< Йәрәмия 38 >
1 Маттанниң оғли Сәфатия, Пашхурниң оғли Гәдалия, Шәмәлияниң оғли Җукал вә Малкияниң оғли Пашхурлар болса Йәрәмияниң хәлиққә: —
2 «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бу шәһәрдә қелип қалған адәмләр болса қилич, қәһәтчилик вә ваба билән өлиду; лекин кимки чиқип Калдийләргә тәслим болса һаят қалиду; җени өзигә олҗидәк қалиду; у һаят қалиду.
3 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бу шәһәр чоқум Бабил падишасиниң қошуниниң қолиға тапшурулиду, у уни ишғал қилиду» — дәватқан сөзлирини аңлиди.
4 Әмирләр падишаға: «Силидин өтүнимиз, бу адәм өлүмгә мәһкүм қилинсун; чүнки немишкә униң бу шәһәрдә қелип қалған җәңгивар ләшкәрләрниң қоллирини вә хәлиқниң қоллирини аҗиз қилишиға йол қоюлсун? Чүнки бу адәм хәлиқниң мәнпәәтини әмәс, бәлки зийинини издәйду» — деди.
5 Зәдәкия падиша: «Мана, у силәрниң қоллириңларға тапшурулди; силәрниң йолуңларни тосқидәк мән падиша қанчилик бир адәм едим?» — деди.
6 Шуниң билән улар Йәрәмияни тутуп қаравулларниң һойлисидики шаһзадә Малкияниң су азгилиға ташливәтти; улар Йәрәмияни арғамчилар билән униңға чүшәрди; азгалда болса су болмай, пәқәт патқақла бар еди; Йәрәмия патқаққа петип кәтти.
7 Амма падишаниң ордисидики бир ағват Ефиопийәлик Әбәд-Мәләк Йәрәмияниң су азгилиға қамап қоюлғанлиғини аңлиди (шу чағда падиша болса «Бинямин дәрвазиси»да олтиратти).
8 Әбәд-Мәләк ордидин чиқип падишаниң йениға берип униңға:
9 «И падишаһи'аләм, бу адәмләрниң Йәрәмия пәйғәмбәргә барлиқ қилғини, уни су азгилиға ташливәткини интайин әсәбий рәзилликтур; у әшу йәрдә қәһәтчиликтин өлүп қалиду; чүнки шәһәрдә озуқ-түлүк қалмиди» — деди.
10 Падиша Ефиопийәлик Әбәд-Мәләккә буйруқ берип: «Мошу йәрдин оттуз адәмни өзүң билән елип берип, Йәрәмия пәйғәмбәрни өлүп кәтмәслиги үчүн су азгилидин елип чиқарғин» — деди.
11 Шуниң билән Әбәд-Мәләк адәмләрни елип уларға йетәкчилик қилип, падишаниң ордисидики ғәзниниң астидики өйгә кирип шу йәрдин лата-пута вә җул-җул кийимләрни елип, шуларни танилар билән азгалға, Йәрәмияниң йениға чүшүрүп бәрди.
12 Ефиопийәлик Әбәд-Мәләк Йәрәмияға: — Бу лата-пута вә җондақ кийимләрни қолтуқлириң һәм танилар арисиға тиқип қойғин — деди. Йәрәмия шундақ қилди.
13 Шуниң билән улар Йәрәмияни танилар билән тартип, су азгилидин чиқарди; Йәрәмия йәнила қаравулларниң һойлисида турди.
14 Падиша Зәдәкия адәм әвәтип Йәрәмия пәйғәмбәрни Пәрвәрдигарниң өйидики үчинчи кириш ишигигә, өз йениға апарғузди. Падиша Йәрәмияға: — Мән сәндин бир ишни соримақчимән; уни мәндин йошурмиғайсән — деди.
15 Йәрәмия Зәдәкияға: «Мән уни саңа аян қилсам, сән мени җәзмән өлүмгә мәһкүм қилмамсән? Мән саңа мәслиһәт бәрсәм, сән аңлимайсән!» — деди.
16 Падиша Зәдәкия Йәрәмияға астиртин қәсәм ичип униңға: «Бизгә җан-тиниқ ата қилған Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм ичимәнки, мән сени өлүмгә мәһкүм қилмаймән, яки сени җениңни издигүчи кишиләрниң қолиға тапшурмаймән» — деди.
17 Йәрәмия Зәдәкияға: Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Сән ихтиярән Бабил падишасиниң әмирлириниң йениға чиқип тәслим болсаң, җениң һаят қалиду вә бу шәһәр отта көйдүрүветилмәйду; сән вә өйдикилириң һаят қалисиләр.
18 Лекин сән чиқип Бабил падишасиниң әмирлиригә тәслим болмисаң, бу шәһәр калдийләрниң қолиға тапшурулиду, улар униңға от қоюп көйдүрүветиду, сән уларниң қолидин қачалмайсән — деди.
19 Падиша Зәдәкия Йәрәмияға: «Мән Калдийләргә чиқип тәслим болған Йәһудийлардин қорқимән; Калдийләр бәлким мени уларниң қолиға тапшуруши, улар мени қийин-қистақ қилиши мүмкин» — деди.
20 Йәрәмия мундақ деди: — Улар сени тапшурмайду. Сәндин өтүнимәнки, гепимгә кирип Пәрвәрдигарниң авазиға итаәт қилғайсән; шундақ қилсаң саңа яхши болиду, җениң һаят қалиду.
21 Лекин сән чиқип тәслим болушни рәт қилсаң, Пәрвәрдигар маңа аян қилған иш мундақ: —
22 мана, Йәһуда падишасиниң ордисида қалған барлиқ қиз-аяллар Бабил падишасиниң әмирлириниң алдиға елип кетилиду. Шуниң билән бу [қиз-аяллар] саңа [тәнә қилип]: «Сениң җан достлириң сени езиқтурди; улар сениң үстүңдин ғәлибә қилди; әнди һазир путлириң патқаққа питип кәткәндә, улар йүз өрүп саңа арқисини қилди!» — дәйду.
23 Сениң барлиқ аяллириң һәм балилириң калдийләргә елип кетилиду. Сән өзүң уларниң қолидин қачалмайсән; чүнки сән Бабил падишасиниң қоли билән тутувелинисән, шундақла сән бу шәһәрниң отта көйдүрүветилишигә сәвәпчи болисән.
24 Зәдәкия Йәрәмияға мундақ деди: — Сән бу сөһбитимизни башқа һеч кимгә чандурмиғин, шундила сән өлмәйсән.
25 Әмирләр мениң сән билән сөзләшкинимни аңлап йениңға келип сәндин: «Сениң падишаға немә дегәнлириңни, шундақла униң саңа қандақ сөзләрни қилғанлиғини бизгә ейт; уни биздин йошурма; шундақ қилсаң биз сени өлтүрмәймиз» десә,
26 ундақта сән уларға: «Мән падишаниң алдиға: «Мени Йонатанниң өйигә қайтқузмиғайсән, болмиса, мән шу йәрдә өлимән» — дегән илтиҗайимни қойғанмән» — дәйсән.
27 Дәрвәқә әмирләрниң һәммиси Йәрәмияниң йениға келип шуни сориди; у уларға падиша буйруған бу барлиқ сөзләр бойичә җавап бәрди. Шуниң билән улар җимип кетип униң йенидин чиқип кәтти; чүнки бу иш һеч кимгә чандурулмиған еди.
28 Шундақ қилип Йерусалим ишғал қилинғичә Йәрәмия қаравулларниң һойлисида турди.