дәйду Пәрвәрдигар».
qünki Mǝn qoⱪum seni ⱪutⱪuzimǝn; sǝn ⱪiliqlanmaysǝn, bǝlki ɵz jening ɵzünggǝ oljidǝk ⱪalidu; qünki sǝn Manga tayinip kǝlgǝnsǝn — dǝydu Pǝrwǝrdigar».